Түркийә - хитай мунасивәтлиридә уйғур мәсилиси

5 - Июл үрүмчи вәқәсидин буян түркийә вә хитайдин ибарәт икки дөләт арисида наһайити қоюқ дипломатийә бериш - келиши башланди. 5 - Июл вәқәсидин кейин түркийидә барлиққа кәлгән зор җамаәт пикри вә түркийә баш министири әрдоғанниң хитай һөкүмитини "ирқий қирғинчилиқ қилиш" билән әйиблиши, вәқә яратқан әкс садани техиму юқири пәллигә көтүрди.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.05
Wen-jiabao-Erdogan-muxbirlarni-kutush-yighinida-305 Сүрәт, 8 - өктәбир, түркийә баш министири әрдоған вә хитай баш министири вен җйабав сөһәттин кейинки мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
AFP Photo

Әлвәттә түркийә баш министириниң бу һәрикитини бәзи мутәхәссисләр түркийидә барлиққа кәлгән хәлқ авазиниң бесимиға бағлиған болсиму вә униң вәқәни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиғичә көтүрүп чиқиш сөзидә турмиғанлиқини илгири сүргән болсиму, әрдоғанниң әйни вақиттики һәрикити хәлқарада бәлгилик тәсир қозғап, хитайни биарам қилишқа йетип ашқан иди.

Буниң билән икки дөләт мунасивити бир мәһәл җиддийләшـти. Арқидинла хитай даирилири түркийигә арқа - арқилап һәйәтләрни әвәтип, түркийидә өзини ақлашқа тиришти. Шундин бери түркийигә кәлгән хитай һәйәтлириниң айиқи үзүлмәйла қалди.

Әнә шу дипломатик бериш - келишләр давамида өктәбир ейида хитай баш министири вен җябавниң түркийидә 3 күнлүк рәсмий зиярәттә болидиғанлиқ хәвири кәлди. Бу хитай баш министириниң 5 - июл вәқәсидин буян түркийидә елип барған тунҗи зиярити болуп, түркийә мәтбуатлирида түркийә - хитай мунасивәтлири вә уйғурларниң мәсилиси қайтидин күн тәртипкә кәлди. Түркийидики һәрқайси уйғур аммиви тәшкилатлири вә уйғурларға көңүл бөлидиған башқа аммиви тәшкилатлар һәммиси вен җябавниң зияритигә қарши намайишлирини башливәтти. Биринчи өктәбир күни һәм хитайниң дөләт байримиға, һәм вен җябавниң түркийигә келишигә наразилиқ билдүрүш мәқсити билән түркийиниң истанбул вә әнқәрә шәһәрлиридики хитай әлчихана, консулханилириниң алдида кәң көләмлик наразилиқ намайишлири елип берилди.

10 - Айниң 1 - күни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқий түркистан яшлар тәшкилати бирликтә истанбулдики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди. Радиомизниң истанбулда турушлуқ ихтиярий мухбири арслан тәминлигән синалғу көрүнүшлиригә асасланғанда, намайишта шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайитуллаһ оғузхан вә шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиниң рәиси тибәт йүҗә түрк әпәндиләр айрим - айрим һалда баянат елан қилған. Улар сөзидә биринчи өктәбир күниниң уйғурлар коммунист хитай тәрипидин ишғал қилинған қайғулуқ бир күн икәнликини, уйғурларниң мустәқиллиқ күришиниң 61 йилдин буян тохтимай давам қиливатқанлиқини, уйғур хәлқиниң мустәқил яшаш арзусиниң һәргизму тохтап қалмайдиғанлиқини ипадә қилди. Хитай баш министири вен җябавниң түркийә зияритигә наразилиқ билдүрүлди.
Wen-jyabaw-Turkiyide-qarshi-elinmidi-lozunka-qatil-305
Сүрәт, хитай баш министири вен җйабавға қарши намайишта ишлитилгән лозунка.
RFA Photo / Erkin Tarim

