Сейит түмтүрк әпәнди истанбул шәһириниң муавин валийси билән учрашти

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк 2010 ‏- йили 1 ‏- айниң 16 ‏- күнидин 18 ‏- күнигичә истанбулни зиярәт қилип, бир йүрүш хизмәт паалийәтлири елип барди.
Мухбиримиз арислан
2010.01.20
Siyit-Tumturk-Istanbul-muawin-walisi-bilen-305.jpg Сүрәттә, дунйа уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди 2010 ‏- йили 1 ‏- айниң 16 ‏- күнидин 18 ‏- күнигичә истанбулни зийарәт қилғанда, истанбул муавин валийси мәһмәт әли улуташ әпәнди билән учришип уйғурлар вә "5 ‏- ийул үрүмчи вәқәси" һәққидә доклат бәргән.
RFA Photo / Arslan

Сийит түмтүрк әпәнди бу зиярити җәрянида, истанбул муавин валийси мәһмәт әли улуташ әпәнди билән учришип уйғурлар вә "5 ‏- июл үрүмчи вәқәси" һәққидә доклат бәрди шундақла уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә пикирләшти.

Сейит түмтүрк әпәнди йәнә, истанбул шәһәрлик нопус вә вәтәндашлиқ мудири мәһмәт гүнгөр әпәндини зиярәт қилип, түркийидә яшаватқан уйғурларниң нопус ‏- вәтәндашлиқ ишлири һәққидә сөһбәтләшти һәмдә уйғурларниң түркийә гираҗданлиқиға өтүши үчүн шәртләрни йениклитиш һәққидә бир қанчә түрлүк тәләп сунди. Сейит түмтүрк әпәнди униңдин башқа йәнә истанбул мәркизи сақчи идарисини зиярәт қилип сақчи идарисиниң чәтәлликләр ишлири бөлүминиң сақчи башлиқи билән учришип уйғурлар дуч келиватқан түркийидә турушлуқ рухсәт хети һәл қилиш қатарлиқ бир қисим мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшти.

Сейит түмтүрк әпәнди йәнә истанбулдики инсаний ярдәм вәхпи қатарлиқ бир қанчә аммиви тәшкилатни зиярәт қилип уйғурлар һәққидә пикир алмаштурди вә буниңдин кейинки елип бармақчи болған хизмәт паалийәтлири һәққидә сөһбәтләшти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.