2012 - Йилидики түркийә, хитай мунасивитигә нәзәр
2012.12.27

Ундақта 2012 - йилидики түркийә, хитай мунасивити қандақ болди? 2012 - йили түркийидә “хитай күлтүр йили” дәп елан қилинғандин кейнла тунҗи болуп сабиқ муавин дөләт рәиси ши җинпиң рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлгән иди. Түркийидики шәрқий түркистан паалийәтчилири кәң көләмлик намайиш билән қарши алған ши җинпиңни түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп таййип әрдоған, парламент рәиси җәмил чичәк қатарлиқ дөләт рәһбәрлири қизғин күтүвелип өзлириниң түркийә, хитай мунасивитигә көңүл бөлидиғанлиқини ипадиләшкәниди.
Арқидин 4 - айниң 8 - күнидин 10 - күнигичә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған министир, парламент әзаси, карханичи вә мухбирлардин тәшкил тапқан 300 кишилик өмәк билән биллә хитайда рәсмий зиярәттә болған иди. Рәҗәп таййип әрдоғанниң зияритини үрүмчидин башлиши, пүтүн дунядики уйғурларни сөйүндүргән болсиму, түркийә билән хитайниң мунасивитиниң йеқинлишиши уйғур паалийәтчиләрни бир аз әндишигә салди. Болупму, 2012 - йилида хитайниң түркийиниң һәрқайси шәһәрлиридә, университетлирида 400 қетим әтрапида паалийәт елип бериши уйғурлар арисида хитайниң бу хил паалийәтлири түркләрниң уйғурларға болған һесдашлиқини азайтиветәрму, дегән әндишиләр келип чиқимақта. Буниңға қарши түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә түрк аммиви тәшкилатлири, түркийидики университетлар вә тәтқиқат мәркәзлири арқа - арқидин шәрқий түркистан һәққидики һәрхил паалийәтләрни оюштуруш арқилиқ уйғур мәсилисини түрк җамаитигә аңлитишқа тиришти.
2012 - Йилида түрк, хитай мунасивитидә бурунқидин пәрқлиқ болған қандақ өзгиришләр болди? буниң уйғур мәсилисигә болған тәсири қандақ болди? түрк,хитай мунасивити алдимиздики йилларда қандақ өзгиришләрни күтивалар дегән соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә иситратегийилик чүшәнчә иниститути түркийә, хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.