Түркийә халисанә бирләшмә фонди уйғур мәсилиси һәққидә йиғин ачти

Йеқиндин боян түркийидики иҗтимаий тәшкилатлар уйғурларға көңүл бөлүшни техиму күчәйтти вә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири билән мунасивитини қоюқлаштурушқа башлиди.
Мухбиримиз арислан
2009.08.13
Turkiye-Maarip-jemiyiti-paaliyiti-305.jpg Сүрәт, истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң паалийәтлиридин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

2009 ‏- Йили 8 - айниң 11 - күни түркийә халисанә бирләшмә фондиниң башлиқи профессор доктур ниҗати җәйлан қатарлиқ фондниң идарә һәйәт рәһбәрлири, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәркизидә йиғин ачти. Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити саһибханлиқ қилди.

Йиғинда асаслиқи шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә сөһбәт елип берилди. Түркийә халисанә бирләшмә фондиниң идарә һәйәт рәһбәрлири өткән йили 11 - айда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң мәркизидә бир йиғин уюштурған иди. Бу қетимқи йиғин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәркизидә ечлиған 2‏‏ - қетимлиқ идарә һәйәт рәһбәрлик йиғини һесаблиниду.

Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла оғузхан сөз қилип, йиғин иштиракчилириға алди билән уйғурларниң тарихидин қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә болупму 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә доклат бәрди. Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә 26 - июн шявгүән вәқәси вә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейинму хитайларниң уйғур яш қизлирини йәнә хитай өлкилиригә йөткәватқанлиқини билдүрүп, йеқинда пәйзиват наһийисидин 189 уйғур қизниң мәҗбурий елип кетилгәнликини билдүрди вә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси вә 26 ‏- июн шявгүән вәқәсиниң келип чиқишиниң асаси сәвәбиниң, хитайниң уйғур оғул ‏ - қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп ишлитиштин ибарәт хата сиясәтлири түпәйлидин келип чиққанлиқини оттуриға қойған.

Йиғинда бәс ‏ - муназирә вә талаш тартишлардин кейин бир қанчә хил қарарлар елинди. Йиғинда шәрқий түркистан мәсилисини техиму күчәйтиш үчүн хизмәт қилиш, хитай маллириниң сахта вә инсанларға зиянлиқ икәнликини испатлап чиқип хәлқни агаһландуруш вә хитай маллирини байқут қилиш, түркийә һөкүмити тәрипидин 1998 - йили шәрқий түркситан тоғрилиқ йолға қоюлған 36 ‏- номурлуқ мәхпи һөҗҗәтни әмәлдин қалдуруш үчүн һазирқи һөкүмәт рәһбәрлири билән сөһбәтлишиш қатарлиқ қарарлар елинған.

‏ Кишиләрниң диққитини тартқан 36 ‏- номур мәхпий һөҗҗәттә, түркийидә шәрқий түркистан байриқини есишни чәкләш, дөләт мәмурий кадирлири шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидә уюштурулған йиғин, мурасим вә паалийәтләргә қатнашмаслиқ қатарлиқ мәзмунлар бар икән. Уйғур сиясий паалийәтчилириниң билдүрүшичә, гәрчә бу һөҗҗәт мақулланған болсиму, толуқ иҗра қилинмиған вә күчкә игә болмиған.

Түркийә халисанә бирләшмә фонди инсанларниң тинч, хатирҗәм яшиши, иҗтимаий тәшкилатларниң өз ‏ - ара һәмкарлишиши, тәлим ‏ - тәрбийә, мәдәнийәт, сиясәт, сағлиқ, муһит вә тарихқа охшаш инсанларға алақидар иҗтимаий саһәләрдә хизмәт қилип келиватқан фонд. Бу фонд, аммивий тәшкилат вә җәмийәтләр билән ортақ һәмкарлишип хизмәт қилиш мәқситидә 1995 - йили истанбулда қурулған болуп, бу фундқа һазирғичә 105 фонд вә иҗтимаий тәшкилат әзаға болған, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиму 2007 ‏ - йили ‏әза болғандин буян бу фондниң йиғин, мурасим, иш ‏ - паалийәтлиригә актип қатнишип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.