Уйғур зиялийси турмәмәт һашим әпәнди билән уйғур дәваси вә иҗтимаий мәтбуат тоғрисида сөһбәт
2011.08.16
Бу кишиләрдин бири японийидә турушлуқ уйғур зиялийси турмәмәт һашим әпәндидур. У 1985-йили бейҗиң йеза игилик университетини пүттүргәндин кейин, үрүмчидики йеза игилик университетида оқутқучилиқ қилишқа башлиған. 1994-Йили оқуш үчүн японийигә барған. 1999- Йили японийә шию университетида магистирлиқ вә докторлуқ унванлири үчүн оқуған. 1997-Йили ғулҗа вәқәсидин кейин японийидә қелип миллий дәва үчүн хизмәт қилишқа башлиған.
Униң өз кәспи болған йеза игилик пәнлиридин башқа уйғур мәсилиси һәққидиму көп санда мақалиси японийидики журналларда елан қилинған болуп, у кейинки йилларда http://twitter.Com Вә http://www.Facebook.Com/ Арқилиқ шәрқий түркистан дәвасини аңлатмақта. Иҗтимаий мәтбуатларда униң 9000 әтрапида әгәшкүчиси бар болуп, һәр күн дегүдәк уйғурлар һәққидә мақалә йезип туридикән.