Түркийә дөләт министири күршат түзмән үрүмчи йәрмәнкисигә қатнашти

Түркийиниң ташқи содиға мәсул дөләт министири күршат түзмән хитайда вә үрүмчидә рәсми зиярәт елип бармақта. 9 - Айниң 1 - күни миллийәт, түркийә гезитлиридики хәвәрләрдә түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң бейҗиң вә үрүмчигә елип бармақта болған зиярити һәққидә мәлумат берилгән.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.09.01
 Миллийәт гезитидики хәвәрдә, түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң хитай тиҗарәт министири чен демиң билән елип барған учришишида, күршат түзмәнниң хитай билән түркийә оттурисидики тиҗарий мунасивәттә түркийиниң давамлиқ һалда зиян тартип келиватқанлиқини, икки дөләт оттурисидики бу тәңпуңсизлиқни түгитиш үчүн қисқа вә узун муддәтлик чарә тәдбирләрни еливатқанлиқини ейтқанлиқи йезилған.

Бу хәвәрдә йәнә күршат түзмәнниң икки дөләт оттурисидики тиҗарәт соммиси үстидә тохтилип, түркийә хитай оттурисидики тиҗарәт соммисиниң 2005 - йилида 7 милярт доллар болған болса, 2006 - йилида 10 милярт долларға, 2007 - йилида 14 милярт долларға йүксәлгәнликини, бу йил 17 - 18 милярт долларға юксәлтишни пиланлаватқанлиқини язған.

9 - Айниң 1 - күни түркийә гезитидә елан қилинған хәвәрдә, күршат түзмәнниң хитай тиҗарәт министиригә бир милярт 300 милйон нопусқа игә хитайдин түркийигә һәр йил пәқәтла 70 миң саяһәтчи кәлгәнликини, түркийигә техиму күп хитай саяһәтчини күтүватқанлиқини ейтқан.

Түркийә анатолийә хәвәр агентлиқиниң 9 - айниң 1 - күнидики `түзмән хитайниң шинҗаң уйғур аптоном җумһурийитидә` мавзулуқ хәвиридә, түркийә хитай билән болған тиҗарий мунасивитини күчәйтиш үчүн, хитай дөлитиниң рәсми тәклипигә бинаән 9 - айниң 1 - күнидин 4 - күнигичә үрүмчидә рәсми зиярәт елип бериватқанлиқини, бу зиярәт җәрянида 17 - нөвәтлик хәлқаралиқ үрүмчи тиҗарәт йәрмәнкисиниң ечилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқини язған.

Түркийә ташқи сода идарисидин игилишимизчә бу қетимқи үрүмчи йәрмәнкисигә түркийә алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинған болуп, бу йәрмәнкигә қатнашқан 25 түрк ширкитигә һәқсиз көргәзмә йери берилгән. Түркийә дөләт министири күршат түзмән бу қетимқи зияритидә, уйғур аптоном райониниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән тиҗарий мунасивәтни тәрәққи қилдуруш һәққидә музакириләр елип барғандин башқа, түрк карханичиларниң үрүмчидә салған завутлириниң ечилиш мурасимиғиму қатнишидикән. Кейин қәшқәргә берип мәхмут қәшқири билән юсуф хас һаҗипниң мазириниму зиярәт қилидикән. Бәзи анализчилар түркийә дөләт министири күршат түзмән вә түрк карханичиларниң үрүмчигә елип барған бу зияритиниң түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқни азайтиш, шундақла уйғур райониниң тәрәққияти үчүн төһпә қошидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Ундақта түркләрниң үрүмчи йәрмәнкисигә алаһидә меһман дөләт сүпитидә тәклип қилиниши неминиң ипадиси? түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң бу қетимқи зиярити растинла тиҗарий анализчилар дегәндәк, уйғур райониниң тәрәққияти үчүн пайдилиқму? дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.