Түркийә парламент әзаси җалал әрбай билән уйғурларниң һәқ - һоқуқлири һәққидә сөһбәт

Уйғурларниң дости шундақла шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан, түркийә парламент әзаси, профессор доктур җалал әрбай әпәнди билән, уйғурларниң һәқ - һоқуқлири вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән сөһбәт елип бардуқ. Түркийә парламент әзаси җалал әрбай әпәндиниң әсли кәспи қануншунаслиқ болуп, у илгири мармара университетиниң қанун факолтетида оқутқучи болған.
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.07.22
jalal-erbay-305 Сүрәттә профессор җалал әрбай әпәнди сөз қилмақта
RFA Photo

Соал: һөрмәтлик профессор җалал әрбай әпәнди, сиз бир қануншунас парламент әзаси болуш сүпитиңиз билән уйғурларниң һәқ - һоқуқиға қандақ қарайсиз?

Җаваб: алди билән шәрқий түркистан даваси йолида шеһит болған пүткүл қериндашлиримға аллаһдин мәғпирәт тиләймән. Әлвәттә дуняда инсанниң асасий һоқуқи яшаш һоқуқидур, инсанлар туғулиду, өсүп йетилиду, чоң болиду вә аллаһ униңға бәргән өмүр ахирлашқанда дуня билән видалишиду. Дуняда бир инсанниң йәнә бир инсанни өлтуруши әң чоң җинайәт. Һаят һәммимиз үчүн муқәддәс, җан һәммимиз үчүн татлиқ. Әлвәттә һәммимиз бир күни әҗәл тошқанда өлимиз, әмма, бир инсанниң йәнә бир инсанни өлтүрүши билән дунядин айрилиши бу дунядики әң чоң җинайәт. Һечқандақ инсанниң бундақ қилишқа һәққи йоқ. Шәрқий түркистанда, үрүмчидики уйғур түрклириниң өз мәнивийити, әқидә - етиқади вә мәдәнийити җәһәтләрдә, иҗтимаий һаятини, өрп - адәтлирини, тилини, динини җанландуридиған һаләттә һаятини давам қилиш һоқуқи бар. Инсан үчүн буниңдин муһим, буниңдин муқәддәс һоқуқ йоқ. Бу һәммимиз үчүн муһим һоқуқ. Бу, бир ингилиз үчүн, франсийилик үчүн, америкилиқ үчүн, хитай пуқраси, русийә пуқраси, түркийә пуқраси үчүн вә үрүмчидики, қәшқәрдики шәрқий түркистан түрклири үчүнму охшашла һоқуқ. Дуняда һечким, мән яшаймән, сән яшимайсән дейәлмәйду? бундақ бир чүшәнчә тоғриму? бу чүшәнчини инсанийәт қобул қилаламду? әлвәттә қобул қилалмайду.

Соал: һөрмәтлик профессор җалал әрбай әпәнди, 5 - июл үрүмчи вәқәсигә бир йил болди, сиз бу вәқәдин кейин уйғурлар һәққидә немиләрни чүшиниватисиз?

