Түркийидики уйғурлар қурбан һейтни хушал - хорам һалда өткүзмәктә

Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман муқәддәс қурбан һейтни тәнтәнә билән күтүвалди. Бу мубарәк күндә, мусулманларниң әң бүйүк арзуси болса, һейт намизини исламниң шәртлири бойичә көңүллүк оқуш, шундақла намаздин йенип қәбристанлиққа берип түгәп кәткән ата - ана, уруқ - ‏туғқан вә дост ‏ - ярәнлириниң тупрақ бешида олтуруп қираәт қилиш арқилиқ, уларниң роһиға аллаһтـин шадлиқ тиләш билән биргә, қурбанлиқ союп йоқсулларға тарқитиш вә бир - бири билән һейтлишиш арқилиқ һал ‏ - әһвал сораш, өз - ара ярдәмлишиштин ибарәт.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.16
ankarada-namaz-abdulla-gul-we-dawutoghlu-305 Сүрәт, әнқәрәдики һейт намизидин кейин, түркийә президенти абдулла гүл вә ташқи ишлар министири давутоғлу әпәндиләр җамаәт билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу, мусулманлар үчүн әң зор мәниви хушаллиқтур. Бүгүн, түркийидики 73 милйон мусулман тәнтәнилик һалда қурбан һейтни өткүзмәктә. Ундақта түркийиниң истанбул, әнқәрә вә қәйсәри қатарлиқ җайлирида олтурақлашқан уйғурлар бу қурбан һейитни қандақ өткүзүватиду? түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири, уйғур паалийәтчиләр һейт мунасивити билән дунядики уйғурларға немә демәкчи?

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.