Түркийидә оқуш пурсити көп

Түркийә дөләтлик оқуш мукапати билән түркийидә оқуш пурсити тоғрисида тәпсилий мәлуматлар көпәймәктә.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.04.05
turkiy-millet-oqughuchilarning-oqush-puttirush-murasimi1-305.jpg Түркий милләт оқуғучилириниң оқуш пүттүрүш мурасими. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә һөкүмити 1992-йилидин башлап, оттура асия, балқан йерим арили, оттура шәрқ, африқа, явропа һәмдә русийә федератсийиси қатарлиқ район, қитә һәм дөләтләрдики түрк вә қериндаш хәлқләрниң оқуғучилириға түркийидә оқуш имканийитини яритип бериш арқилиқ, кәлгүсидә түркийә билән бу район вә дөләтләрниң иқтисади һәм мәдәнийәт һәмкарлиқлирини техиму күчәйтиш үчүн узун йиллиқ, көп тәрәплик маарип һәмкарлиқини йолға қоюп, бу пиланни изчил түрдә орундап кәлмәктә.

Түркийә һөкүмити йәнә уйғур елидики оқуғучиларниңму түркийигә келип оқушини қоллиған болуп, буниң үчүн төвәндикидәк шәртләрни қойған.

turkiy-millet-oqughuchilarning-oqush-puttirush-murasimi2-385.jpg
turkiy-millet-oqughuchilarning-oqush-puttirush-murasimi2-385.jpg

Түркийидики оқушқа җуңгодики уйғур, өзбек, татар, қазақ, қирғиз, сериқ уйғур вә салар қатарлиқ түркий милләтләргә мәнсуп оқуғучиларму илтимас қилалайду. Бу оқушқа илтимас қилишниң ениқ шәртлири төвәндикидәк:

1. Әхлақи-пәзилити

Түркийидә оқушқа илтимас қилған оқуғучи чоқум әхлақий, әқлий, җисманий вә роһий җәһәттин әтраплиқ йетилгән, тиришчан, ғайилик вә тоғра дуня көз қаришиға игә, өз миллити вә уйғур диярини қизғин сөйидиған уйғур, өзбек, татар, қазақ, қирғиз, сериқ уйғур вә салар яшлиридин болуши тәләп қилиниду.

2. Кимликтә уйғур, өзбек, татар, қазақ, қирғиз, сериқ уйғур вә салар миллити дәп йезилған болуши керәк

Салаһийәт кимлики болуши вә салаһийәт кимликидә миллити чоқум уйғур, өзбек, татар, қазақ, қирғиз, сериқ уйғур вә салар дәп ениқ йезилған болуши керәк.

3. Паспорт

Паспорт беҗиргән болуши керәк. Әгәр паспорт беҗирмигән болса, аввал илтимас қилип туруп, 3-айдин бурун беҗирип болуп әвәтсиму болиду. Алий мәктәптә толуқ курста оқумақчи болған оқуғучларниң йеши 22 дин, магистирлиқта (аспирантлиқта) оқумақчи болған оқуғучиларниң йеши 27 дин, докторлуқта оқумақчи болған оқуғучиларниң йеши 32 дин ашмиған болуши керәк.

Шәрқий түркистан вәхпи оқуғучи таллаш комитети мәсули доктор әркин әкрәм әпәнди паспорти йоқ оқуғучилар қандақ қилиду дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
“паспорт елиш һәр бир пуқраниң қануни һоқуқи. Шуңа әң яхшиси оқуғучилар оқуш пүттүрүштин бурун, паспорт еливелиш наһайити пайдилиқ. Тәклипнамә болсун яки болмисун, аввал синап беқишиңизни тәвсийә қилимиз. Тәклипнамә тәләп қилинип, пәқәт амал болмиса, түркийидики бирәр алий мәктәпниң тил бөлүмидин тәклипнамә елишқа тоғра келиду. Мәктәпләр бу тәклипнамигә 100 доллар әтрапида тәләп қилиду.”

Түркийә һөкүмити бу йил уйғурларға 50 сан бәргән болуп булардин 40 оқуғучи университетта оқуш пули, 10 оқуғучи болса магистир вә доктор оқуш үчүн дөләттин оқуш ярдәм пули алалайду. Булардин башқа өз имканлири билән түркийигә келип оқуйдиған оқуғучиларға асанлиқ яритип берилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.