Түркийә һәмишә сүрийә хәлқиниң тәрипини тутиду

Түркийә һөкүмити сүрийә хәлқигә қолидин кәлгән барчә инсаний ярдәмләрни қилип келиватқан йеганә дөләт һесаблиниду.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.11.30

Түркийә һөкүмити вә хәлқи сүрийә хәлқиниң бәшшар әл әсәд һакимийити тәрипидин тартиватқан азаб-оқубәтлирини инсаний кризис дәп тонуп, сүрийә хәлқиниң арзу-арманлирини әмәлгә ашуруш йолида уларға яр йөләк болуп кәлмәктә.

Түркийә һөкүмити түнүгүн 2011-йили 29-ноябир күни сүрийә үчүн немә керәк болса шуни қилишқа, һәтта сүрийә хәлқини қоғдаш йолида түркийә билән сүрийә оттурисида алаһидә район қурушқиму һазир икәнликини елан қилди.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2011-йили30-ноябир күнидики санида “түркийә сүрийә үчүн һәр ишқа һазир” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:
“түркийә һөкүмити сүрийә хәлқиниң һазирқи ечинишлиқ вәзийитидин биарам болмақта вә сүрийә хәлқиниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йолида һәр ишқа һазир икәнликини җакарлимақта. Бу әлвәттә тәқдирләшкә тегишлик ғәмхорлуқтур. Түркийә ташқи ишлар министири әһмәд давутоғлиниң баянатида, сүрийә һөкүмитиниң, хәлқи билән чиқишип иш көрүштин башқа йоли йоқлуқини, сүрийә һөкүмити үчүн әрәб дөләтлири иттипақиниң тәклиплирини қобул қилиш вә сүрийә вәзийитини оңлаш үчүн һазирму пурсәт барлиқини, әгәр сүрийә һөкүмити хәлқни қириш ишлирини давам етиверидикән, түркийә сүрийә хәлқини қутқузуш йолида һәрқандақ чарә қоллинишқа тәйяр икәнликини, имканқәдәр һәрбий йүрүш қилиштин сақлинидиғанлиқини очуқ җакарлиди. Түркийә һөкүмитиниң әрәб дөләтлири иттипақи сүрийигә қарши елан қилған җазани әмәлийләштүридиғанлиқи ениқ. Һәтта түркийиниң “һөррийәт” гезити әрәб дөләтлири иттипақиниң сүрийигә қойған җазасиниәқиллиқ җаза дәп тәриплигән.”

Түркийә җаза сәвәблик сүрийә хәлқигә зиян йетишини халимайду

Мәзкур мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“әрәб дөләтлири иттипақи сүрийә һөкүмитигә қарши бәлгилигән җазасини өткән йәкшәнбә күни елан қилған болса, униң әтиси дүшәнбә күни явропа иттипақи өзиниң сүрийә һакимийитигә қаратқан мәхсус җаза қарарини елан қилди. Түркийә һөкүмити шу күнидин етибарән сүрийә һөкүмитиниң түркийә мәркизи банкисидики һесаблирини тоңлитиш, сүрийигә сатидиған таварларни тохтитиш қатарлиқ рәсмийәтләрни башливәтти. Шундақтиму хәлқниң еһтияҗи болған, күндилик зөрүрийәт қатаридики таварларниң сүрийигә киришини тосмайду. Бу сүрийә хәлқини асриғанлиқтин иди. Түркийә шундақла әсәд вә униң аилисиниң түркийә тәрәпкә сәпәр қилишини чәкләйду. Әмма түркийә билән сүрийә оттурисида қатнайдиған йолучи айропиланлири сәпирини давам қилиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.