Түркийә мәтбуатлириниң америкиниң хитай мунасивәтлиригә аит инкаслири

Йеқиндин буян түркийиниң ахбарат васитилиридә, америка хитай мунасивәтлириниң йириклишиватқанлиқи тоғрисида арқа - арқидин учурлар тарқалмақта. Түркийиниң, сабаһ, миллийәт, поста, йеңи шәпәқ қатарлиқ әң чоң гезитлиридә,“ америка хитайни чәмбәргә алди”, “җәнубий хитай деңизи қизишқа башлиди”, “америка - хитай оттурисида асия сүркүлүши”, “ америка хитайниң күчлинишидин қорқмайду”, “ америкиниң бирмиға көңүл бөлүши хитайни биарам қилди”, “ америкиниң хитай сиясити қопал болмақта”, дегәнгә охшаш темиларда учурлар тарқалди.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2011.11.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
abdulhamit-avshar-305 Доктур абдулхәмит әвшар әпәнди сөздә
RFA

Түркийидә чиқидиған сабаһ гезитиниң 21 - ноябирдики санида язғучи өмәр ташпинар тәрипидин йезилған “америкиниң хитай сиясити қаттиқ болмақта ”дегән темида бир мақалә елан қилинди.

Мақалә мундақ башланған: ирақ, афғанистан, пакистан, иран, сүрийә, оттура шәрқниң тинчлиқи, дегәнгә охшаш пүткүл бу мәсилиләр америка ташқи сияситиниң йеқинқи 10 йил ичидики асаси қисми вә алдинқи шәртлири. Бу мәсилиләрниң башқа бир алаһидликлириму бар, у болсиму 21 - әсирдә америкини әң көп дуч келидиған асаси мәсилиләрдин узақ тутуш. Асаси мәсилә немә? әлвәттә хитайниң иқтисади күчийиши вә шәрқий асияда хитайниң ешиватқан һәрбий күчи. 2001 - Йили 11 сентәбирдики террорлуқ һуҗумидин кейин қаттиқ ғәзәпкә кәлгән америка, ислам дунясиниң оттурисидики икки дөләт ирақ вә афғанистандики урушларда нәччә йүз милярд доллар чиқим қилди. Чоң күч болуп ирақ вә афғанистанда елип барған урушлар америкиниң иқтисадини чиритти, истратегийә җәһәттә аҗизлаштурди. 21 - Әсир тоғрисида тәтқиқат елип баридиған академиклар вә тарихчилар 2000 - 2010 - йиллар оттурисида америка елип барған бу урушларниң әң көп хитайға пайда елип кәлгәнликини йезиши мумкин.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: америка оттура шәрқ вә ислам дунясида патқаққа петишни халимайду. Вашингтон 21 - әсирниң асияниң болупму, хитай вә һиндистанниң йүксилидиған йиллири болидиғанлиқини чүшинип йәтти. Шуниң үчүн обама һөкүмити наһайити әһмийәт беридиған пакистан мәсилисидиму һиндистанни рәнҗитишни халимайду. Дәл әксичә болғанда, америка һөкүмити афғанистанда пакистанниң толуқ қоллишиға еришиш үчүн һиндистан вә пакистан оттурисидики кәшмир мәсилисини оттуриға қоюш тоғрисида һиндистанниң позитийисидә бунчивала чекиниш болмайтти. Америкиниң асиядики микро истратегийиси хитайға қарши һиндистанни йениға тартиш үстигә қурулди. Бу истратегийә сәвәбидин америка пакистанниң хитай тәрәпкә өтүш кетиш хәтиригә дуч кәлди. Әмма нәтиҗә етибари билән һиндистан америка үчүн пакистандин техиму муһим.

Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: йеқинқи 10 күн ичидә шәрқий асия вә тинч окян районлирини зиярәт қилған обаманиң хитайни чәмбәргә елишқа урунғанлиқиниң сигнали шуки, вашингтон бу районни һәрбий вә иқтисади җәһәттә бош қоймайду. Җәнубий хитай деңизи вә бу районда хитайниң игилик һоқуқ дава қилиши, америкини биарам қилиду. Хитайниң әскәр күчини ашуруши охшаш вақитта японийә вә корийә, филиппин вә австралийигә охшаш америкиниң асия тинч окян районлиридики истратегـийилик ортақлириниң бу әндишә қиливатқан мәсилиси. Бу дөләтләрниң һеч қайсиси у районда хитайға қарши ялғуз қелишни халимайду. Бу дөләтләр илгири америкидин һәрбий базилириниң бәдилигә немә пайда алсақ болар дәп ойлишатти. Һазир америкиниң бу районларда техиму күчлүк болуши үчүн немә қилип берәләймиз дәп ойлайдиған болди. Бундақ бир вәзийәт астида обаманиң асия тинч окян зиярити бойичә бу районниң дуняниң кәлгүсини бәлгиләйдиған муһим бир рол ойнайдиғанлиқини билдүрүшидин һеч ким һәйран қалмисун. Австралийә парламентида сөз қилған обама, хитайниң ешиватқан тәсиригә ишарәт қилип, "биз америка болуш сүпитимиз билән асияниң күчи вә бу йәрдә давамлиқ қалимиз", дейишини, охшаш мәнада чүшинишимиз керәк. Австралийидә туриватқан америка әскәрлириниң саниниң ашурулишиму хитайниң у районда ешиватқан тәсиригә қарши елип берилған бир һуҗум.

Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: австиралийидин кейин һиндонозийидә асия лидерлири йиғиниға қатнашқан обама бу йәрдиму йеңи иқтисади һәмкарлиқ қарашлирини илгири сүрди. Бу йәрдә хитайни чәткә қеқишни халимайдиғанлиқини ипадилигән болсиму америка һөкүмитигә нисбәтән хитай һазирму нәшир һоқуқи вә әқли мүлк һоқуқи дегәнгә охшаш мәсилиләрдә хәлқара өлчәмниң бәк арқисида дәп қарилиду. Бу сәвәбтин америка пәқәт һәрбий җәһәттин әмәс иқтисади вә тиҗарәт саһәләрдиму хитайға бир түркүм бесим қилишни халайду, дейәләймиз. Нәтиҗидә етибари билән америкиниң хитай сиясити қаттиқ боливатиду. Вашингтон ислам дунясидики һәрбий һәрикәтләргә хатимә берип, хитай, шәрқий асия вә асия һәққидә техиму җидди бир шәкилдә чүшинишни халайду.

С н н түрк телевизийә қанилиниң 17 - ноябир, америкиниң асиядики әскәр сани вә орни тоғрисидики хәвиридә билдүрүшидә, японийә вә җәнубий корийидә америкиниң һәрбий базлири вә көп санда әскәрлири мәвҗут икән. Австралийә билән түзүшкән келишим бойичә америкиниң австралийидә 2016 - йилғичә болған арилиқта туридиған әскәр саниниң 2500 гә чиқирилғанлиқи бәлгиләнгән. Америкиниң йәнә җәнубий корийидә 28миң, японийидә 50 миң әскири бар. Һиндонозийигә 820 километр узақлиқта турғузулиған 2500 нәпәр америка әскири, америкиниң шәрқий җәнуб асияға вә һинди окянға тиз сүрәттә йетип беришни қолға кәлтүриду.

Буниңдин кейин америка - хитай мунасивәтлиридә қандақ өзгиришләр болиду? бу һәқтики пикир - қарашлирини елиш үчүн хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси доктур абдулһәмит авшар әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Доктур абдулһәмит авшар әпәнди, бу һәқтики пикир - қарашлирини ипадиләп мундақ деди: америка өзиниң хаталиқини тонуп йәтти, чүнки хитайниң бунчивала күчлинип кетишидә америка чоң рол ойниған. Совет иттипақини йиқитиш үчүн хитайға ярдәм қилип униң күчлинишигә сәвәб болған. Әгәр хитай бу хил давам қилидиған болса америкиғиму зиян йетидиғанлиқини тонуп йәтти. явропадики иқтисади кризистин пайдилинип у йәргә мәбләғ селип яврупа киришкә башлиди. Америка буни көрүп хитайға қарши тақабил туруш үчүн тәдбирлирини елишқа башлиди дәп қараймән. Америка афғанистанға киргәндин кейин қирғизистан вә өзбекистанда әскәр турғузуп хитайниң у тәрәпкә келишини тошуш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән. Һазирму филиппин қатарлиқ асия дөләтлиридә хитайниң алдини тосуш үчүн тәдбир еливатиду дәп қараймән. Буниң әлвәттә уйғурлар үчүнму әһмийәтлик бир йеңилиқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.