'Йирақ асиядин йеқин асияғичә қәдимқи түрк тили' мавзулуқ хәлқаралиқ йиғин түркийидә ечилмақта
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.19
2009.11.19

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғинға мәшһур түркологлардин профессор доктор игор кормушин, профессор доктор осава такаши, профессор доктор сәма барутҗу өзөндәр, профессор доктор әһмәт биҗан әрҗиласун қатарлиқларму қатнашмақта.
Бу илмий муһакимә йиғинида уйғурлардин доктор дилара исрапил "хитайда қәдимқи уйғур тили һәққидә елип берилған бәзи йеңи тәтқиқатлар" темисида, доктор разийә нури ханим болса "хитайчидин қәдимқи уйғур тилиға тәрҗимә қилиштики бәзи мәсилиләр" темисида сөз қилидикән.
Бу қетимқи йиғинда йеңи тепилған қәдимқи уйғурчә текистлар һәққидиму көп санда мақалә оқулидикән.
Бу йиғинни түркийә җумһурийити тил тәтқиқат идариси билән афйон қоҗатәпә университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүми ортақлишип уюштурған болуп, бу йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн түркийә тил тәтқиқат идариси башлиқи профессор доктор шүкрү халуқ ақалин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, профессор доктор шүкрү халуқ ақалин әпәнди билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.