Түркийиниң қарари вә әсәдниң төһмәтлири
2012.11.16
Бу әһвал көплигән тәрәпләрни вә хәлқләрни хуш қилған болсиму, сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң оғисини қайнатқанлиқи ениқ. Чүнки униң һәдәп түркийә баш министири әрдуғанға һуҗум қилиши буни испатлайду.
Сәуди әрәбистанида чиқидиған:“әл вәтән” гезитиниң 2012 - йили 16 - ноябир санида “түркийә, сүрийә мунасивити” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп мақалидә мундақ дәп йезилған:
- Кейинки вақитларда әрәб дөләтлириниң тәшвиқат васитилиридә түркийә, сүрийә мунасивәтлиригә көпрәк йәр айрилидиған болуп қалған. Чүнки бу икки дөләт қошна дөләтләр болуштин ташқири, оттурисида әң көп сүркилиш болуватқан дөләтләрдур. Чүнки түркйиниң сүрийә хәлқиниң инқилабини қоллиғанлиқи вә сүрийидин қечип барған инқилабчиларға панаһлиқ бәргәнлики әсәд һакимийитини биарам қилған иди. Тәһлилчиләр бәшшар әл әсәдни “у җан аччиқида қийниливатқан бир нимҗан адәм. У әтрапидики әрәб дөләтлири билән зиддийәтләшкәндин ташқири, түркийә биләнму зиддийәтлишип кәлмәктә. Униң оттура шәрқтә ирандин башқа дости йоқ. У илгири түркийини сүрийә һөкүмитигә қарши террорчиларни қоллиди дәп әйибләп кәлгән иди. Әмди һуҗумини түркийә хәлқигә әмәс, пәқәт баш министир әрдуғанғила қаритип уни әйиблимәктә.” әслидә түркийиниң сүрийидин җенини қоғдаш үчүн панаһлиқ тәләп қилип кәлгән бичарә хәлқ үчүн қучиқини ачқанлиқи, алди билән мусулманлиқ қаидиси, андин инсанлиқ бурчи иди, дәп қарайду.”
Әсәдниң төһмәтлири һечкимни ишәндүрәлмәйду
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
- Сүрийә рәиси бәшшар әсәд ахирқи баянатида, худди өзидә һечқандақ гунаһ йоқтәкла, түркийә баш министири рәҗәб таййиб әрдуғанни қарилимақчи болуп, “сүрийидә йүз бәргәнләрниң һәммисигә әрдуған сәвәбчи болди, түркийә хәлқидә гунаһ йоқ, һәммини қилған әрдуғандур?” деди. Худди әрәб баһарини әрдуған башлатқандәк, залимларға хәлқниң қарши чиқиш һәққи йоқтәк сөз қилди. Тәһлилчиләрниң қаришичә, әсәд әслидә түркийини өзиниң оюниға кәлтүрмәкчи вә сәуди әрәбистанға, мисирға дүшмән қилмақчи иди. Әмма униң пилани аллибурун суға чилашқан иди. Мундин бир қанчә йил илгири сүрийә, түркийә мунасивитидә җиддий йеқинлиқ йүз бәрди, һәтта икки дөләт хәлқи бир - биригә визисиз кирип чиқидиған болуп кәткән иди. Сүрийиниң васитиси билән иранму түркийигә йеқинлашқан. Чүнки иран билән сүрийә әзәлдин бир болуп, түркийини өзлиригә тартиш арқилиқ уни әрәбләргә дүшмән қилмақчи вә өзлири аридин пайда тапмақчи иди. Әмма уларниң бу рәзил пилани түркләрниң зерәкликидинму яки немә сәвәбтин болмисун, бәрбат болди. Шуниң билән әсәд түркийидин үмидини үзди. Андин түркийә һөкүмитини сөкүп болсиму аччиқини чиқиривелишни ойлиған болса керәк.