2009 - Йили түркийидә уйғур мәсилиси

2009 - Йили ахирилишип 2010 - йил кирәй дәп қалған бүгүнки күндә, пүтүн уйғурлар җүмлидин түркийидики уйғурлар 2009 - йилини хуласилап, 2010 - йилиидин күткән үмидлирини аңлатмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.31
Erdoghan-Siyit-Tumturk-bilen-305 Рәҗәп тайип әрдоған 6 - айниң 7 - күни қәйсәри зийаритидә, бир уйғур аилисини зийарәт қилип, 75 йаштики гүлмәтханниң аилисидин һал сориған. Сүрәттә, рәҗәп тайип әрдоған д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди аилиси билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim

2009 - Йили түркийә тарихидә уйғур мәсилисиниң әң юқири пәллигә йәткән йили болди. Уйғур тарихидики муһим хатирә күнлиридә түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири хитайларниң әнқәрә вә истанбулда турушлуқ әлчиханилири алдида намайиш өткүзди. Әң муһим болғини түркийә дөләт рәһбәрлири уйғур мәсилисини давамлиқ һалда тилға елишқа башлиди.

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған 6 - айниң 7 - күни қәйсәри шәһириниң уйғур мәһәллисидики 75 яштики уйғур гүлмәтханниң өйигә кирип һал сориған иди. Бу зиярәттә баш министирдин башқа, дөләт министири фаруқ өзкөк, ениргийә министири танәр йилдиз, йеза игилик министири вейсәл әроғли вә көп санда парламент әзасиму бар иди.

6 - Айниң 28 - күни түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл рәсмий зиярәт үчүн үрүмчигә барди. Үрүмчидә, шинҗаң үниверситетида қилған сөзидә уйғурлар билән түркләрниң қериндаш бир милләт икәнликини тәкитлиди. 5 - Июл үрүмчи вәқәсигә түрк мәтбуатлириниң алаһидә йәр бериши билән бирликтә, түркийидики аммивий тәшкилатлар түркийиниң һәр қайси җайлирида намайиш өткүзүп хитайни әйибләш билән биргә, түрк һөкүмитини хитайларға бесим ишлитишкә чақирди.

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған 7 - айниң9 - күни баянат берип `үрүмчи вәқәсини худди бир ирқий қирғинчилиқ дегән сөздин башқиси ипадә қилалмайду` деди. У йәнә рабийә қадир ханимға түркийигә келиши үчүн виза беридиғанлиқини җакарлиди.

Түркийә санаәт министири ниһат әргүл әпәнди турк хәлқини хитай маллирини сетивалмаслиққа чақириқ қилди.

Түркийә җумһурийити рәһбәрлириниң бу баянатлириға қарши хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси гуң шявшең баянат берип, бу вәқәни дуня уйғур қурултейи башлиқи рабийә қадир ханим вә униң туркийидики гумаштилириниң кушкуртуп чиқарғанлиқини илгири сүрди. Хитай әлчиси йәнә, әгәр түрк рәһбәрлириниң шинҗяңдики вәқәниң һәқиқий әһвалини билсә бундақ демәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Үрүмчи вәқәси җәрянида түркийидики әлликтин артуқ мәсчиттә үрүмчи вәқәсидә һаятидин айрилған уйғурларниң җиназә намизи қилинди. Үрүмчи вәқәсидин кейин түрк һөкүмити мәхпий һөҗҗәт тарқитип хитайниң бесими билән 1998 - йили чиқирилған 36 - номурлиқ һөҗҗәтни бикар қилди. Бу һөҗҗәт түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийитини чәкләш үчүн чиқирилған болуп, хитайлар бу һөҗҗәттин пайдилинип түркийидики бәзи паалийәтләрни қилдурмиған иди. Кейин түрк һөкүмити уйғурларниң түрк пуқралиқиға қобул қилинишини асанлаштурған бир һөҗҗәт чиқарди.

2009 - Йили йәнә түркийидә муһим дәп қаралған ишлардин бери, түркийә баш министирлиқ тармиқида түрк дүняси ишханиси ечилди. Булардин башқа уйғур мәсилиси бирқанчә қетим түрк парламентида күн тәртипкә кәлди. Булардин башқа 2009 - йилида дүня уйғур қурултейи муавин башлиқи сейит түмтүрк көп қетим түрк рәһбәрлири вә сиясий партийә рәһбәрлири билән учришип уйғурларниң бүгүнки мәсилилири һәққидә мәлумат бәрди.

Бәзи сиясий анализчилар шәрқий түркистан мәсилисиниң дүняда шундақла түркийидә 2010 - йилида техиму юқири пәллигә чиқидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтә тохтилип өтти. Шундақла, түркийә истратегийилик чүшәнчә ениститути мутәхәсиси доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур мәсилисиниң 2009 - йилидики тәрәққияти һәққидә тохталди вә 2010 - йилида шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийидә техиму күчийидиғанлиқини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.