Таҗикистанда тутулған түркийә пуқраси 3 уйғур һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди

'Мәзлумлар вә инсан һәқлири үчүн һәмкарлиқ җәмийити', 'и һа һа инсани ярдәм вәхпи', 'түркийә халисанә бирләшмә вәхпи', 'шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити', 'шәрқий түркистан вәхпи' қатарлиқ аммиви тәшкилатлар бирликтә 'мәзлумлар вә инсан һәқлири үчүн һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул шөбисидә бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, түркийә һөкүмитини таҗикистанда тутулған түркийә пуқраси 3 уйғурни дәрһал қутқузушқа чақириқ қилди.
Ахбарат елан қилиш йиғиниға 'мәзлумлар вә инсан һәқлири үчүн һәмкарлиқ җәмийити' истанбул шөбә башлиқи адвокат җиһат гөкдәмир, и һа һа инсани ярдәм вәхпиниң идарә һәйәт әзаси һүсәйин оруч, түркийә халисанә бирләшмә вәхпиниң башлиқи адвокат ниҗати җәйлан, шәрқий түркистан вәхпи башлиқи һамут көктүрк, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һидайәт оғузхан қатарлиқ мәсуллар, җәмийәт әзалири вә шундақла көп санда радио - телевизийә вә гезит - журнал мухбирлири қатнашти.
Ахбарат елан қилиш йиғинида 'мәзлумлар вә инсан һәқлири үчүн һәмкарлиқ җәмийити' истанбул шөбә башлиқи адвокат җиһат гөкдәмир әпәнди сөз қилип мундақ деди: "буниңдин бир қанчә күн илгири тиҗарәт қилиш үчүн таҗикистанға барған әсли шәрқий түркистанлиқ түркийә пуқраси үч уйғур, һәр қандақ бир түркийә пуқрасиға охшаш қоллирида түркийә пуқралиқ кимликлири болған, пүткүл мәдәнийәт һоқуқлири түркийә җумһурийити тәрипидин қоғдилидиған 3 түркийә пуқраси иди. Хитай қанунлириға асасланғанда, һәр қандақ бир хитай пуқраси иккинчи бир дөләтниң пуқралиқиға өткән һаман аптоматик һалда хитай пуқралиқидин чиқип кетиду, дәп бәлгиләнгән. Шу сәвәбтин уларниң хитай дөлити билән һечқандақ мунасивити йоқ, пәқәт түркийә пуқраси иди."
Җиһат гөкдәмир әпәнди сөзидә йәнә, уларниң хитайға қайтурулуши хәлқара қанунға хилап икәнликини билдүрүп мундақ деди: "әсли шәрқий түркистанлиқ 3 нәпәр түркийә пуқраси таҗикистанда хитайниң таҗикистанға бесим қилиши нәтиҗисидә у дөләткә қайтурулған. Буниңға қарши түркийә ташқи ишлар министирлиқи таҗикистанниң уларни хитайға қайтуруп бериш қарариға қарши таҗикистан билән елип барған дипломатийә мунасивәтләрдә һечқандақ нәтиҗә көрүлмиди. Түркийә җумһурийити өз пуқралириниң һоқуқини қоғдашта җиддий бир әзийәт ичидә қалди."
Ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан түркийә һөкүмитиниң 4000 нәпәр уйғурни түркийә пуқралиқиға қобул қилиши хитайни қаттиқ биарам қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: "үрүмчи қирғинчилиқидин кейин түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдуғанниң йолйоруқи билән 4000 уйғур түркийә пуқралиқиға қобул қилинди. Түркийиниң уйғурларға қилған бу ғәмхорлуқи хитайни қаттиқ биарам қилди. Шуниң үчүн хитай түркийә пуқраси уйғурларға чаңгал селиш арқилиқ бизгә һәйвә қиливатиду. Бизниң саяһәт қилиш әркинликимиз йоқ."
Ахбарат елан қилиш йиғинида и һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң идарә һәйәт мәсуллиридин һүсәйин уруч әпәнди сөз қилип түркийә һөкүмитиниң 3 нәпәр түркийә пуқрасини хитайдин қайтуруп келиш күчигә игә икәнликини билдүрүп мундақ деди: "түркийә һөкүмити мави мармара кемисидә тутқун қилинған 600 кишини исраилийидин икки йерим күн ичидә қайтуруп кәлтүрди. Хитай тәрипидин елип қечилған 3 нәпәр түркийә пуқрасиниң вәқәсиму шуниңға охшап кетиду, шуниң үчүн түркийә һөкүмити мави мармара кемисигә көрсәткән мәйданини бу 3 нәпәр түркийә пуқраси үчүнму көрситиши керәк. Түркийә пүткүл күчини ишқа селип 3 нәпәр түркни қутқузуши керәк."
Йиғинда йәнә, шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамут көктүрк сөз қилип, оттура асия дөләтлиридики түркий җумһурийәтләрниң хитайниң арқа ишикигә айланғанлиқини ипадиләп мундақ деди: "қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан бигунаһ уйғурларни тутқун қилип хитайға қайтуруп бәрмәктә. Қайтурулған уйғурларни хитай өлүмгә һөкүм қилмақта. Улар охшаш тил вә охшаш диндин болған қериндашлириға һеч ич ағритмастин хитайға қайтуруп бериватиду. Бу дөләтләрни қаттиқ әйибләймиз."