Ху җинтав қәшқәргә барғанда, әрздар турсун ғопурниң туғқанлири түврүккә бағлап қоюлған
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.23
2010.09.23

news.sina.com.cn Дин елинди.
Болупму уйғур әрздарлар вә уларниң аилә - тавабиатлири нуқтилиқ назарәт астиға елинған. Улар қаршилиқ көрсәтсә еғир - қийин - қистаққа елинған.
Хитай рәиси ху җинтав, 2001 - йили қәшқәргә зиярәткә барғанда, униң йеңишәһәр наһийисидә 10 минут тохтап өтиши, әрздар турсун ғопурниң 50 яшлиқ аниси гулайим мамут вә 18 яшлиқ сиңлиси турниса ғопурниң 4 саәт түврүккә бағлап қоюлушиға сәвәб болған.
Шу күни хитайниң қәшқәрдики сақчилири турсун ғопурниң аниси билән сиңлисиниң қоллириға койза селип, қорусидики пешайванниң түврүкигә 4 саәт бағлап қойған. Бу, ху җинтавниң бир қетимлиқ қәшқәр сәпириниң пәқәт бир аилигә елип кәлгән дишварчилиқлиридур.
Мәлум болушичә, қәшқәр вилайитиниң өзидә түрлүк наһәқчиликләр сәвәбидин юқири - төвән шикайәт қилип йүргән әрздарларниң сани бирқанчә йүзгә йетидикән. Униңдин башқа диний вә сиясий сәвәбләр түпәйли сәзгүр аилә дәп қарилип нуқтилиқ көзитиливатқан аилиләрниң саниму көп икән. Мана һазир, бу аилиләрниң бешиға кәлгән еғир күнләр гуманлиқ вә адәмни әндишигә салидиған мәсилә болуп ашкариланмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.