Турпанйүзи деһқанлири әрз қиливатқан йеза башлиқи пәхридин йөткиветилди

Ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи йезисидики өз бағлирини бейҗиң чиңхуа ширкитигә әрзан баһада сетип беришкә мәҗбур болған 15 аилилик деһқан, уйғур аптоном районлуқ әрзийәт ишханисиға коллектип әрз қилған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.02.03
dehqan-305.jpg Уйғур елидики деһқанлар.
RFA

Ғулҗа наһийә турпанйүзи йезисидики деһқанлар бултур һәм алдинқи йиллири өзлириниң узун йиллиқ тиришчанлиқи билән бәрпа қилған бағлириниң, наһийилик һәм йезилиқ һөкүмәтниң бесими билән, бейҗиң чиңхуа ширкитиниң турпанйүзи йезисида қурмақчи болған истираһәт бағчиси қурулуши үчүн сетип беришкә мәҗбур болған.

Игилишимизчә, әйни чағда өз бағлири һәм терилғу йәрлирини әрзан баһада сетишқа мәҗбурланған деһқанлардин 15 аилилик деһқан, йезилиқ һөкүмәтниң бесимиға қаримастин, бу йил январда үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ әрзийәт ишханисиға турпанйүзи йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәтни деһқанларниң йерини базар баһасидин төвән баһада сетишқа мәҗбурлап, оттуридин пайда алди дәп әрз қилған.

Йезидики деһқанларниң инкас қилишичә, әйни чағда турпанйүзи йезисидики деһқанларниң терилғу йәрлири һәр мо йәр үчүн 18 миң йүән баһа қоюлуп сетивелинған. Деһқанлар сүрүштүрүш арқилиқ бу баһаниң хитай өлкилиридики терилғу йәрләргә қоюлидиған баһадин хелила төвәнликини билгәндин кейин, бу ишқа нарази болуп, бәзи деһқанлар терилғу йәрлирини сетишни рәт қилған болсиму, әмма йезилиқ һөкүмәтниң қаттиқ бесими билән өз йәрлирини сетип беришкә мәҗбур болған.

Дәсләпки чағларда наһийилик һөкүмәт деһқанларниң бағлиридики мевилик дәрәх һәм башқа қурулуш материяли қилишқа болидиған терәк, қарияғач қатарлиқ дәрәхләр үчүн айрим һәқ төлинидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, әмма дәл-дәрәхләргә төлинидиған пул, базар баһасидин аз һесаблинип төләнгән. Һәтта бәзи деһқанлар бу пулға еришәлмигән.

Радиомиз зияритини қобул қилған бир деһқанниң билдүрүшичә, деһқанлар сүрүштүрүш арқилиқ, хитай өлкилиридә һәр мо терилғу йәр үчүн деһқанларға 100 миң йүән әтрапида һәқ төлинидиғанлиқини билгәндин кейин, йәр баһасидики бу хил пәрқ деһқанларниң наһийилик һөкүмәткә болған наразилиқиниң күчийишигә сәвәб болған икән.

Уйғур аптоном районлуқ әрзийәт ишханисиниң өз кимликини ашкарилашни халимайдиған бир хизмәтчи хадиминиң билдүрүшичә, әрзийәт ишханиси турпанйүзи деһқанлириниң йәр даваси һәққидики әрзини өткән айда қобул қилған. Бу хизмәтчи хадим өз баянида йәнә нөвәттә өзлириниң уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин терилғу йәр һәм бағ-варанлирини йәрлик һөкүмәт даирилириниң мәҗбурлиши билән, сетишқа мәҗбурланған деһқан, чарвичиларниң әрзлирини қобул қиливатқанлиқини билдүрди.

Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған йәнә бирәйләнниң билдүрүшичә, деһқанларниң әрзидин кейин, йезилиқ һөкүмәт кадирлири әрз сунған деһқанларниң өйлиригә келип, уларниң йезилиқ һөкүмәт үстидин әрз сунушиға кимләрниң ярдәм қилғанлиқини сүрүштүргән. Һәтта бир деһқандин униң уйғур аптоном райониниң мәркизи болған үрүмчидә һөкүмәт орунлирида ишләйдиған туғқининиң бар-йоқлуқини сүрүштүргән. Шундақла бу йеза кадирлири деһқанларни йәр даваси һәққидики әрзни мәтбуат орунлириға ашкарилимаслиққа агаһландуруп, йезилиқ һәм наһийилик һөкүмәтниң деһқанларниң әрзини қайта көрүп чиқип, йәрлик орунда һәл қилидиғанлиқини билдүргән.

Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанниң билдүрүшичә, йезидики деһқанлар өткән һәптә турпанйүзи йезисиниң йеза башлиқи пәхридинниң, ғулҗа наһийисидики йеңитам йезисиға йеза башлиқи болуп йөткәлгәнлики, униң орниға наһийилик һөкүмәттики йәнә бир аял кадир йеза башлиқи болуп тәйинләнгәнликидин хәвәр тапқан.

Турпанйүзи йезисидики деһқанларниң билдүрүшичә, деһқанларға йеза башлиқи пәхридинниң хизмитиниң йөткәлгәнлики уқтурулған болсиму, әмма йеза башлиқи пәхридинниң йөткилиш сәвәби һәққидә наһийилик һөкүмәт турпанйүзи деһқанлириға һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигән. Турпанйүзи йезисидики деһқанларниң инкас қилишичә, әйни чағда турпанйүзи йезисидин деһқанларниң бағлирини сетишқа мәҗбурлиғанлар ичидә йеза башлиқи пәхридин һәм юқириқи турпанйүзи кәнтиниң башлиқи абдусәмәт қатарлиқлар актип рол ойниған икән. Һазир деһқанлар арисида, уларниң һәм наһийилик һөкүмәттики бәзи кадирларниң деһқанларниң йерини чиңхуа ширкитигә сетип беришкә мәҗбурлиши бәдилигә, оттуридин пайда алғанлиқи һәққидә гәп-сөзләр көпәймәктә икән. Болупму, кәнт башлиқи абдусәмәтниң әйни чағда беғини сетишни рәт қилған нури исимлик бағ игиси һәм башқа деһқанларни йерини сетишқа биваситә мәҗбурлап, тәһдит салғанлиқи сәвәбидин, деһқанларниң униңға болған наразилиқи күчлүк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.