Түркийә дөләт министири зафәр чағлаян хитай рәһбәрлири билән үрүмчи вәқәси һәққидә сөзләшти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.31
2009.08.31
news.xinhuanet.com Дин елинди.
8 - Айниң 29 - күни рәсмий зиярәт үчүн хитайға барған түркийиниң тиҗарәткә мәсул дөләт министири зафәр чағлаян хитай ташқи ишлар министири яң җийечи билән учрашқан. Бир йерим саәт давам қилған бу учришиш ахирлашқандин кейин дөләт министири зафәр чағлаян учришиш һәққидә мухбирларға мәлумат бәргән.
8 - Айниң 31 - күни "һүррийәт" гезитидә бу һәқтә елан қилинған "чағлаян алаһидә вәкил сүпитидә хитайға берип, хитайға 'адил сотлансун' деди" мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
"Һүррийәт" гезитиниң мәрвә әрдил исимлик мухбири бейҗиңдин әвәткән бу хәвиридә, зафәр чағлаянниң хитай ташқи ишлар министири билән елип барған учришиши һәққидә мухбирларға бәргән мәлумати һәққидә мундақ язиду:"зафәр чағлаян бу һәқтә мундақ дегән: хитай ташқи ишлар министири бизгә бизни қаттиқ биарам қилған үрүмчи вәқәсиниң қайта мәйданға чиқмаслиқи үчүн еливатқан тәдбирлири һәққидә мәлумат бәрди. 5 - Июл үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндин кейин бизниң бейҗиңдики баш әлчимиз үрүмчигә берип вәқәни нәқ мәйдандин көздин көчүрди. Түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи зафәр үскүл башчилиқидики бир һәйәт үрүмчигә беришқа тәйярлиқ қиливатиду."
"Һүррийәт" гезитидә йезилған хәвәргә асасланғанда түркийә дөләт министири зафәр чағлаян хитай ташқи ишлар министиригә қойған тәләплири һәққидә мухбирларға мундақ дегән: "үрүмчи вәқәсигә қатнашти дәп әйибләнгән кишиләрниң адил сотлинишини тәләп қилдуқ. Булардин башқа түркийидә 300 миң әтрапида уйғур барлиқини ,шуңа түркийә дөлитиниң бу мәсилигә техиму көп көңүл бөлидиғанлиқини ейттим."
Зафәр чағлаян бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида уйғурларниң һәм түркий милләт һәмдә мусулман болғачқа түркийә үчүн техиму муһим икәнликини ейтқан. У йәнә сөзидә хитай һөкүмитигә уйғурлар һәққидә дейишкә тегишлик пүтүн гәп сөзләрни дегәнликини, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә уйғурларниң көврүклүк роли ойниши керәклики тоғрисида хитай рәһбәрлири билән пикирләшкәнлики ,хитай ташқи ишлар министири билән түркийә ташқи ишлар министири ахмәт давут оғлиниң келәр ай бирләшкән дөләтләр тәшкилатида учришидиғанлиқини ейтқан.
Түркийә дөләт министири зафәр чағлаян әпәнди өз сәпири һәққидә "һүррийәт" гезитиниң бейҗиңдики мухбири мәрвә әрдил ханимға мундақ дегән: "мән бу қетим әгәр өз саһәм һәққидә хитайға кәлгән болсам хитай тиҗарәт министири билән учришипла кетәттим, әмма түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң вәкили сүпити билән кәлгәнликим үчүн хитай баш министири вә ташқи ишлар министири биләнму учраштим. Үрүмчи вәқәси һәққидә бизгә охшимайдиған мәлуматлар келиватиду. Бу һәқтә ениқ бир санлиқ мәлумат йоқ. Буни үрүмчигә берип нәқ мәйданда көрмәкчи мән, бу биз түркийә җумһурийити дөлитиниң мәҗбурийити. Үрүмчи вәқәсини ениқ билишимиз шәрт. 5 - Июл үрүмчи вәқәси қандақ оттуриға чиқти? буни биз үрүмчидә тәкшүрмәкчи, хитай һөкүмитиму келиңлар, көрүңлар дәватиду."
Бу зиярәтниң әһмийити немә? уйғурларға немә пайда елип келәр? түркийә дегәндәк келәчәктә уйғурлар түркийә - хитай мунасивитидә көврүклүк роли ойнияламду? бу һәқтә доктор әркин әкрәм әпәнди өз көз қарашлирини баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.