Истанбулда “истихбарат вә җасуслуқ һәрикәтлиригә қарши тақабил туруш” дегән темида йиғин өткүзүлди
2013.01.21
Бу йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәһбәрлири вә әзалири болуп 50 кә йеқин яшлар қатнашти. Йиғинға, түркийә истратегийә тәтқиқат чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм алаһидә тәклип билән қатнишип “истихбарат вә җасуслуққа қарши тақабил туруш” дегән темида лексийә бәрди.
Доктор әркин әкрәм алди билән истихбарат вә җасус тоғрисида йезилған бир қур асасий китабларни тонуштуруп өтти кейин, истихбаратниң келип чиқиши, истихбарат һәрикәтлири, вә истихбаратқа қарши қандақ тақабил туруш дегән мәзмунда омумий чүшәнчә бәрди. Униңдин кейин йәнә җасусларниң ахбаратларни қандақ усулда топлайдиғанлиқи, истихбаратқа вә җасуслуққа қарши қандақ тақабил туруш керәклики тоғрисида тохталди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә чәтәл истихбарат органлири тоғрисида тохталди вә хитай, америка вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң истихбарат идарилириниң хизмәт паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди. Һәр қандақ дөләт истихбарат оргини болмиса пут тирәп туралмайдиғанлиқини, билдүрди вә дөләт бихәтәрлики вә сияситиниң истихбарат оргини билән зеч мунасивәтлик икәнликини ипадилиди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә, истихбарат вә истратегийиниң мунасивити, истихбаратниң әхлақ өлчими, истихбарат вә истихбаратқа қарши турушниң маһийити тоғрисида тохталди вә хитай истихбарат һәрикәтлирини мисал қилип чүшәндүрди. Җасусларниң, сиясий, иқтисади, тиҗари вә әскәр саһәләрдә мәхпий учур топлаш вә яки шуниңға охшаш паалийәт қилиш билән шуғуллинидиғанлиқини илгири сүрди вә истихбарат вә җасуслуққа қарши туруштики қийинчилиқларни сөзләп өтти шундақла җасусларниң салаһийитини ениқлаш әң қийин иш икәнликини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә истихбарат вә җасуслуқ һәрикәтлириниң үч түрлүк йоли барлиқини ипадилиди.
1-Қанунлуқ истихбарат, бу болса учуқ ахбаратлардин учур топлаш.
2-Қанун билән қанунсизлиқ оттурисида ахбарат топлаш. Йәни қанунлуқ салаһийити билән һәр түрлүк саһәләрдә дөләт мәмурлири, министирлар, мәслиһәтчиләр, дипломатлар вә мухбирлар вә истратегийә тәтқиқат органлириниң мутәхәссислири билән учурушуп сөһбәт қилиш арқилиқ ахбарат топлаш.
3-Қанунсиз истихбаратчилиқ қилиш. Йәни керәклик болған ахбаратларни оғрилаш, инсанларни пул арқилиқ сетивелиш билән, електронлуқ вә яки диҗитал муһиттин пайдилинип қанунсиз һалда ахбарат топлаш дегәнгә охшаш.
Доктор әркин әкрәм бу үч хил җасуслуқ һәрикәтләргә қарши тәдбир елиш усуллирини сөзләп өтти. Вә бу үч хил җасуслуқ паалийитигә қарши 3 түрлүк тәдбир тоғрисида тәпсилий тохталди.
1-Һәр түрлүк аваз тиңшиғуч җиһазларниң хәвпигә қарши бихәтәрликни күчәйтиш. Мәхпийәтликни сақлиғучи хадимларни давамлиқ тәкшүрүп туруш. Мәтбуатқа мәлумат бәргәндә вә йиғинларда сөз қилғанда мәхпийәтликкә алақидар гәп сөзләрни қәтий қилмаслиқ.
2-Һошярлиқни өстүрүш, мәхпий һөҗҗәтләрни бихәтәр орунда сақлаш.
3-Мәхпийәтликни давамлиқ назарәт қилиш, көзитип туруш керәк.
Ундақ болмайдикән, қанунсиз ахбарат топлиғучи җасуслар шу саһәдә мутәхәссис болғанлиқи үчүн бәзи вақитларда җасусқа қарши елинған тәдбирләр йетәрлик болмайдикән. Шуниң үчүн бундақ вәзийәттә кәң түрдә назарәтни күчәйтип диққәтлик болуш керәк болидикән.
Бу йиғин икки саәт давам қилған болуп, ахирида хитай истихбарат идарисиниң уйғурлар үстидин җасуслуқ қилиш һәрикәтлири тоғрисида соал-җаваб билән аяғлашти.