Түркийиниң 2023-йилиғичә болған чоң пиланида уйғур мәсилисигиму йәр берилди
2011.04.29

Бу йил 6-айниң 12-күни түркийидә парламент сайлими елип берилмақчи. Бу сайламға чоң - кичик болуп 21 әтрапида сиясий партийә қатнишидиған болуп, 10 йилдин бери түркийидә һакимийәт тутуп турған адаләт вә тәрәққият партийиси сайлам баяннамиси болған түркийиниң 2023-йилиғичә болған пиланини оттуриға қойған.
2023-Йили түркийә җумһурийити дөлити қурулғанлиқиға 100 йил толған йил болуп, түркийиниң 2023-йиллиқ пилани намлиқ бу әсәрдә, 100-йилида түркийә йетишни арзу қилған мәқсәт йәни 2023-йилиға кәлгәндә түркийини демократийә, иқтисад, технологийә җәһәттин тәрәққий қилған күчлүк бир түркийә қилип қуруп чиқиш пилани баян қилинған. Адаләт вә тәрәққият партийиси тәйярлиған бу сайлам баяннамисиниң 157-бетидә уйғурлар һәққидә шу җүмлигә йәр берилгән.
Асияниң үч чоң иқтисадий күчи болған хитай, һиндистан вә японийә билән болған иқтисадий мунасивәтни тәрәққий қилдурушни давамлаштуримиз.
Бу дөләтләр билән елип бериватқан сиясий мунасивитимиз түркийиниң иқтисадий тәрәққиятиғиму пайдилиқ. Йеңи һөкүмәт мәзгилимиздә уйғур түрклириниң һәққаний тәләплирини қандуруш вә һәқ һоқуқлирини, әркинликлирини капаләткә игә қилиш үчүн күч чиқиришни давамлаштуримиз.
Бу, уйғур мәсилисиниң тунҗи қетим түркийиниң хитай билән болған мунасивити билән бирләштүрүлүп бир сиясий партийиниң сайлам вәдилириниң ичигә қоюлуши болуп, бу түркийидики уйғурларни сөйүндүрди. Буниңға мутәхәссисләр вә аммиви тәшкилат мәсуллири қандақ қарайду?
Мухбиримиз бу һәқтә түркийидики сиясий паалийәтчи һамид көктүрк вә мутәхәссис әркин әкрәмләр билән сөһбәтләшти.