Таҗикистан хәвпсизлик хадимлири 3 уйғурни тутуп кәткән

1-Айниң 8-күни таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән әхмәт рәшиди, абдулхәмит давутоғлу вә кәмал өмәроғлу қатарлиқ 3 уйғур түркийә граждани болуп, узун йиллардин бери таҗикистанда тиҗарәт қиливатқан икән.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.01.20
tajikistanda-tutulghan-uyghur-305 1-Айниң 8-күни таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән уйғурлар.
RFA/Erkin Tarim
Булар түрк вәтәндиши болғачқа шәрқий түркистан маарип тәшкилати вә дуня уйғур қурултийиниң мәсуллири түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән алақә қилип, мәзкур 3 кишиниң ақивитини сүрүштә қилған.

Бу иш үчүн йол меңиватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һедайитуллаһ оғузхан әпәнди бу 3 уйғурниң хитайға қайтуруп берилгәнликини пәрәз қиливатқанлиқини ейтти.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәзкур 3 уйғурниң ақивитини сүрүштүрмәктә. Биз уларниң ақивити һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн һедайитуллаһ оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.