Хитай өткән йили 800 миң адәмни қолға алди


2005.03.09

Хитай алий тәптиш мәһкимисиниң баш тәптиши җя чүнваң чаршәнбә күни хитай хәлқ қурултийида бәргән хизмәт доклатида, хитайда өткән йили 811102 адәмниң һәр хил җинайәтләр билән қолға елинғанлиқини билдүрди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу кишиләр асаслиқи дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш, булаңчилиқ, қатиллиқ, зәһәрлик чикимлик сетиш, алдамчилиқ қатарлиқ һәр хил җинайәтләр билән әйибләнгән. Бирақ, җя чүнваң уларға қандақ җаза берилгәнликини көрсәтмигән.

Франсийә ахбарат агентлиқи хәвиридә, хитайда өлүм җазасини артуқчә қоллиниш, халиғанчә тутқун қилиш, мәҗбурий иқрар қилдуруш вә дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш дигән җинайәтни қалаймиқан ишлитиш қатарлиқ мәсилиләрниң мәвҗутлиқини алаһидә тәкитлигән.

Хитай, өлүм җазасини иҗра қилишта алдинқи орунда

Баш штаби нйо-йорктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси лю чиң әпәнди, хитайда өлүм җазасини халиғанчә қоллиниш вәзийитидә анчә чоң өзгириш болмиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

" Хитай һөкүмити өлүм җазасиға һөкүм қилип иҗра қилғанларниң сани йәнила интайин көп. Һөкүмәт өзи елан қилған мәлуматларда һәр йили төт миңдин артуқ кишигә өлүм җазаси бәргәнликини билдүриватиду. Бирақ, кийин ашкариланған бир қисим мәлуматларда бу санниң 10 миңдин ашидиғанлиқи мәлум болди. Төт миң адәмгә өлүм җазаси берилди дегәндиму, бу сан дуняда өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар саниниң 80٪ ини игиләйду".

У йәнә мундақ деди:

"Әгәр өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар 10 миңдин ашса, у чағда бу сан, дуняниң башқа җайлирида өлүмгә һөкүм қилинғанларниң йиғиндисиниң он һәсссигә тоғра келиду. Хитайниң һәммә қанунида дегүдәк өлүм җазаси бар. Бу дуняда интайин аз көрилидиған әһвал. Дуняниң башқа җайлирида өлүм җазаси пәқәт бирав башқиларниң җениға тәһдид елип кәлгән шараитта қоллинилиду. Әмма хитайда болса ундақ әмәс. Хитай даирилири һәтта һейт- байрамларниң һарписида бирәр вәқә йүз беришиниң алдини елиш үчүн, бир түркүм адәмләрни етип, башқиларға һәйвә қилиду".

"Үч хил күч" йәнила нишан

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң баш тәптиш әмәлдари җя чүнваң доклатида, 2004 - йилидики бихәтәрлик вәзийитиниң " начар" болғанлиқини билдүрүп, " биз дөләт бихәтәрликигә тәһдид салған җинайәтчиләр, бөлгүнчиләр, террорчилар вә диний радикалларниң җинайи қилмишлириға қаттиқ зәрбә бәрдуқ" дегән. У йәнә, бу хил тәһдидләргә давамлиқ түрдә тақабил туридиғанлиқини көрсәткән.

Уйғур вә тибәтләр өлтүрүливатиду

Әмма лю чиңниң билдүрүшичә, хитай даирилири, һөкүмәткә қарши чиққан вә наразилиқ билдүргән барлиқ кишиләрни дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш катигорийисигә киргүзүп җазалимақта. У бу һәқтә мундақ деди:

