Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл хитай вәкили дәй биңгони қобул қилди

"Хәвәртүрк" гезитиниң 6 - айниң 9 - күнидики хәвиригә қариғанда, түркийиниң риясәтчиликидә истанбулда чақирилған асия бихәтәрлик һәмкарлиқи вә өз - ара ишәнч турғузуш тәшкилати (CICA) ниң алий дәриҗилик йиғиниға хитай дөләт рәиси ху җинтавға вакалитән кәлгән дәй биңгони түркийә дөләт рәиси абдулла гүл қобул қилған.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.06.10
abdullah-gul-daibinguoni-qobul-qildi-305 Сүрәт, истанбулда чақирилған асийа бихәтәрлик һәмкарлиқи вә өз - ара ишәнч турғузуш тәшкилати (CICA) ниң алий дәриҗилик йиғиниға кәлгән хитай вәкили дәй биңгони түркийә дөләт рәиси абдулла гүл қобул қиливатқан көрүнүш.
www.haberturk.com Дин елинди.

Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл дәй биңгони қобул қилғанда мухбирларға баянат берип, өткән йили хитайға елип барған зияритидә ху җинтав билән учришип, икки дөләт оттурисидики мунасивәтни тәрәққий қилдуруш җәһәттә пикир бирлики һасил қилғанлиқи вә уларни әмәлгә ашурғанлиқидин хурсән болғанлиқини ейтқан.

Абдуллаһ гүл йәнә түркийиниң хитайға қиливатқан експорт миқдариниң тез ешиватқанлиқи, өзлириниң асияда тәсири күчкә игә хитай билән болған мунасивитини тәрәққий қилдурушқа әһмийәт бериватқанлиқини билдүргән.

Кейин дәй биңго сөз қилип түркийидики инсаний ярдәм вәхпи уюштурған ғәззәгә қутқузуш боюмлири йәткүзүш паалийити җәрянида, исраилийә һәрбий хадимлириниң ярдәм йәткүзүш парахотлириға һуҗум қилиши билән 9 түркни өлтүргәнликини әйибләйдиғанлиқини билдүргән.

Дәй биңгуо хитай дөлитиниң түркийә билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурушқа алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини ейтқан.

Хәвәрләргә қариғанда бу қетимқи учришишта хитай тәрәп нуқтилиқ һалда сиясий тәләпләрни оттуриға қойған болса, түркийә тәрәп нуқтилиқ һалда икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш керәкликини тәкитлигән.

Асия бихәтәрлик һәмкарлиқи вә өз - ара ишәнч турғузуш тәшкилати (CICA) ниң алий дәриҗилик йиғинида хитай дөләт рәиси ху җинтавға вакалитән сөз қилған дәй биңгуо сөзидә асия райониниң һазир хәвпсизлик җәһәттин мисли көрүлмигән пурсәт вә нурғун хәвпләргә дуч кәлгәнликини тәкитлигән. Дәй сөзидә хитайниң бихәтәрлики вә муқимлиқиниң асиядики тәрәққият вә муқимлиқ билән мунасивәтлик икәнликини әскәрткән. У сөзиниң ахирида хитай дөлитиниң дәриҗидин ташқири чоң дөләт болушниң койида әмәсликини билдүргән.

Дәй биңгониң абдулла гүл билән болған учришишиниң сәвәблири вә әһмийити һәққидә доктор әркин әкрәм өз көз қарашлирини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.