Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вилайәт рәһбәрлири билән көрүшти


2008.03.26

wali-mewlut-bilici-200.jpg
Қәйсәри шәһәр башлиқи мәһмәт озһасәки әпәнди. RFA Photo / Erkin Tarim

Түркийидә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити иҗраийә һәйити әзалири түркийиниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан вилайәтлиридин бири болған қәйсәри вилайитиниң йеңи вәзипигә тәйинләнгән валиси мәвлут билиҗи әпәнди билән қәйсәри шәһәр башлиқи мәһмәт озһасәки әпәндини 25 ‏- март күни зиярәт қилди.

Бу зиярәткә башламчилиқ қилған д у қ ниң муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди радиомизға бәргән мәлуматида, олимпик мәшили түркийидин өтүш алдида туруватқан, йеқинда тибәттә йүз бәргән вәқәләр түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр еливатқан, буниң билән бирликтә уйғур мәсилисиму дуня мәтбуатлирида давамлиқ йәр еливатқан бир мәзгилдә , бу хил учришишларниң муһим икәнликини ейтти.

Mayor-mehmet-200.jpg
Қәйсәри вилайитиниң йеңи вәзипигә тәйинләнгән валиси мәвлут билиҗи әпәнди. RFA Photo / Erkin Tarim

Сейит түмтүрк әпәнди дуняниң һәр қайси дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң өзлири паалийәт елип бериватқан дөләтләрдики һәр дәриҗилик рәһбәрләрни зиярәт қилип, шәрқий түркистан мәсилисини, уйғурларниң бүгүнки вәзийитини аңлитип турған тәқдирдә, шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқара күн тәртипигә келишигә түрткә болидиғанлиқини, шуңа өзлириниң бурундин тартип бу хил паалийәтләргә алаһидә әһмийәт берип келиватқанлиқини вә буниң дава үчүн көп пайдиси болғанлиқини ейтти.

Тәшкилатниң иҗраийә һәйәтлири вә уйғур ақсақаллиридин болуп 12 кишидин тәркип тапқан бу һәйәттикиләр вали вә шәһәр башлиқиға шәрқий түркистан һәққидә йезилған китаб, журнал вә гезитләрни бәргәндин башқа, уйғур кийим ‏- кечәклириниму совға қилған. Бу зиярәт қизғин бир кәйпиятта өткән болуп, һәйәт уларға хитай һөкүмитиниң тибәт вә уйғурларға қаратқан бесим сиясити вә уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә тәпсилий мәлумат берип өткән.

Бу учришиш һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, д у қ ниң муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.