Хитайниң " дөләт бихәтәрлик қануни" бойичә, һөкүмәткә болған барлиқ наразилиқлар вә қаршилиқлар " дөләт бихәтәрлики" катигорийисигә киргүзиливатиду. Илгири буни " әксилинқилабий җинайәт" дәп атайтти. Хитай һөкүмити һазир бу қанундин пайдилинип, хәлқниң наразилиқ билдүрүш, өз һоқуқини тәләп қилиш, шундақла һөкүмәтни таллаш қатарлиқ һоқуқлирини тартивеливатиду. Болупму, уйғурлар вә тибәтләрниң өз- өзини идарә қилиш вә яки мустәқиллиқ тәләплири бар. Бу тәләпләр һәққидә пикир берәлмәймән. Әмма мениңчә, мәйли уйғурларниң боламду, тибәтләрниң боламду, өз сиясий тәләплирини оттуриға қоюш һоқуқи бар. Бу хил тәләпләрни оттуриға қойғанларни бастурғанлиқниң өзи кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқ. Һалбуки, хитай һөкүмити " дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш" җинайитидин пайдилинип, өз сиясий пикрини тинчлиқ билән оттуриға қойған уйғурлар вә тибәтләрни бастуриватиду.

Лю чиң, хитай алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң баш тәптиши җия чүнваңниң өткән йили җәрянида, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған 1600 дәк һөкүмәт әмәлдарлирини тәкшүрүп бир тәрәп қилғанлиқи һәққидики сөзигә қаттиқ рәддийә берип, хитайда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш дилолириниң нәччә миң әмәс, бәлки нәччә йүз милйон икәнликини көрсәтти. У йәнә, кишилик һоқуқ мәсилисиниң бир нәччә адәмни җазалап, шәкилвазлиқ қилиш билән һәл болмайдиғанлиқини, чоқум түзүлмә ислаһати елип бериш керәкликини тәкитлиди.

Сәвәбләр көп тәрәплимә

Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, өткән йили хитайда һәр хил җинайәтләр билән қолға елинғанларниң сани алдинқи йилқидин 8.3٪ Ашқан. Нйо-йорктики адвукатлиқ қиливатқан шяң шавҗе, хитайда қолға елинғанлар саниниң ишишида көп тәрәплимә сәвәбләр барлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Йеқинқи йиллардин буян, иқтисадий дилолар, болупму чириклик дилолириниң сани барғансири көпийиватиду. Буниңдин сирт, җинайи ишлар дилолириму азлиғини йоқ. Булар хитайда қолға елинғанлар саниниң ешишиға асаслиқ сәвәб боливатиду. Йеңирақ болған йәнә бир сәвәб, хитай " җинайи ишлар қануни" ға өзгәртиш киргүзгәндин кийин, " әксилинқилаби җинайәт" ни бикар қилип, " дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш җинайити" ни киргүзди. Бу җинайәткә аталмиш бөлгүнчилик, террорчилиқ һәрикәтлири, аз санлиқ милләтләрниң сиясий тәләплириму кирип кәтти. Ахирқи бир сәвәп, хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян,рәзил диний мәзһәпләр вә йошурун диний тәшкилатларға болған бастурушни күчәйтти.

Әмәлийәттә кишилик һоқуқ делоси

Адвукат шяң шавҗе йәнә, хитайниң " дөләт бихәтәрликигә тәһдид селиш" дилолириниң әмәлийәттә кишилик һоқуқ дилоси икәнликини көрсәтти:

- Хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләрниң һөкүмәтниң зораванлиқиға, миллий кәмситишкә қарши һәрикәтлириниму, " террорчилиқ һәрикәт" дәп атаватиду. Хитайму худдий русийә чечәнләрни террорчилар дәп бастурғандәк, хәлқарадики " террорчилиққа қарши" кәйпияттин пайдилинип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатиду. Улар йәнә бу хил кишилик һоқуқ дилолирини хиҗил болмастин, " дөләт бихәтәрликигә тәһдид йәткүзүш" тәк қанун катигорийисигә киргүзивалди. Шоңа йеқинқи йиллардин боян кишилик һоқуқ тәшкилатлириму, хитайниң аз санлиқ милләтләрни вә динизатларни бастуришиға көңүл бөливатиду.

Шяң шавҗе, хитайдики тәптиш хизмитидә өткән йилидин башлап, хизмәт үнүмини өстүрүп, дилоларни бир тәрәп қилиш вақтини қисқартиштәк илгириләшләр болған болсиму, әмма маһийәт җәһәттә зор илгириләш болмиғанлиқини, болупму кишилик һоқуқ дилолирини йәнилаҗинайи ишлар катигорийисидә бир тәрәп қиливатқанлиқини билдүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.