Түркийә уйғур мәсилисини растинла өзи үчүн козур қилип қоллиниватамду?

Америкида инглиз тилида чиқидиған "бүгүнки заман" намидики түрк гезитидә, "түрк ‏- хитай мунасивитигә уйғур мәсилиси көләңгү чүшүрмәслики керәк" дегән темида мақалә елан қилинған.
Мухбиримиз әқидә
2010.03.31
Turk-xitay-tashqi-ishlar-ministirliri-305 Сүрәт, түркийә ташқи ишлар министири давутоғлу әпәнди билән хитай ташқи ишлар министири йаң җелоң.
AFP Photo

Бу мақалида асаслиқи, 5 ‏- июл вәқәсидә түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә саһип чиқишида, бири түркийә ички сияситиниң муһим рол ойниғанлиқи, йәнә бири түркийиниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтни күчәйтиш үчүн уйғур мәсилисини козур сүпитидә қолланғанлиқи баян қилинған.

Түркийидики шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамит гөктүрк әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, мақалида әкис әттүрүлгән мәзмунлар һәққидә өзиниң қарашлирини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.