Хитай баш министири вен җябав 10 - айниң 8 - күни түркийидики рәсмий зияритини башлиди. Униң зиярити җәрянида түркийидики уйғурлар вә һәрқайси аммиви тәшкилатлар кәң көләмлик намайишларни өткүзди. 10 - Айниң 8 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә елип берилған намайишқа түркийидики аммиви тәшкилатлар вә уйғурлар қизғин иштирак қилди. Шу күни әнқәрәдә турушлуқ ихтиярий мухбиримиз әркин таримниң нәқ мәйдандин бәргән хәвиридә намайиш җәрянида ғәзәпкә кәлгән уйғур намайишчиларниң вен җябавни елип кетиватқан аптомобилға аяқ атқанлиқи мәлум болди. Бу вәқә түркийә мәтбуатлирида "уйғурлар хитай лидерини аяқ билән күтүвалди" қатарлиқ темиларда йәр алди.
Wen-jyabawgha-eltilghan-ayaq-305
Сүрәттә, 10 - айниң 8 - күни, хитай баш министири вен җйабавниң машинисиға қаритип етилған айағ.
www.worldbulletin.net

Хитай баш минситири вен җябав истанбулға йетип кәлгәндә, униңға қарши намайишлар 9 - чесла күни истанбулда давамлашти.
Wen-jyabawgha-qarshi-Turkiyide-namayish-305
Сүрәт, 10 - айниң 8 - күни әнқәрәдә өткүзүлгән хитай баш министири вен җйабавға қарши намайиштин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Истанбулда турушлуқ ихтиярий мухбиримиз арслан тәминлигән синалғудин мәлум болушичә, намайиш хитай баш министири вен җябавниң зиярәт қараргаһлири болған бешикташ, қара көй вә аясофия музийиниң алди қатарлиқ үч орунда елип берилған.

Намайишта дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди сөз қилған. У сөзидә, түркийә баш министириниң вен җиябавдин уйғурларға елип бериливатқан инсан һәқлири дәпсәндичилики мәсилисини сориши керәкликини, икки дөләт арисидики бу йеқин һәмкарлиқ мунасивитидин уйғурлар вә шундақла уйғурларға көңүл бөлүватқан барлиқ түрк хәлқи биарам болуватқанлиқини ейтқан.
Turkiye-Istanbulda-namayish-Wen-jyabaw-Siyit-Tumturk-305
Сүрәт, 2010 ‏- йили 10 ‏- айниң 9 ‏- күнидики хитай баш министири вен җйабавға қарши истанбул шәһиридә елип берилған намайишлардин көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Вен җиябав түркийидики зияритидә икки дөләт арисида 8 түрдә келишим имзаланди. Икки дөләт истратегийилик шерикликини елан қилди әмма икки тәрәп мухбирларни күтүвелиш йиғинида уйғур мәсилсиини тилға алмиди. Мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай министир вен җиябав тероризимға ортақ күрәш мәсилсини ейтти, әмма әрдоған пәқәтла иқтисад үстидә тохталди. Мутәхәиссисләр буни икки дөләтниң уйғур мәсилисидә пикир бирлики һасил қилалмиғанлиқиниң ипадиси дәп көрсәтти. Вә түркийиниң уйғурларни терорист қалпиқи кийдүрүшиниң мумкин әмәсликини ейтишти.

Хитай баш министириниң зиярити аяқлашқандин кейин, түркийидә "хитайни чүшиниш" паалийәтлири елип берилди. Бу паалийәтниң күн тәртипи бойичә 10 - айниң 18 - күни чүштин бурун саәт 10 йеримда әнқәрәдики түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизидә түркийә билән хитайниң оттура шәрқ сиясити вә түркийә - хитай мунасивити темисида йиғин өткүзүлди.

Йиғинға бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәдәнийәт комитетиниң хитай вәкили, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тәтқиқат мәркизи башлиқи пән гуаң, хитай иҗтимаи пәнләр академийиси дуня иқтисади вә сиясити тәтқиқат иниститути башлиқи җаң йүйән, бейҗиң университети хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат мәркизи башлиқи җаң хәйбин қатарлиқ мутәхәссисләр қатнашти.

