Түркийиниң күтаһя вилайитидә 'унтулған вәтән шәрқий түркистан' темисида йиғин чақирилди

12 - Айниң 16 - күни чүштин кейин, түркийиниң күтаһя вилайитидә "унтулған вәтән шәрқий түркистан" темисида доклат бериш йиғини чақирилған. Бу йиғин түркийиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан күтаһя вилайитидики думлипинар университетида өткүзүлгән.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.18
Siyiti-tumturk-Doklat-Türkiyining-kütahya-wilayitide-wali-bilen-305.jpg Сүрәт, күтаһйа валиси сейит түмтүрк әпәндини ишханисида қобул қиливатқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Йиғинға 500 әтрапида киши қатнашқан. Йиғинда д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргән. Йиғин башлиништин илгири күтаһя валиси сейит түмтүрк әпәндини ишханисида қобул қилинған вә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирған.

Сейит түмтүрк әпәнди, түнүгүн кәч, күтаһя вилайитидики бирлик телевизорида бир саәтлик программиға қатнашқан. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, түркийидики һәрқайси университетлар арқа - арқидин уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғинлири чақирилмақта.
Siyiti-tumturk-Doklat-Turkiyining-kutahya-wilayitide-305.jpg
Сүрәт, 12 - айниң 16 - күни чүштин кейин, түркийиниң күтаһйа вилайитидә чақирилған "унтулған вәтән шәрқий түркистан" темисида доклат бериш йиғинидин бир көрүнүш.
RFA photo / Erkin Tarim

Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди йеқиндин бери истанбул, анатолийә, ғазиантеп, хатай, әнқәрә қатарлиқ вилайәтләрдә уйғурлар һәққидә доклат бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 18, 2009 11:02 PM

Сийит әпәндим 5-ийул вәқәсидин бери җан тикип түкийәдә уйғур дәвасини қилди һәм мувәппиқийәтлик нәтиҗәләрни қолға кәлтүрватиду .5-Ийул вәқәси болған күнләрдә үрүмчигә уланған телифундин уйғурларниң қәтли қиливатқанлиқ хәвирини түрк ﯪхбаратиға вахтида йәткүзди .Шучағда униң үрүмчидики дәһшәтләрни йиғлап туруп сөзлигән көрүнишлири түрк хәлқигә чоиқур тәсир қилди .ﯪЛла ишлириңизни оиушлуқ қилсун !