Хитай, уйғур нахша - уссул өмики билән түркийигә келип оқуғучиларға оқуш пули тарқатти

Аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәйити уйғур нахша - уссул өмики билән истанбулға келип бәзи уйғур вә қазақ оқуғучиларға оқуш пули тарқатти вә 11 - айниң 18 - 19 - күнлири истанбулниң йенибосна районидики профессор мүмтаз тархан иҗтимаи пәнләр толуқ оттура мәктипиниң залида икки мәйдан оюн қойди.
Мухбиримиз әркин тарим
2011.11.21
erkin.png Хитайниң түркийәдики оқуш пули тарқитиш йиғинидин бир көрүнүш
RFA
Аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәйити уйғур нахша - уссул өмики билән истанбулға келип бәзи уйғур вә қазақ оқуғучиларға оқуш пули тарқатти вә 11 - айниң 18 - 19 - күнлири истанбулниң йенибосна районидики профессор мүмтаз тархан иҗтимаи пәнләр толуқ оттура мәктипиниң залида икки мәйдан оюн қойди.

19 - Ноябир күнидики консиртниң ечилиш мурасимида хитай баш консоли җаң чиңяң сөз қилип, хитайниң уйғур вә қазақ муһаҗирлиридин һал сораш үчүн бу сәнәт өмикиниң истанбулға кәлгәнликини ейтқан. Өмәк билән биргә кәлгән аптоном районлуқ һүкүмәтниң ташқи ишлар ишханиси мудири ву шйән, муавин мудири әли қатарлиқ кишиләр, 11 - айниң 18 - күни хитайниң истанбул консолханисида уйғур вә қазақ оқуғучиларға оқуш мукапат пули тарқитиш йиғини чақирған. Баш консол җаң чиңяң риясәтчилик қилған бу йиғинға истанбулдики уйғур карханичилар җәмийити башлиқи сабир буғда, қазақ вәқпи мәсуллири, вә хитай консолидин оқуш пули алғили кәлгән адилҗан абләт башчилиқидики аз санда уйғур вә қазақ оқуғучилар қатнашқан.

Хитайниң истанбул консоли тор бетидики хәвәргә асасланғанда, аталмиш уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити ташқи ишлар ишханисиниң муавин мудири әли, оқуғучиларға оқуш пули тарқитиш мурасимида, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан сиясити һәққидә сөз қилған. Кейин оқуш пули алған адилҗан абләт әпәнди сөз қилип, “ улуғ вәтинимниң бу ғәмхорлиқини һәргиз унутмай, техиму тиришип оқуймән ” дегән. Аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәйитиниң уйғур сәнәт өмикини башлап, японийидин кейин түркийиниң истанбул шәһиригә келип бәзи уйғур, қазақ оқуғучиларға оқуш пули тарқитиши, уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула пәйда қилди. Хитай даирилири 2010 - йили уйғур нахша - уссул өмики кәлгәндә уйғурларни залға киргили қоймиған иди. Әмма бу йил уйғурлар 500 кишилик зални лиқ толдуруп, даңлиқ нахшичи абдуллаһ абдуреһимн “ вәтиним ”, “ зәрәпшан ” дегән нахшлирини аңлап вәтән һәсрити билән көз йеши төкти. Тамашибинлар даңлиқ уссулчи амангүл сидиқниң уссулини гүлдурас алқишлар билән көрди.

Хитайниң чәтәлдики уйғурларни өзигә тартиш сияситидики мәқсити немә? хитай бу сияситини уйғур дияридики уйғурларғиму елип барарму дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.