'Түркийә гүнлүгү' вә униңдики мақалиләр һәққидә сөһбәт (1)
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.10
2009.09.10
RFA Photo / Erkin Tarim
Журнал 3 айда бир сан чиқидиған пикир вә мәдәнийәт җурнили болуп, түркийидә әң көп тарқитилиду. Журналниң бу мәхсус санида измир әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәтниң "уйғур милли һәрикитиниң йол башчиси рабийә қадир ханимниң һаяти вә муҗадилиси" темисидики мақалиси билән "хитайларниң уйғурларға елип бериватқан ассимилятсийә сиясити вә униң нәтиҗилири" темисидики мақалиси орун алған.
Буниңдин башқа бу санда йәнә, әнқәрә һаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәм, аднан мәндәрәс университети оқутқучиси др. Сәлчуқ чолақоғли қатарлиқ илим адәмлириниң үрүмчи вәқәси һәққидә язған мақалилириға йәр берилгән.
Биз бу журнал вә журналда елан қилинған мақалиларни чөридигән һалда проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин тарим: түркийиниң нопузлуқ журналлиридин бири болған "түркийә гүнлүгү", йәни , түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ журнал үрүмчи вәқәсигә аит мәхсус санини чиқарди. Сиз алди билән журналниң бу сани һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз.
Проф. Др. Алимҗан инайәт: "түркийә гүнлүгү" сиз дәп өткәндәк түркийиниң нопузлуқ журналлиридин бири. Түркийиниң сиясий пикир вә тәпәккур саһәсидә алдинқи қатарда туридиған илмий, академик журналларниң бири. Узун йиллардин бери тохтап қалмай нәшир қилинип кәлгән вә хели кәң муштири муһити болған бир журнал. Бу журнални түркийидә илим вә сиясәт саһәсидикиләр көп оқуйду. Шуңа бу журналниң бир санини шәрқий түркистан мәсилисигә айрип бериши наһайити муһим әһмийәткә игә. Сиясәт саһәсидики, һакимийәт бешидики кишиләр журналниң бу сани арқилиқ шәрқий түркистан һәққидә, үрүмчи вәқәси һәққидә хитай тәшвиқатиниң тәсиридә қалмай тоғра мәлумат алалайду вә вәқәниң тарихий арқа көрүниши һәққидә мәлум чүшәнчигә игә болалайду.
"Түркийә гүнлүгү" җурнилиниң бу саниға др. Әркин әмәт әпәндимниң икки мақалиси бесилған болуп, буларниң бири "5 - июл үрүмчи вәқәсиниң ички йүзи" дегән мақалә, йәнә бири, "рабийә қадир ханим билән елип берилған сөһбәт" дегән мақалә. Бу мақалиларда 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәби вә җәрянлири, хитай һакимийитиниң бу вәқәгә қарита тутқан позитсийиси вә қолланған қаттиқ қоллуқ сиясити, барин вә ғулҗа вәқәсидә тутқан позитсийиси билән селиштурулуп чүшәндүрүлгән. Рабийә қадирниң үрүмчи вәқәси билән мунасивити барму йоқму, бу вәқәдә америкиниң тәсири барму йоқму, дуня уйғур қурултийиниң мәқсити немә дегәндәк суалларға рабийә қадир бәргән бивастә җаваблар йәр алған.
5 - Июл үрүмчи вәқәси җәрянида, түркийидики бәзи мәтбуатларда рабийә қадирниң америкида туруватқанлиқи тәкитлинип, бу вәқәниң арқисида америкиниң болғанлиқи, рабийә қадир вә уйғурларниң америкиниң оюнчиқи болуп қеливатқанлиқи һәққидә хәвәр вә мулаһизиләр оттуриға қоюлған иди. Түркийә җамаәтчилики арисида оттуриға чиққан бу ғулғула вә гуманларни йоқ қилиш керәк иди. Др. Әркин әмәт әпәндимниң бу икки мақалиси бу җәһәттә наһайити муһим рол ойниди дәп қараймән. Журналда йәнә др. Әркин әкрәм әпәндимниң хитай мәтбуатлириниң 5 - июл үрүмчи вәқәси вә түркийиниң бу вәқәдики позитсийисигә болған инкаслирини тема қилған бир мақалиси бесилди. Бу мақалә хитай мәтбуатлириниң үрүмчи вәқәсидики милләтчи вә бир тәрәплимилик позитсийисини, ениқрақ қилип ейтқанда ушшуқлиқини көрситип бәрди. Хитай тәшвиқатиниң маһийитини ечип бериштә бу мақалиниң муһим роли бар дәп ойлаймән.
Әркин тарим: бу журналда сизниң икки парчә мақалиңиз елан қилинған, бу мақалилириңиз һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз.
Проф. Др. Алимҗан инайәт: бу журналда мениң "рабийә қадирниң һаяти вә муҗадилиси" дегән мақаләм билән "хитайниң уйғур түрклиригә қарита йолға қойған ассимилятсийә сиясити вә буниң нәтиҗилири" дегән мақаләм бесилди. Сизгиму мәлум болғинидәк, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин илгири түркийә җамаәтчилики рабийә қадирни билмәйтти. Вәқә җәрянида һәм дуня һәм түркийә мәтбуатлирида рабийә қадир һәр күн дегүдәк баш хәвәр қилинди. Буниң билән түркийә җамаәтчилики рабийә қадирни уйғур милли күришиниң бир рәһбири икән дәп тонуди. Бәзи кишиләр болса рабийә қадирға гуман билән америка тәрипидин йетиштүрүлгән бир аял дәп қариди. Йәни, рабийә қадирниң һаяти вә муҗадилиси һәққидә җамаәтчиликниң көп мәлумати йоқ иди. Мән бу нуқтини нәзәргә елип рабийә қадирниң һаятини вә бурун елип барған муҗадилисини язған идим. Түркийә җамаәтчиликиниң рабийә қадирни техиму яхши тонуши вә билишидә бу мақалиму иҗабий рол ойнайду дәп ойлаймән.