Түрк мутәхәсисләрдин түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизи башлиқи доктор синан оган әпәнди, муавин башлиқи доктор җалалидин явуз әпәнди т о б б иқтисад вә технологийә университети оқутқучисидоктор иһсан чомақ әпәнди вә шундақла истратегийилик чүшәнчә иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийә 21 - әсир тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси баһадир қоч әпәндиләр қатнашти.
turksamda-uyghur-mesilisi-1-305
Сүрәт, 10 - айниң 18 - күни, әнқәрәдики түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизидә өткүзүлгән түркийә билән хитайниң оттура шәрқ сийасити вә түркийә - хитай мунасивити темисидики йиғиндин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Әнқәрәдики ихтиярий мухбиримиз әркин таримниң хәвәр қилишичә, йиғинниң ахирида нуқтилиқ һалда түркийә ‏ - хитай мунасивитидә уйғур мәсилиси музакирә қилинған. Бу һәқтә түрк мутәхәссисләр нуқтилиқ һалда тохталған болсиму, хитайлар көп пикир баян қилмиған.

Доктор синан оган әпәнди түркийә билән хитай оттурисида тиҗарий җәһәттин рәқип болуш мәсилисидин башқа, уйғур мәсилисиниңму барлиқини, худди татарлар русийә билән түркийә мунасивәтлиридә көврүклүк рол ойниғандәк, уйғурларниңму шундақ рол ойниши керәкликини ейтқан. Йиғинға кәлгән хитай мутәхәсисиләр болса, артуқ ипадә билдүрмәй, бу мәсилини чоқум хитай һөкүмитигә йәткүзидиғанлиқини ейтқан.

Хитай даирилири түркийидики "хитайни чүшиниш" паалийити рамкиси астида хитай милләтләр сәнәт өмики намидики өмәкни тәшкиллигән. Улар әнқәрә вә истанбул шәһәрлиридә оюн қойған. Оюн қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири ичидә елип берилған. Артислар болса қаттиқ контрол астиға елинған.
Uyghurche-naxsha-izzet-ilyas-1-305
Сүрәттә, 10 - айниң 17 - күни "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийитидә, даңлиқ уйғур нахшичиси иззәт илйас сәһнидә.
RFA Photo / Ekin Tarim

Әмди нөвәт түрк рәһбәрлиригә кәлгән иди. Хитай һөкүмитиниң тәклипигә бинаән түркийә рәһбәрлири арқа - арқидин хитайда рәсмий зиярәттә болди. Алди билән түркийә ички ишлар министири бешир аталай хитайға йетип кәлди. Арқидинла түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар кометитиниң рәиси мурат мәрҗан вә ахирида түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли хитайда рәсмий зиярәттә болди. Йәни түркийиниң әң муһим рәһбәрлири охшаш вақитта дегүдәк хитайда рәсмий зиярәттә болди.

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғлиниң зиярити алди билән қәшқәрдә башланған болуп, у қәшқәр вә үрүмчиләрдә елип барған зиярити җәрянида, уйғулар вә түркләрниң қериндаш туғқан хәлқ икәнликини, түркийиниң уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлидиғанлиқини, уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини қәдәмдә бир тәкитләп өтти.
Ahmed-dawudoglu-turkiye-tashqi-ishlar-ministiri-qeshqerde-305
Сүрәт, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу вә айали қәшқәрдә уйғурлар билән биргә сүрәткә чүшүватқан көрүнүш.
http://www.worldbulletin.net Дин елинди.

Әһмәт давутоғли уйғур районидики зияритини аяқлаштуруп бейҗиңда хитай муавин дөләт рәиси ши җинпиң билән рәсмий учришиш елип барди. У учришишта мәһмут қәшқириниң макани болған уйғур дияриниң түркләр үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини, әмма түркийиниң хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини, түркийидә хитайға қарши һәрикәтләрниң елип берилишиға йол қоймайдиғанлиқини ейтти.

