Түркийиниң бир қисим сиясий партийә рәислири вен җябавниң түркийә зияритигә қарши баянат елан қилди
Мухбиримиз арислан
2010.10.14
2010.10.14
Түрк мәтбуатлиридин елинди.
Ялчин топчи: инсанийәткә қарши трагедийә йүз бериватса уни кичик чағлап хитайниң залимлиқиға көз юмуватқанлиқини әйибләймиз.
Түркийә бүйүк бирлик партийисиниң рәиси ялчин топчи 2010 - йили 10 - айниң 10 - күни Бүйүк бирлик партийисиниң рәсмий тор бети арқилиқ хитай баш министириниң түркийә зияритигә қарши баянат елан Қилди.
Түркийә бүйүк бирлик партийисиниң рәиси ялчин топчи баянатида, түркийә һөкүмитиниң хитайға қарита елип бериватқан сияситиниң хата икәнликини, бир инсанийәткә қарши трагедийә йүз бериватса, уни кичик чағлап, хитайниң залимлиқини көрмәскә салғанлиқини әйибләйдиғанлиқини ипадилиди.
Ялчин топчи әпәнди баянатида, хитай баш министири вен җабавниң түркийә зияритини тәнқид қилди. Шәрқий түркистандики уйғурларниң, хитай дөлити иҗра қиливатқан, бесим сиясәт астида қиливатқанлиқини ипадилигән ялчин топчи әпәнди мундақ деди: "хитай баш министириниң түркийә зияритидә түркийә һөкүмитиниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә немиләрни оттуриға қойғанлиқини, истратегийилик һәмкарлишиш җәһәттә келишимнамигә имза қилишқанда, қериндашлиримиз, диндашлиримиз болған уйғур түрклири үчүн қайси хил яхшилиқ тәләпләрдә болғанлиқини, билишни халаймиз."
Ялчин топчи баянатида йәнә мундақ деди: "пүткүл дуня хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә диққәт қиливатқан бир пәйттә түркийиниң истратегийилик ортақлишиш һәққидә келишим түзүш билән мәшғул болуши вә уйғур түрклири үчүн пкк мәсилисини оттуриға чиқирип номуссизлиқ қилишиға һөкүмәтниң сүкүт қиливатқанлиқиға чидап туралмаймиз вә тоғра тапмаймиз. Хитайниң пкк тәшкилатини террорчи тәшкилат дәп етирап қилмаслиқиму икки дөләт мунасивәтлиридә айрим бир мәсилә. Түркийә һөкүмитиниң хитай сияситини хата дәп қараймиз вә у йәрдә бир инсанийәткә қарши трагедийә йүз бериватса уни кичик чағлап хитайниң залимлиқиға көз юмуватқанлиқини әйибләймиз."
Ялчин топчи йәнә, п к к мәсилиси билән шәрқий түркистан мәсилисиниң охшашмайдиған икки айрим мәсилә икәнликини билдүрүп мундақ деди: "п к к тәшкилати қораллиқ террорчи залим тәшкилат. Уйғурлар террорчи әмәс, пүткүл дәртлири инсандәк яшаш, хитайниң зулмидин, бесимидин қутулуштин ибарәт. Уйғурлар бигунаһ мәзлум хәлқ."
У, баянатиниң ахирида мундақ деди: "түркийә һөкүмити хитайдин қорқуп рабийә қадирға виза берәлмәйватиду, һөкүмәтниң чүшәнчисидики ички - ташқи хитай козири әпсуслинарлиқ билән уйғур қериндашларниң қәһримани рабийә қадир ханимға виза беришкә тосалғу боливатиду. Рабийә қадир ханим хитай зулминиң символи, түркийә рабийә қадир ханимға игә чиқиш керәк. Түркийә һөкүмити хитай билән болған мунасивәтлиридә, шәрқий түркистан мәсилисигә көз юммаслиқ керәк. Шәрқий түркистан мәсилисигә кишилик һоқуқ вә демократийә җәһәттә бир нуқтини оттуриға қоюп хәлқарада хитайға қарши ембарго йүргүзүштә алдинқи сәптә рол елиш керәк."
Милләтчи вә муһапизкар партийисиниң рәиси әхмәт йилмаз хитай билән болған мунасивәтләргә агаһландуруш бәрди.
Милләтчи вә муһапизкар партийисиниң рәиси әхмәт йилмаз түркийиниң иран вә хитай мунасивәтлиригә қарита агаһландуруш Берип, түркийә билән хитай мунасивәтлириниң бир тәһдит икәнликини вә бу мунасивәтләрни тосуш керәкликини билдүрди.
Милләтчи вә муһапизкар партийисиниң рәиси әхмәт йилмаз тәрипидин "җиһан" хәвәр агентлиқи арқилиқ 2010 - йили 10 - айниң 13 - күни елан қилинған баянатида, түркийә һөкүмитини тәнқидләп, "баш министир әрдуған хата чүшәнчиләрдә боливатиду. Нә иран, нә сүрийә, нә хитай бу милләткә дост болалмайду. Бу хаталиқниң күчлинишигә төһпә қошуватқан һөкүмәт, милләтнила әмәс кәлгүсидә пүткүл районни чиқиш йоли тапалмайдиған бир туюқ йолға башлап қойиду", деди.