Җаваб: үрүмчи қирғинчилиқиға бир йил болди, биз бу қайғу - матәмни онутмидуқ. Биз буни йүрикимиздә сақлап келиватимиз, уйғурларға буни уйғун көргәнләрдин ғәзәп билән нәпрәтлинимиз. Уларни дуня җамаити алдида, җинайәтчи, зомигәр, ишғалйәтчи дәп елан қилимиз. Инсанларниң яшаш һоқуқи, дин вә виҗдани әркинлики, һәр ким өзи халиған, әқидә қилғанға етиқад қилиш һоқуқи инсанийәт үчүн хәлқаралиқ бир қанун. Бәзиләр аллаһниң бирликигә ишиниду, бәзиләр бир яғачни муқәддәс дәп билип униңға етиқад қилиду. Һәр кимниң етиқад қилған диниға башқиларму һөрмәт қилиши керәк. Уйғурлар диний етиқад бойичә яшиғанлиқи үчүн униңға қандақму чәклимә қоялайсиз?. Үрүмчидә йүз бәргән вәқә инсанийәтниң образиға дағ чүшүргәнлик. Мән булардин, бир мусулман түрк болғанлиқим үчүн әмәс, бир инсан болғанлиқим үчүн нәпрәтлиниватимән, уларму инсан, уйғурларму инсан, уйғурлар дуняниң төт әтрапидики инсанларға охшаш инсанчә яшаш һоқуқигә игә. Уларму өз мәдәнийитини қоғдаш, аилисидә өз тилида сөзлишиш, өз тилида йезиш, оқуш һоқуқиға игә. Өз диний етиқади бойичә яшаш, ибадәтханиларға халиғанчә бериш һоқуқиға игә. Йәни булар пүткүл дуняниң пүткүл инсанларниң әзәлдин бар болған қиммәтлик алаһидиликлири. Бу қиммәтлик алаһидиликләр чоқум һәр заман мәвҗут болиду. Буларни чәкләш, тосқунлуқ қилиш һәргизму мумкин әмәс. Һечкимниң пүтүн дуняға қаршилиқ қилиши мумкин әмәс. Бу җинайәтни ишлигән хитай әмәс, башқа бир дөләт болған болса, биз униңдинму нәпрәтлинәттуқ. Хитай бу җинайәтни садир қилди. Бу қирғинчлиқни ишлиди. Мән инсанийәт намида хитайни җинайәтчи дәп әйибләймән. Бүгүн бу вәқәниң бир йиллиқи мунасивити билән бу азаб вә қайғу қәлбимизни қайтидин ағритиватиду. Бу азаб қәлбимдин өлгичә чиқмайду, өлүп кәткичә бу җинайәтни садир қилғанларни әйибләймиз. Инсан қелипидин чиққан бу җинайәтни онутмаймиз, бу җинайәтни садир қилғанларниң йүзигә түкүримиз.

Соал: һөрмәтлик парлармент әзаси җалал әрбай әпәнди, уйғурларға демәкчи болған яки тәвсийә қилмақчи болған сөзлириңиз барму?

Җаваб: мән уларға шуни тәвисийә қилимәнки, кәчмиштики вәқәләрниң қайғуси ичидә өзлирини йоқитип қоймисун! биздә бир һекмәтлик сөз бар, өлгәнләр билән өлгили болмайду, өлгәнләргә аллаһ мәғпирәт қилсун, шәрқий түркистанниң, уйғурларниң кәлгүси үчүн һечким орунсиз талаш - тартиш қилмай, аилисидә диний етиқадида чиң турушни, өз тилида сөзлишишни, динини қоғдишини тәвсийә қилимән. Түркләрниң асаси сүпити мусулман болуштин ибарәт, бу алаһидиликни қоғдишини тәвсийә қилимән, бир - бири билән қериндаш болуп яшишини, бирси халиғанни йәнә бирсигә тәвсийә қилишини, бирси халимиғанни башқа бирсигиму тәвисийә қилмаслиқини тәвсийә қилимән. Һәргизму сатқунлуқ қилмаслиқини, өз - ара хушаллиқ вә қайғуда биргә болушни, бирлик - баравәрлик ичидә, қериндашлиқ чүшәнчә һасил қилип, һөрмәт вә иззәт билән яшишини тәвсийә қилимән. Әрзийәт вә зулум тартқанларни аллаһ көриду, аллаһ сәбир қилғанлар билән биргә, зулум билән һечким раваҗлиналмайду, инсанларға зулум вә әрзийәт йүргүзгән һакимийәт һечқачан давам қилалмайду. Биз уйғурларниң дуняниң һәр қайси җайлирида охшаш тилда сөзлишидиған, охшаш динға етиқад қилидиған қериндашлири болуп, дуа қилимиз, аллаһ уларға ярдәм қилиду, уларни қоғдайду, пүткүл уйғур қериндашлиримға салам вә сөйгү йоллаймән.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.