Түркийиниң денизли шәһридә 'шәрқий түркистан' темисида йиғин чақирилди

RFA Photo / Erkin Tarim
Памуққалә университетидики йиғинниң ечилиш нутиқини түрк дуняси тәтқиқат қулупиға мәсул оқутқучи др. Сулайман солмаз әпәнди қилди. У сөзидә түрк яшлириниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә мәлумат игиси болуши керәкликини, уйғур қериндашлириниң дәрдини түрк җамаәтчиликигә аңлитишиниң шәрт икәнликини, чүнки, 21 - әсиргә киргән бүгүнки күндә уйғурларниң чидиғусиз зулум астида яшаватқанлиқини ейтти.
Йиғинда әнқәрә һаҗәттәпә университети оқутқучиси муавин профессор др. Әркин әкрәм әпәнди "қәдимдин бүгүнгичә түркийә - хитай мунасивити" темисида сөз қилди. У миладидин бурун һун империйиси мәзгилидин тартип бүгүнгичә түркий милләтләр билән хитайлар оттурисидики мунасивәтни қисқичә аңлатқандин кейин, нуқтилиқ һалда 1990 - йиллардин кейинки түркийә - хитай мунасивитидики шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә тохталди. Бу пүтүн кишиләрниң қаттиқ диққитини қозғиди.
3 - Айниң 25 - күни ахшам саәт 7дә денизли шәһәрлик һөкүмәтниң залида шәрқий түркистан мәсилиси мавзулуқ доклат бериш йиғини өткүзүлди. Бу йиғинни түркийидики әң кона вә әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған түрк очақлири җәмийити денизли шөбиси уюштурған болуп, йиғинға денизлидики зиялийлар, язғучилар, аммиви тәшкилат мәсуллири вә аммидин болуп 400 әтрапида киши қатнашти.
Йиғинда алди билән йиғинни уюштурғучи тәшкилатниң мәсули др. Мәмәт байлан әпәнди бу йиғинни чиқириштики мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди: "шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң теги түрк. Биз уларға йеқинлиқ һес қилимиз. Уларниң бесим астида яшаватқанлиқиға биз рази әмәс. Уларниң немә дәртләрни тартиватқанлиқини билиш, уларниң әһвалини хәлқимизгә аңлитиш үчүн бу хил паалийәтләрни өткүзүватимиз."
Др. Мәмәт байлан әпәнди ечилиш нутқида буниңдин кейин шәрқий түркистан һәққидә елип бармақчи болған паалийәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: "шәрқий түркистан һәққидә давамлиқ һалда хәлқимизгә мәлумат беримиз, зөрүр болғанда йәнә доклат бериш йиғинлири чақиримиз, шәрқий түркистанда бирәр вәқә мәйданға кәлсә бу һәқтә мәтбуатларға актип һалда мәлумат беримиз. Шәрқий түркистан мәсилиси пәқәтла уйғурларниңла әмәс, 300 милйонлуқ нопусқа игә түрк дунясиниң мәсилиси. Шундақла түркийә җумһурийити дөлитиниң әң муһим мәсилилиридин бири."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.