Хитайниң уйғурларға түркүмләп өлүм җазаси бериши түркийидики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди

Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң дүшәнбә күни 6 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики, буниңдин бир күн өткәндин кейин, 14 - числа йәнә 6 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики, һәққидики хәвәргә түрк мәтбуатлири кәң көләмдә йәр бәрди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.16
Olumge-buyrulghan-Uyghur-yash-305.jpg Сүрәттә, хитай өлүмгә буйриған уйғур йашларниң бири.
www.uyghuramerican.org Дин елинди.

Хабәр түрк телевизийиси `үрүмчи вәқәсидин кейин өлүм җазаси башланди` темисида, н т в вә т р т түрк телевизийилири `үрүмчи вәқәсигә қатнашқан уйғурларға өлүм җазаси` темилирида хәвәр қилди. Бу вәқәдин хәвәрдар болған түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, уйғур җамаәтчилики буниңға болған наразилиқини билдүрүшмәктә.

Улар бирдәк, хитайларниң 60 йилдин бери уйғурларға қанунсиз өлүм җазаси берип келиватқанлиқини, үрүмчи вәқәсидин кейин буниң техиму көпәйгәнликини ейтишти. Буниңға болған наразилиқини билдүрүш үчүн истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип тәшкилати 10 - айниң 17 - күни чүштә хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш қилиш қарари алған. Һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат берип, истанбулдики пүтүн уйғурларни бу намайишқа қатнишишқа чақирди.

Һәммимизгә мәлум 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргән вақтида түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған мухбирларға баянат берип, үрүмчи вәқәсини ирқий қирғинчилиққа охшатқан иди. У хитай һөкүмитини үрүмчи вәқәсигә қатнашқан уйғурларни адил сотлашқа чақирған иди. Бу өлүм җазалириға қарши түркийә немиләрни қилалайду? бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн сабиқ дөләт министири профессор доктор әһәд андиҗан әпәндигә микрафонимизни узаттуқ.

Әһәд андиҗан әпәнди дөләтләрниң хитайларниң қанунсиз өлүм җазалириға қарши қаттиқ позитсийә билдүрмәсликиниң сәвәблири үстидә тохтилип мундақ деди: "хитайниң ички районлирида һәмдә хитайдики аптоном районларда мәйданға келиватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә дүня дөләтлири таза әһмийәт бәрмәйватиду. Шәрқий түркистан мәсилисидиму бу йәнә бир қетим испатланған болди. Хитайлар буниңдин пайдилинип бесим сияситини давам қилдуруватиду. Уйғурларға өлүм җазаси бериш арқилиқ дүняға вә пуқралириға мән бундақ ишларға рухсәт бәрмәймән, әгәр бундақ қилидиған болсаңлар, ақивитиңлар өлүм болиду дәп сигнал бериватиду."

Сабиқ дөләт министири әһәд андиҗан әпәнди түркийиниң хитайдики өлүм җазалириниң алдини елиш үчүн шәрқий түркистан мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң, яврупа бирлики парламентиниң күн тәртипигә елип чиқиши керәкликини аңлитип мундақ деди: "мән әйни вақиттики баянатлиримда, түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң үрүмчи вәқәсини ирқий қирғинчилиққа охшатқан болсиму, бу мәсилини хәлқара сәһнигә елип чиқмайдиғанлиқини дегән идим. Чәтәлдики бәзи уйғурлар баш министир бундин кейин бу мәсилини хәлқараға елип чиқиду дәп ойлиди. Мән пешқәдәм сиясәтчи болуш сүпитим билән баш министир дегән гәпләрниң сайламда аваз елиш үчүн өз хәлқиғә дегән гәп дәп ойлаймән. Һүкүмәтниң бу дегәнлирини әмәлгә ашуруши мумкин әмәс. Түркийә бу мәсилини хәлқараға йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә яврупа парламентиниң күн тәртипигә қоюши лазим дәп ойлаймән. Әмма бу һүкүмәт ундақ қилмайду."

Биз ахирида д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һидайитуллаһ әпәндигә микрафонимизни узаттуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.