Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчи вәкили шяв җеңҗүн түркийә бүйүк бирлик партийисини зиярәт қилди
2011.06.22

Мухбирларға йепиқ һалда елип берилған бу учришишта уйғур мәсилиси һәққидә муназирә елип берилған. Учришиш ахирлашқандин кейин мустафа дәстиҗи әпәнди, бу учришишниң мувәппәқийәтлик өткәнликини, хитайлардин шәрқий түркистанлиқларниң һәққини тәләп қилғанлиқини ейтти.
Мустафа дәстәчи әпәнди мухбирларға бу учришиш һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
“һөрмәтлик достлар йеқинқи йиллардин бери түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтләр бәкла тәрәққий қилди. Биз бүйүк бирлик партийиси болуш сүпитимиз билән дуняниң қәйиридә езилгән бир милләт болса, булар ичидә мусулман түркләр болса уларға қаттиқ көңүл бөлүп келиватимиз. Шәрқий түркистан м уйғур мәсилисиму бүйүк бирлик партийиси йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан мәсилиләрдин бири. Әгәр улар бесим астида қалса, мәсилән ассимилятсийә, ирқий қирғинчилиққа учриса биз бу йәрдә хатирҗәм яшиялмаймиз. Чоқум бир иш қилиш еһтияҗи һес қилимиз вә қилимиз. Биз вә түркийидики шәрқий түркистанлиқлар шуни тәләп қилимизки, уйғурлар бөлгүнчи әмәс, улар өз земинида анисидин туғулғанда игә болған һәқ вә һоқуқлириға игә, өз өрп-адәтлирини, тилини қоғдиған һалда яшашни арзу қилиду.”
Бүйүк бирлик партийиси баш секретари мустафа дәстичи әпәнди хитай баш әлчи вәкили шяв җеңҗүн билән биллә мухбирларға бәргән баянатида, бу учришиш һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
“бу, хитай әлчи вәкили билән үчинчи қетимлиқ учришишим. Һәр қетимлиқ учришишимизда, униң өзигә у район һәққидә биз игилигән мәлуматларни йәткүзүватимән. У район йәр асти вә йәр үсти байлиқларға игә болған болсиму уйғурларда ишсизлиқ бәкла еғир. Бай райондики инсанлар кәмбәғәл яшаватиду, бу районниң инсанлирини елип башқа районларға көчүрүватиду. Уйғурларниң тил вә диний әркинлики йоқ, 5-июл үрүмчи вәқәсидә бир вәқәниң қайта мәйданға келишини халимаймиз. Бу бир инсанлиқ җинайити, 5-июл үрүмчи вәқәсини түрк сиясәтчиләр ирқий қирғинчилиқ деди. Биз уйғурларниң бәхтлик болушини тиләймиз. Бүгүн хитай әлчи вәкили шяв җүнҗең әпәнди алдимиздики 10 йилда уйғур райониға 650 милярд доллар мәбләғ салимиз деди. Бу наһайити яхши иш. Хитай һөкүмити бу районни тәрәққий қилдуруши керәк.”
Кейин хитай баш әлчи вәкили шяв җеңҗүн мухбирларға баянат берип мундақ деди:
“мән түркийигә кәлгили икки йерим йил болди. Бу икки йил җәрянида түрк хәлқиниң хитайларға болған достлуқини көрдүм. Бу йил түркийә билән хитай дипломатик достлуқ орнатқанлиқиға 40 йил болди. Бу 40 йил җәрянида бәзи әгри-тоқай йолларниму бесип өттуқ. Икки дөләт алий рәһбәрлири бәзи қийинчилиқларға йолуққанда икки дөләтниң мәнпәитини асас қилип туруп мәсилиләрни һәл қилди.”
Баш әлчи вәкили шяв җеңҗүн мухбирларниң түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт, уйғур мәсилиси һәққидики соаллириға җаваб бәрди. Бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн әркин таримниң нәқ мәйдандин әвәткән хәвирини аңлаңлар.