Алим сейитоф : 2012 - йили уйғурларниң сиясий паалийәтлири үчүн яхши бир йил болди
2012.12.26

Алим сейитоф әпәнди 2012 - йилиниң уйғур миллий даваси үчүн йәнә бир парлақ йил болғанлиқини билдүрди. Төвәндә мухбиримиз ирадә тәйярлиған программа диққитиңларда болсун.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидә уйғурларниң сиясий һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн елип бериватқан күришини бир күнму тохтитип қоймай давамлаштурмақта. Мәйли дуня уйғур қурултийи болсун, мәйли һәрқайси дөләтләрдә қурулған аммиви тәшкилат, җәмийәтләр болсун түрлүк паалийәтләр арқилиқ уйғурларниң миллий давасиниң техиму кәң тонулуши, техиму зорийиши үчүн өзиниң тегишлик һәссисини қошуп, уйғур миллий давасини алға сүрди. Рабийә қадир ханим бу йилму охшашла өзиниң дуня уйғур қурултийидики сәпдашлири билән биргә нурғун дөләтләрни зиярәт қилип, бу дөләтләрдики бәзи парламент әзалири, кишилик һоқуқ органлириниң алақидар мәсуллири һәм шундақла у әлләрдики уйғур җамаәтчилики билән бир қатар муһим учришиишларни елип барди.
яврупа, америка, австралийә қатарлиқ дөләтләрдә уйғурларниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинлири өткүзүлди. яврупа парламентида йәнә “хитайниң шәрқий түркистандики ядро синиқи вә униң тәсири” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди. 23 - Апрел японийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” рәсмий қурулди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдики йиғинида д у қ вәкиллири уйғурларниң вәзийитини оттуриға қойди.... Йәни мушуниңға охшайдиған уйғурларниң сияси вәзийитигә алақидар йеңи - йеңи күнтәртипләр тохтимай мәйданға келип турди. Әлвәттә бу йәрдә вақит мунасивити билән бу паалийәтләрниң һәммисини бир - бирләп тилға елип өтүш мумкин әмәс. Әмма бу һәқтә, бизниң зияритимизни қобул қилған алим сейитоф әпәнди чәтәлләрдики сиясий паалийәтләргә нәзәр ташлиғанда, бу йил ичидә әсләп өтүшкә тегишлик икки чоң ишниң барлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң 4 - нөвәтлик омумий йиғини вә уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курси хитайниң қаттиқ қаршилиқ билдүрүшигә қаримай 14 - май күни японийиниң пайтәхти токйода дағдуғилиқ башланған. 18 Дөләттин кәлгән 120 дин артуқ вәкил җәмий бир һәптә бойичә асиядики демократийә үлгиси болған бу дөләттә җәм болуп, уйғурларниң сиясий вәзийитигә алақидар муһим қарарларни алған иди. Қурултайниң 3 - күнидә елип берилған сайлам нәтиҗисидә рабийә қадир ханим толуқ аваз билән қайтидин д у қ рәисликигә сайланди.
Америка уйғур бирләшмисиниң 7 - нөвәтлик омумий сайлими болса 11 - айниң 10 - күни вашингтонда өткүзүлгән. Сайламда өзини тизимлатқан 90 дин артуқ адәмниң әркин беләт ташлиши билән америка уйғурлири бирләшмисиниң президенти вә идарә һәйитиниң әзалири сайлап чиқилди. Нәтиҗидә алим сейитоф қайтидин президентлиққа сайланди. Башқа 6 киши америка уйғурлири бирләшмиси идарә һәйитиниң әзалиқиға сайланди. Бу күни калифорнийидиму паалийәт өткүзүлүп, беләт ташланған. Рабийә қадир ханим болса, америка уйғурлири бирләшмисиниң пәхрий рәисликигә сайланған иди. Алим сейитоф әпәнди бу хил демократик сайламларниң демократийидин мәһрум һалда яшаватқан уйғурлар үчүн әһмийитиниң зорлиқини тәкитлиди.
Алим сейитоф әпәнди сөзиниң давамида, 2012 - йилиниң уйғур сиясий һәрикәтлири җәһәттин бәрикәтлик бир йил болғанлиқини билдүрүш биргә, уйғур сиясий һәрикитиниң кәлгүсигә үмид билән қараш керәкликини билдүрди.