Доктор новакниң доклатини уйғурлар испатлимақта
2006.09.15
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2006 - йили 29 - мартта бир баянат елан қилип, б д т дики қейин-қистаққа елишни мәни қилиш комитетиниң башлиқи доктор манфред новакниң 2005 - йилиниң ахирида уйғур аптонум райониға келип үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ җайларда хитай түрмилирини тәкшүргәндин кейин 'шинҗаң түрмилиридә һелиму қейин -қистаққа елиш мәвҗут ' икәнлики һәққидә язған доклатиға асасән, хитай һөкүмитини гәрчә дунядики 5 түрлүк кишилик һоқуқ әһдинамисиниң һәммисигә имза қойған болсиму, әмма әмәлийәттә һечқайсиға әмәл қилмиди, дәп әйиблигән иди. Йеқинда радиомизниң һәқсиз линийиси арқилиқ телефон қилип әһвал инкас қилған уйғурларниң ейтқанлири дәл б д т әлчиси новак әпәндиниң доклатиға испат болмақта.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шу вақтта елан қилған доклатида баян қилинишичә, доктор новак әпәнди шинҗаң түрмилирини көздин көчүргәндә, түрмиләрдә мәвҗут болуп туруватқан мәһбусларни қейин-қистаққа елиш әһваллиридин һәзәр әйлигән. Доктор новакниң баян қилишичә, - дәп йезилиду хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида, - мәһбусларни қорқутуш, өз-ара назарәт қилдуруш шинҗаңдики хитай түрмилиридә аллиқачан системилашип болған икән. Бу системида қоллинилған васитиләрниң шәкиллири наһайити көп болуп, әң көп учрайдиғини уруш, юқири бесимлиқ електрик калтәк билән ток йеқиш, бешини орап қоюп тунҗуқтуруш, узун вақит пут- қолини кишәнләп қоюш, һайванатлар петиқ қиливәткән паскина суюқлуққа бешини тиқип тунҗуқтуруш, қаттиқ тоңдуруш яки исситиш, бир камердики һәммә мәһбусни ялиңачливетиш, қараңғу вә тар камерға солап қоюш, еғир җисманий әмгәккә селиш, тамақ бәрмәслик яки су бәрмәслик қатарлиқлардин ибарәт. Әмма хитай һөкүмити мәһбусларға қарита дора ишләткәнликини етирап қилмиған.