Турпанйүзи деһқанлири: “биз пәқәт өзимизниң қануний һәқ-һоқуқимизни тәләп қилдуқ”

Турпанйүзи деһқанлири өзлириниң хитайда бәлгиләнгән қанун-низамлар бойичә әрз қилип, мәлум нәтиҗигә еришкәнликини, әмма ахирқи мәқсәткә йәтмигүчә әрз қилишни тохтатмайдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.01.25
dehqan-305.jpg Уйғур елидики деһқанлар.
RFA

Йезилиқ һәм наһийилик һөкүмәтниң мәҗбурлиши билән, йери һәм бағлиридин айрилип қалған турпанйүзи йезисидики он нәччә деһқан, 2009-йили 10-айдин башлап, илгири-ахири болуп или области һәм уйғур аптоном районидики әрзийәт идарилиригә йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәт үстидин әрз қилишни давамлаштурған.

Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, деһқанлар 2 йилдин артуқ әрз қилиш арқилиқ, нөвәттә әйни чағда мәҗбурий һалда әрзан сетиветилгән йәрлири үчүн, юқириси үч йүз нәччә миң, төвини 90 миң йүән әтрапида төләм пулға еришкән. Әйни чағда 200 мо әтрапидики бағни500 миң йүәнгә сетишни рәт қилған нури исимлик деһқан аилиси толуқланған баһа бойичә 2 милйон 400 миң йүәнгә еришкән.

Ғулҗа наһийисиниң өрүклүк беғи дәп тәриплинип келиватқан, турпанйүзи йезисиниң юқириқи турпанйүзи мәһәллиси ғулҗа тәвәсидики саяһәт мәркәзлириниң бири. Мәлум болушичә, йезидики деһқанларниң яз пәслидики киримлириниң бир қисми мушу бағлардин келидикән. Әмма, йезилиқ һөкүмәт 2009-йили әтиязда бу бағларни деһқанларниң разилиқисиз хитай ширкәтлиридин “бейҗиң чиңхуа ширкити” гә сетип бериш тохтами түзгән.

Уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллигә хитай ширкитиниң йәрлишиши йезидики деһқанларниму ғәзәпләндүргән. Мушундақ бир пәйттә йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәт йәр содисидин алидиған пайдини көзләп, нури, үмгүлсүм, аруп қатарлиқ бағ игилириниң наразилиқиға қаримай, 2009-йили яз пәслидә деһқанларға алдаш, попоза, тәһдит васитилирини қоллинип, уларни бағлирини әрзан баһада хитай ширкәтлиригә сетип беришкә мәҗбурлиған. Әйни чағда бу хил бесим һәм мәҗбурлаш сәвәбидин бағ игилиридин 70 яшлиқ нури ака туюқсиз қозғалған йүрәк кесили сәвәбидин 5-ай мәзгилидә өлүп кәткәндин кейинла, йезилиқ һөкүмәт кадирлири деһқанларға қаратқан мәҗбурлишидин бир мәзгил ваз кәчкән. Әмма бағ районидики 10 нәччә деһқанниң йәрлири йәнила әрзан баһада чиңхуа ширкитигә сетип берилгән. Әйни чағда радиомиз зияритини қобул қилған турпанйүзи деһқанлири өз наразилиқлирини ипадилигән иди.

Зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, деһқанларниң тохтимай әрз қилиши нәтиҗисидә или областидин мәхсус адәм келип, турпанйүзи йезисидики деһқанларниң бағлири һәм терилғу йәрлириниң сетилиш мәсилисини тәкшүргән. Йезидики деһқанларниң қаттиқ бесими арқилиқ, әйни чағда деһқанларниң бағлири һәм терилғу йәрлирини өлчәшкә мәсул болған йеза кадирлиридин, юқириқи турпанйүзи кәнти һәм төвәнки турпанйүзи кәнтиниң кәнт башлиқлири абдусәмәт, тиливалди қатарлиқ икки киши хизмитидин елип ташлинип, тәкшүрүшкә буйрулған. Йеза башлиқи пәхирдин хизмитидин йөткиветилгән, йезилиқ парткомниң хитай миллитидин болған җаң фамилилик секретари тәкшүрүлүшкә башлиған. Шундақла бу ишқа алақидар болған наһийилик һөкүмәттики бәзи кадирларму әсли хизмәт орнидин йөткиветилгән.

Зияритимизни қобул қилған турпанйүзи деһқанлири йәнә бу қетим деһқанларға төләм пул бериш қарар қилинғандин кейин, турсун қасим, турсун насир, мутәллип аилисидикиләр берилгән төләм пулниң азлиқини билдүрүп, төләм пулни елишни рәт қилғанлиқини билдүрди.

Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған деһқанларниң билдүрүшичә, бу қетимқи йәр давасида деһқанларниң әрзини бир тәрәп қилишқа мәсул болған кадирлар деһқанларни агаһландуруп, әгәр деһқанлар әркин асия радиоси қатарлиқ чәтәл ахбарат органлириға йезидики ишлар һәққидә хәвәр бәрмәсликкә вәдә қилсила, уларниң ишлириниң һөкүмәт тәрипидин мувапиқ һәл қилинидиғанлиқини билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған турпанйүзи деһқанлири, йезидики әһвалларни мәтбуатларға инкас қилиш ирадисидин янмайдиғанлиқини ипадиләп, деһқанларниң төләм пулға еришишидә йезидики деһқанларниң һәққанийәт туйғуси һәм мәтбуат хәвәрлириниң рол ойниғанлиқини илгири сүрди.

Деһқанлар өз баянлирида, өзлириниң бүгүнкидәк нәтиҗигә еришишидә деһқанларниң хитайда бәлгиләнгән қануний тәртипләр бойичә коллектип һалда әрз қилишни давамлаштурғандин башқа, йезида йүз бәргән наһәқчиликләрни хәлқара мәтбуатларға аңлатқининиң мәлум нәтиҗә бәргәнликини тәкитләп, өзлириниң еришишкә тегишлик қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилиш ирадисидин янмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.