Шәрқий түркистан җумһурийәтлири уйғурларниң иптихари
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.12
2010.11.12
RFA
Бу күн һәр йили чәтәлләрдики уйғурлар тәрипидин хатирилинип уйғур яш өсмүрлиригә икки җумһурийәтниң әһмийити аңлитилмақта.
Уйғур зиялиси камилҗан әпәнди икки җумһурийәтниң қурулған күнигә атап язған `бүгүн` намлиқ мақалисида 20 - әсирдә уйғурлар қурған бу икки җумһурийәтниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ дәп язиду: "бүгүн - етиқад чүшәнчимизниң вә миллий тарихимизниң мераҗи яритилған бир күн. Бүгүн - дуня тарихида уйғурлар шәрқи түркистан җумһурийитини икки қетим қурған бир күн. Биз мушу бүгүнимизниң иптихари билән һазирму бешимизни тик тутуп дуняға мәғрур қариялайдиған бир күн."
Аптор мақалисиниң ахирида уйғурларниң ашу күнни сеғиниватқанлиқини, у әркинликини, у күнни қайта қолға кәлтүрүш үчүн немә қилиши керәкликини мәшһур түрк шаири мәһмәт акиф әрсойниң шеирлири билән аңлатқан: "мана әмдиликтә я йиғлашни, я күлүшни билмәй, ашу бүгүнни хатирилимәктимиз, ашу бүгүнни сеғинмақтимиз, ашу бүгүнгә тәлпүнмәктимиз, чуңқур һәсрәт билән ашу бүгүнни чақирмақтимиз. Әмма миллий тарихимизниң мераҗи болған улуғ бүгүнимиз болса, бизгә ечинип налә қилмақта, худди түркийә шаири:
Байрақни байрақ қилған үстидики қандур,
Тупрақ әгәр җан бәргүчи болса вәтәндур.
Дегинидәк виҗданимизға хитаб қилмақта. Ашу бүгүнимизни қайтидин қайтуруп алалишимиз үчүн бизни бәдәл төләшкә чақирмақта."
Биз шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқиниң 77 - йиллиқи, шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләп елип бармақчи болған паалийәт һәққидә сейит түмтүрк билән вә бу икки җумһурийәт һәққидики тәтқиқатлар вә җумһурийәтләрниң уйғурлар үчүн болған әһмийити һәққидә тарихчи доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.