Даириләрниң турпанйүзи йезидики бағларни хитай ширкитигә сетишқа мәҗбурлиған кадирларни бир тәрәп қилғанлиқи һәққидә деһқанларниң қарашлири
Мухбиримиз меһрибан
2012.01.27
2012.01.27
Public Domain
Зияритимизни қобул қилған деһқанлар, йезида елип бериливатқан тәкшүрүлүш әһвали һәққидә тохтилип, әйни чағда деһқанларни йерини сетишқа мәҗбурлиған йеза кадирлириниң җазалиниши керәкликини тәкитләш билән биллә, вәқәни бир тәрәп қилишта һөкүмәт даирилириниң вәқәдә җавабкарлиқи сүрүштүрүлүшкә тегишлик йеза кадирлириға нисбәтән пәрқлиқ муамилә қоллиниватқанлиқини илгири сүрди.
Зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, 2009 - йили күз пәслидин башлап, йезидики деһқанларниң или области һәм уйғур аптоном районлуқ әрзийәт идариси қатарлиқ җайларға әрз қилиши нәтиҗисидә или областидин мәхсус адәм аҗритилип, турпанйүзи йезисидики деһқанларниң бағлири һәм терилғу йәрлириниң сетилиш мәсилисини тәкшүрүшкә башлиған.
Әйни чағдики йәр содисида, деһқанларға қарита алдаш, зорлаш, тәһдит васитилирини қоллинип, деһқанларниң бағлирини хитай ширкитигә сетип бериш арқилиқ, оттуридин зор пайдиға еришкән йеза кадирлириниң җазалиниши керәкликини тәкитлигән бир деһқан, бу қетимқи тәкшүрүштә даириләрниң йеза кадирлирини бир тәрәп қилишта җаң фамилилик йезилиқ партком секритарини қанат астиға елиш хаһишиниң барлиқи һәққидә йезидики деһқанлар арисида ғулғула болуватқанлиқини билдүрди.
Бу деһқан йезилиқ партком секретари җаңниң шу қетимқи йәр содисида зор пайда еришкәнләрниң бири болсиму, әмма даириләрниң мәсилини бир тәрәп қилишта деһқанларниң бағлирини өлчәш ишиға мәсул болған кәнт башлиқи абдусәмәт, тиливалди қатарлиқлар үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини җакарлаш арқилиқ, деһқанларниң ғәзипини бир мәзгил пәсәйтишкә урунуп, бу қетимқи йәр содисида техиму көп пайдиға еришкән хитай миллитидин болған җаң фамилик партком серитари вә униң арқа тирәклириниң парихорлуқ қилмишлириға нисбәтән тәкшүргүчиләрниң көз юмуш позитсийисидә болуватқанлиқини илгири сүрди.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, йезидики деһқанларниң қаттиқ бесими арқилиқ, әйни чағда деһқанларниң бағлири һәм терилғу йәрлирини өлчәшкә мәсул болған йеза кадирлиридин, юқириқи турпанйүзи кәнти һәм төвәнки турпанйүзи кәнтиниң кәнт башлиқлири абдусәмәт, тиливалди қатарлиқ икки киши хизмитидин елип ташлинип, тәкшүрүшкә буйрулған. Йеза башлиқи пәхирдин болса хизмитидин йөткиветилгән.
Деһқанларниң инкасидин мәлум болушичә, йезидики деһқанлар уйғур миллитидин болған йеза башлиқи пәхиридинниң бу қетимқи йәр содисида өз үстигә елишқа тегишлик мәсулийити бар дәп қарисиму, лекин деһқанлар йәр содисидики һәқиқи мәсулийәт йәнила йезилиқ партком секретари җаң вә әйни чағда турпанйүзи бағлирини сетишни бекиткән техиму юқири дәриҗилик әмәлдарларда дәп қариған. Әмма даириләрниң, мәсилиниң техиму кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн, вәқәниң тәпсилатиға мунасивәтлик инчикә һалқиларниң вә мунасивәтлик әмәлдарларниң парихорлуқ қилмишлириниң оттуриға чиқишидин еһтият қиливатқанлиқи деһқанлар арисидики муназириләрниң асаси темиси болмақта икән.