Әхмәт йилмаз әпәнди баянатиниң давамида йәнә мундақ деди: "хитай билән һәрбий маневир өткүзүш қобул қилинмайду, хитай һәргизму тәңтуш әмәс, бәлки тәңпуңлуқни бузидиған бир кандидат. Хитай өз орнидин һәрикәт қилмаслиқи керәк. Хитайниң сәддичин сепилидин ешишини тосуш керәк. Һөкүмәт исраилийини дүшмән дәп қариғанлиқи сәвәбидин иран вә сүрийә мунасивәтлиридики хаталиқни һес қилмай, хитай вә иран билән болған хата мунасивәтлирини күчләндүрүватиду. Иран хитайни қоллап, дуня үчүн чоң бир тәһдит пәйда қилишқа тәйярлиқ қиливатиду. Һәм иран һәм хитайни 'тохта!' дәп агаһландуруш бериш керәк. Дуня америкидин бәш һәссә артуқ чоңлуқта болған, хитайдин қутулалмайду. Иран америка билән тәңпуңлуқни сақлаш үчүн техиму хәтәрлик бир қәдәм бесип хитайға охшаш худани тонумайдиған бир күчни оттура шәрққә тартип киришкә тиришмақта. Түркийә һөкүмитиму исраилийигә болған дүшмәнлики сәвәбидин буни қоллимақта."
Әхмәт йилмаз әпәнди баянатиниң давамида йәнә мундақ дегән: "хитай күчләнгәндә, аллаға ишинидиған пүткүл хәлқләр йеқин заманда чоң бир тәһдиткә дуч келиду. Хитай тарихтин буян түркләр билән дүшмәнлишип кәлгән. Хитайниң оттура шәрққә кәлтүрүлүши наданлиқтур. Түркийә һөкүмити, хитайниң һәрбий әслиһә ишләп чиқиришқа ярдәм бериватқан иранни агаһландуруши керәк. Иран хитайниң һәрбий җәһәттә күчлинишини халайду. Иран вә хитай күчлинип дуняға тәһдит болуш пикридә чиң турмақта. Өз - ара мәнпәәтләр районни қийин әһвалға қойидиған бир вәзийәт шәкилләнди.
2010 - Йили 10 - айниң 9 - күни Түркийә мәзлумлар җәмийити истанбул шөбә башлиқи җиһад көкдәмир, мәзлумлар җәмийитиниң рәсмий тор бетидә, хитай баш министири вен җабавниң түркийә зияритигә қарита баянат елан қилди.
Баянатта мундақ дейилгән: "шәрқий түркистан, асияда әң көп кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири боливатқан, әң муһим мәркәзләрдин бири. Хитайниң ишғали астида қалған бу районда, мусулман шәрқий түркистан хәлқигә қарита, йерим әсирдин бери иҗра қилиниватқан етник вә дини айримичилиқ сиясәтлири сәвәбидин миңлиған инсан һаятидин айрилди вә йәнә миңлиған инсанлар сәрсан - сәргәндан болуп дуняниң охшимиған дөләтлиридә панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болди."
Баянатта йәнә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: "2009 - йили 7 - айниң 5 - күни шәрқий түркистанда йүз бәргән вәқәләр сәвәбидин, хитайниң он нәччә йил ассимилятсийә қилиш сиясәтлириниң қурбани болған уйғур аз санлиқларниң мәсилилири, хәлқара җамаәтниң күн тәртипигә йеңидин кәлди. Йүз бәргән вәқәләрдә йүзлигән киши өлди вә миңлиған киши яриланди. Вәқәни пәйда қилған дегән дава билән онлиған уйғур өлүмгә һөкүм қилинди. Йүзлигән киши һазирму қамақта ятмақта. Хәлқ, тутқун қилиш вә қийин қистаққа елиш, туюқсиз йоқап кетиш, тутқун қилинғанлардин узун муддәт хәвәр алалмаслиққа охшаш вәқәләр шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрдур. Униңдин башқа йәнә мәһбусларниң җисмидики ички әзалирини сетиштәк орган тиҗарити, намайиш қилиш вә топлиниш җәһәттики һоқуқиниң дәпсәндичилики, ахбарат вә пикир әркинлики җәһәттә чәклимигә учриши, һәрбий һаләт елан қилиш, иҗтимаий вә мәдәнийәт саһәләрдә елип бериливатқан бесимлар, шәрқий түркистанда йүз бериватқан башта кишилик һоқуқ мәсилиси қатарлиқ нурғун мәсилиләр һәл қилинишини күтүп турмақта.
Баянатниң ахирида йәнә мундақ дейилгән: "мәзлум дәр җәмийити, хитай хәлқ җумһурийити әмәлдарлириға қарши 5 - июл үрүмчи вәқәлириниң баш җавабкарлири һәққидә түркийә сот мәһкимисигә җинайәт ишлигәнликигә алақидар әрз сунған болуп, бу җавабкарлар тизимликидә баш министир вен җабавниң исми йезилған. Мәзлумлар җәмийити, түркийә җумһурийити министирлирини, уйғурларниң бешиға кәлгәнләргә көз юммаслиққа, хәлқара мунасивәтләрдә кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған бир мәйданда турушқа чақириқ қилиду. Мәзлумлар җәмийити түркийә җумһурийитини, хитай дөлити билән елип берилған һәр қандақ мунасивәтләрдә шәрқий түркистан вә тибәткә охшаш районларда йүз бериватқан вәқәләргә диққәт қилишқа чақириқ қилиду.
Баянатниң астиға мәзлумлар җәмийити истанбул шөбә башлиқи җиһат гөкдәмирниң имзаси йезилған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.