"Хитайниң уйғур түрклиригә қарита йолға қойған ассимилятсийә сиясити вә буниң нәтиҗилири" дегән мақаләмдә болса 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир икки кишиниң күшкүртиши яки башқа дөләтләрниң арилишиши түпәйлидин әмәс, хитай һакимийитиниң узақ муддәттин бери уйғур хәлқигә қарита елип барған планлиқ вә системилиқ ассимилятсийә сияситиниң нәтиҗисидә оттуриға чиққанлиқини баян қилдим.
Әркин тарим: сиз мақалиңизда рабийә қадирниң һаятини йезипсиз, сизчә униң һаяти қандақ бир һаят? муҗадилиси қандақ бир муҗадилә?
Проф. Др. Алимҗан инайәт: рабийә қадирниң һаяти җапа - мушәққәт билән өткән бир һаят. Мустәһкәм бир ирадә, улуғ ғайә вә тиришчанлиқ билән йоғурулған бир һаят. Пүтүн мал - мүлки хитай коммунистлири тәрипидин мусадирә қилинип бир парчә нанға муһтаҗ болуп қалған бир аилидә йетишип 15 йешида турмушқа чиқишқа мәҗбур болған, мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә йолдишидин айрилип 6 балиси билән ялғуз қалған бир аялниң милйонларчә юән пул тепип хитайдики әң бай он кишиниң бири болуп қелишини бир мөҗизә дәп қарашқа болиду. Йәни рабийә қадир бир мөҗизә яратқан аял. Бәзиләр, һаятта һәммә нәрсигә еришкән, пул десә пули, шөһрәт десә шөһрити, әмәл десә әмәли болған бу аялниң немиси кәм иди? дәп сориши мумкин.
Шуни билишимиз лазимки, инсан үчүн пулдинму муһим бәзи нәрсиләр бар. У болсиму инсанниң әркинлики, иззәт һөрмити вә шан - шәрипи. Әркинлики болмиған, иззәт һөрмити вә шан - шәрипи болмиған бир инсан яки милләт алтун қәпәздики арсландин пәрқи болмайду. Түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа кәмал ататүрк бу һәқтә "қанчилик бай вә баяшат ичидә яшиса яшисун, мустәқиллиқтин мәһрум қалған бир милләт мәдәний инсанлиқ дуняси алдида чакар - малай муамилисидин юқири муамилигә лайиқ көрүлмәйду" дегән иди. Шуңа рабийә қадирниң муҗадилисини милләтниң әркинлики, шан - шәрипи үчүн елип берилған дәп ейтишқа болиду.
Әркин тарим: проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди, журналда елан қилинған иккинчи мақалиңиз хитайниң уйғурларға елип бериватқан ассимилятсийә сиясити вә буниң нәтиҗилири темисида. Бу мақалини оқуп чиқтим. Мақалиңизда уйғур мәсилиси һәққидики бәзи мәсилиләргә җаваб издәпсиз. Сизчә шәрқий түркистан мәсилиси қандақ мәйданға чиққан?
Проф. Др. Алимҗан инайәт: шәрқий түркистан мәсилисиниң негизидә шәрқий түркистан кимниң земини? дегән соал мәвҗут. Шәрқий түркистан мәсилиси мана бу соалға берилгән икки пәрқлиқ җавабтин оттуриға чиққан. Хитайлар бу соалға шәрқий түркистанни әзәлдин хитайниң земини дәп җаваб бериду, уйғур хәлқи болса, шәрқий түркистан әзәлдин уйғурниң земини дәп җаваб бериду. Бу икки охшимайдиған җаваб шәрқий түркистанда хитай милләтчилики билән уйғур милләтчиликиниң оттуриға чиқишиға сәвәп болған.
Хитай милләтчилики билән уйғур милләтчилики бир биригә қарши икки пәрқлиқ аң вә идеологийигә айланған. Бу икки аң вә идиологийә оттурисидики күрәш сиясий җәһәттә, мәдәнийәт җәһәттә вә иқтисадий җәһәттә әкис етип бәлгилик шәрт - шараит астида тоқунушқа, һәтта урушқа айланған. Йеқинқи тарихимизда көрүлгән тоқунуш вә урушларниң һәммиси бу пәрқлиқ икки аң вә идиологийә оттурисидики күрәшниң бивастә нәтиҗиси. Бу икки аң вә идеологийиниң бири йоқ болмай туруп хитайлар билән уйғурлар оттурисидики зиддийәт вә тоқунушниң аяқлишиши мумкин әмәс.
Бу икки идеологийиниң бирисиниң йоқ болуши үчүн я хитайлар шәрқий түркистанни уйғур земини дәп ташлап чиқип кетиши керәк, яки болмиса, уйғурлар шәрқий түркистанни хитай земини дәп етирап қилип мустәқиллиқтин вазкечиши керәк.
Һазирқи әһвалдин қариғанда бу икки тәрәпниң һеч бири идеологийисидин ваз кечидиғандәк көрүнмәйду. Хитай һакимийити уйғурлардики бу аң вә идеологийини йоқ қилишниң бирдин бир йоли уйғур миллитини пүтүнләй ассимилятсийә қилишта дәп қариған. Шуңа пүтүн сиясәтлирини буниңға қарита түзүп чиққан.