Һәммизгә мәлум болғандәк, түркийә уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтлири әң актип болған дөләт. Түркийидә "хитайға қарши паалийәтләргә йол қоймаслиқ" ниң даириси немә иди. Түркийә - хитай мунасивити мутәхәсиси әркин әкрәм әпәнди түркийидики һәрикәтләрниң түркийидики асасий қанун рамкиси ичидә вә демократийилик усулда елип берилидиғанлиқини, шуңа буни әмәлийәткә тәтбиқлашниң оңайға чүшмәйдиғанлиқини ейтти.
Ahmet-davutoglu-qeshqerde-305
Сүрәт, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу вә айали мәһмут қәшқири сүрити алдида.
www.worldbulletin.net Дин елинди.

Икки әмәлдарниң учришишда ши җинпиң шәрқий түркистан бөлгүнчилирини алаһидә тилға алди. У шәрқий түркистан бөлгүнчилири шинҗаңниң тенч тәрәққиятиға тосқунлуқ қиливатқанлиқини илгири сүрүп, түркийиниң бу җәһәттики һәмкарлиқини тәләп қилип: " биз түркийиниң шәрқий түркистанчилар мәсилисидики тоғра позитсийисини тәғдирләймиз вә үч хил күчләргә қарши һәмкарлиқ қилишни тәләп қилимиз " дегән ибарини ишләтти. Түркийиниң шәрқий түркистанчилар мәсилисидики тоғра позитсийиси немидин ибарәт? ши җинпиңниң бу сөзини қандақ чүшиниш керәк?

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғли уйғур дияридики зиярити җәрянида уйғур райониниң рәиси нурбәкригә түркийиниң уйғур районида түрлүк иқтисадий, мәдәний мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқини очуқ оттуриға қойди. Әлвәттә буниң әмәлгә ешиши ақивәттә нурбәкриниң әмәс, хитай мәркизи һөкүмитиниң буниңға йол қойидиған - қоймайдиғанлиқи билән мунасивәтлик. Хитай мәркизи һөкүмити болса түркийиниң уйғур райони билән иқтисадий җәһәттин, қисмән һалда мәдәний җәһәттики мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушиға азрақ болсиму йешил чирақ яқидиғандәк көрүнмәктә. Әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә бу хитайниң өзиниң иситратегийилик мәнпәәти билән мунасивәтлик.

Әркин әкрәм әпәнди сөзиниң ахирида түркийә ташқи ишлар министири әһмәт даватоғлиниң һазирғичә түркийидә вәзипә өтәватқан әң билимлик вә әң әқиллиқ бир ташқи ишлар министири икәнликини ейтип, "униң хитай билән болған мунасивәтлири вә уйғур мәсилисини қандақ йосунда елип маңидиғанлиқини бирликтә көримиз" деди.

Уйғур мутәхәссисләр, түркләр билән уйғурларниң қериндаш, диндаш болуши вә икки милләтниң тарихтин буян қоюқ мунасивәт орнитип кәлгәнлики қатарлиқ нурғун амиллар түркийини уйғурларниң көңлидә алаһидә орунға игә қилип кәлди. 5 - Июл вәқәсидин кейин түркийидә қозғалған қаттиқ җамаәт пикри, аридики мусапиләр қанчә узун болушидин қәтийнәзәр, икки милләт арисдики қериндашлиқ риштигә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини испатлап бәрди. Шуңа мәйли немила болмисун, вәқәдин кейин бир түрк ледириниң уйғур райониға зиярәткә бериши, ортақ тарихимизниң абидилирини зиярәт қилиши, уйғур җамаити билән бирликтә җүмә намизини оқушиниң өзила уйғур хәлқигә йетәрлик дәриҗидә роһий озуқ болди дәп муһакимә қилишмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.