Түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут хитай һәйитини қобул қилди
2010.11.30

Түркийә парламәнти муавин башлиқи садиқ яқут әпәнди бүгүн яни 11-айниң 30-күни хитай коммунист партийиси тәтқиқат мәркизи башлиқи соң чүяң башчилиқидики һәйәтни қобул қилди.
Түркийә парламенти хәвәр тор бетиниң хәвиригә қариғанда, садиқ яқут әпәнди хитай һәйитини қобул қилғанда түркийиниң хитай билән болған мунасивитини тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқини, йеқиндин бери икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң күчәйгәнликини аңлатқандин кейин, уйғурлар һәққидә тохтилип мундақ дегән:
"Түркийә шинҗяң уйғур аптоном районини хитайниң земини дәп қобул қилиду. Әмма уйғурлар билән түркләр қериндаш, шуңа уйғурларниң тәқдиригә түркләр алаһидә көңүл бөлиду. Биз уйғурларниң өз һәқ вә һоқуқиға игә һалда әркин, хитайлар билән тәң баравәр бәхит ичидә яшишини тәләп қилимиз.
Түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут әпәнди сөзиниң ахирида уйғурларниң түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә көврүклүк роли ойниши керәкликини, түркийиниң үрүмчидә санаәт райони қурушни ойлаватқанлиқини ейтқан.
Кейин хитай коммунист партийиси тәтқиқат мәркизи башлиқи соң чуяң сөз қилип, шинҗяңниң хитайниң айрилмас бир парчиси икәнликини, уйғур райониниң бәк тез тәрәққи қиливатқанлиқини, шинҗяңдики һәр милләт хәлқиниң инақ вә бәхтлик икәнликини ейтқан.
Хитай һәйити башлиқи соң чуяң түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқутқа қилған сөзидә, уйғурларниң түркийә хитай мунасивитидә көврүклүк роли ойнашқа давам қилидиғанлиқини, түркийиниң үрүмчидә түрк санаәт райони қурушини қоллап қувәтләйдиғанлиқини ейтқан.
2001-Йилидин бери түркийә дөләт рәһбәрлири хитай рәһбәрлири билән учрашқанда давамлиқ һалда уйғурларниң түркийә -хитай мунасивитидә көврүклүк роли ойниши керәкликини тәкитләп кәлмәктә. 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай рәһбәрлириму бу сөзни тәкитлимәктә. Түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут хитай һәйитини қобул қилғандиму бу сөзни тәкитлигән. Уйғурлар улар дегәндәк көврүклүк роли ойнаватамду яки қуруқ шуар болуп қеливатамду? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн түркийә стратегийилик чүшәнчә иниститути түркийә хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктур әркин әкрәм әпәндини зиярәт қилдуқ.