Турпанда йеқинда йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлири

Бүгүнки қәдәр хитай даирилири, уйғур елиниң или вә хотән вилайәтлирини миллий бөлгүнчилик һәрикәтлириниң мәркизи дәп көрситип кәлгән һәм бу җайларда қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлирини елип бериватқанлиқини ашкарилап кәлгән иди, йеқинда кәлгән мәлуматлар, уйғур җәмийитидики миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң йәнә бир мәркизи турпан икәнликини көрсәтмәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.05.16

 яр йезиси нуқтилиқ назарәт астида

Йеқинда бир уйғур тиҗарәтчи турпанда йүз бәргән хитай һакимийитигә қарши миллий һәрикәтләрдин бир қатар мәлумат бәрди. Ушбу мәлуматқа асасланғанда, турпанда хитайға қарши миллий һәрикәтләр йеқинқи 10 йил ичидә үзүлмәй йүз берип турған.

Қаршилиқ һәрикәтлири һөкүмәткә қарши тәшвиқат вариқи тарқитиштин башлап, банкидин пул булаш вә хитай сақчи понкитиға һуҗум қилиш қатарлиқ көп хил шәкилләрдә давам қилған. Инкасчиниң билдүрүшичә, турпан вилайитиниң турпан шәһиридики яр йезиси билән пичан наһийиси хитай сақчи тармақлириниң нуқтилиқ зәрбә бериш обекти болуп кәлмәктә. яр йезисиниң коча доқмушлириға рәсим камиралири орнитилған болуп, яр йезисиға келип кәткүчиләрму назарәт обекти болған.

Инкасчиниң билдүрүшичә, хитай 2001 ‏ - йили 2 ‏ - айниң 3 ‏ - күни яр йезисидики рәһмитуллаһ һәбибуллаһ қатарлиқ бир түркүм яшларға өлүм җазаси бәргән. Рәһмитуллаһ йүксәк диний мәлумати, йетәкләш иқтидари билән миллий һәрикәтләрдә муһим вәзипиләрни алған.

Арқиму - арқа өлүм җазалири

Хитай 2002 йили 5 ‏ - айниң 2 ‏ - күни абдуқейим имин қатарлиқ бир түркүм уйғур яшлириға өлүм җазаси бәргән. Хитай йеқинда йәнә, қаһар қатарлиқ бир түркүм яшларға муддәтсиз қамақ җазаси бәргән. Қаһар шинҗаң университетида оқиған.

Турпанда йүз бәргән йәнә бир вәқә, қош тиллиқ маарипқа қарши һәрикәт болуп, ғалип һәбибуллаһ қатарлиқ яшлар, пичанда тәшвиқат вариқи тарқитип, хитайниң қош тиллиқ маарип сияситигә наразилиқ билдүргән.

Турпандики алақидар орунларға телефон қилғинимизда, улар юқуриқилардин пәқәт қош тиллиқ маарипқа қарши һәрикәт елип барған ғалип һәбибуллаһ қатарлиқ яшларниң қолға елинғанлиқ әһвалини етирап қилди. Қаһар қатарлиқ яшларниң сотлиниш әһвалини сәзгүр мәсилә дәп җаваб беришни рәт қилди. Йәнә бәзи орунлар болса турпанда һечқандақ вәқә йүз бәрмигәнликини билдүрди.

Пичанда қорал - ярақ ясиған бир гуруһ қолға елинған

Турпан вилайитидики һөкүмәт тор бәтлирини көзәткинимиздә, турпанниң тәбиий байлиқлири һәққидә көплигән мақалиләрни учратқан болсақму, турпан хәлқиниң һал - әһвали, дәрт - шикайити һәққидә һеч мәлумат көрмидуқ. Тор бәтләрдә уйғур миллий характери тонуштурулуп, уйғурларниң меһмандостлуқи вә сәнәтхумарлиқиға мәдһийиләр оқулған, әмма уйғурларниң юқириқидәк миллий һәрикәтлиридин аян болған һәқсизликкә қарши исян көтүрүш, зораванларға баш әгмәслик характери тилға елинмиған.

Йәнә алдинқи айда шинҗаң хәвәр торида уйғур районлуқ сақчи назаритиниң йеқинқи 5 ай ичидә ишлигән муқимлиққа алақидар хизмәтлири һәққидә қисқа бир мәлумат берилди. Мәлуматта, пичанда қорал - ярақ ясиған бир гуруһни паш қилғанлиқи баян қилинған. Әмма вәқәниң тәпсилати баян қилинмиған. Бизгә кәлгән инкастиму қорал ясаш вәқәси баян қилинмиған. Бу әһвал юқириқи тиҗарәтчи йәткүзгән әһвалларниң турпанда йүз бәргән һәрикәтләрниң һәммиси әмәс, пәқәт бир қисми икәнликини көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.