Түркийидә уйғур мәсилисини күн тәртиптә тутуп туруш үчүн уйғурлар немиләрни қилмақта?
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.25
2009.08.25
RFA Photo / Erkin Tarim
Әмма йеқинқи күнләрдин бери уйғур мәсилиси түркийиниң күн тәртипидин чүшүп қелишқа башлиди. Униң үстигә хитайлар уйғурларға қарши мәтбуат һуҗумиға өтти. Хитай консулханиси йиғинда сөз қилғучиларға "үрүмчи вәқәсиниң һәқиқи әһвали" темисидики с д пиластинкиси әвәтип, 5 - июл вәқәсидә уйғурларниң хитайларни өлтүргәнликини, дөләтниң мал - мүлкигә зиян салғанлиқини илгири сүрмәктә.
Уйғур мәсилисини давамлиқ һалда түркийиниң күн тәртипидә тутуп туруш үчүн түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири немиләрни қилмақта? бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди вә шәрқий түркистан вәқпи башлиқи һамит гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Сөһбитимиздә сейит түмтүрк әпәнди 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин давамлиқ һалда әнқәрәгә келип дөләт рәһбәрлири билән учришип 1998 - йили түркийә һөкүмитиниң шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләш үчүн чиқарған 36 номурлуқ һөҗҗәтни әмәлдин қалдуруш үчүн тиришиватқанлиқини ейтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.