Таҗикистанда тутуп кетилгән 3 уйғур түркийә парламентиниң күн тәртипигә кәлди

Милләтчи һәрикәт партийиси үч уйғурни түркийигә қайтуруп әкелиш үчүн түркийә парламентидики өктичи партийә болуш сүпити билән һөкүмәткә соал хети йезип җаваб беришини тәләп қилидиғанлиқини ейтти.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.01.26
ismet-buyukataman-305 Түркийә милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи исмәт буюкатаман түркийә парламентидики йиғинда таҗикистандики 3 уйғур һәққидә ташқи ишлар министириға соал хети язди. 2011-Йили 25-январ.
RFA/Erkin Tarim

1-Айниң 25-күни түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири таҗикистанда тутуп кетилгән әхмәт рәшит, абдулхәмит давутоғлу вә кәмал өмәроғлу қатарлиқ 3 уйғурни сүрүштә қилип түркийә ташқи ишлар министирлиқи алдида намайиш қилип болғандин кейин, түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи мәмәт шандир, октай вурал, шәнол бал вә башқа милләт вәкиллиридин тәркиб тапқан рәһбәрләр билән түркийә парламентидики ишханисида көрүшти.

parlament-ezasi-jelal-erbay-tajikistandiki-elchi-bilen-korushmekte-385
Түркийә парламент әзаси җәлал әрбай таҗикистандики әлчисигә телефон қилип 3 уйғурни сүрүштүрди. 2011-Йили 25-январ.
RFA/Erkin Tarim
Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири мәсуллиридин тәркиб тапқан бу һәйәт уларға таҗикистанда тутуп кетилгән 3 уйғурни һөкүмәтниң сүрүштә қилиши үчүн бесим ишлитишини тәләп қилди. Милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи мәмәт шандир әпәнди сөз қилип, бу үч уйғурни түркийигә қайтуруп әкелиш үчүн түркийә парламентидики өктичи партийә болуш сүпити билән һөкүмәткә соал хети йезип җаваб беришини тәләп қилидиғанлиқини ейтти.

Бу учришиш ахирлишип йерим саәт өтмәй, милләтчи һәрикәт партийисигә вакалитән партийиниң муавин башлиқи исмәт бүйүк атаман әпәнди түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң җаваб беришини тәләп қилип, парламенттики омумий йиғинға бир илтимас сунди вә уни омумий йиғинда оқуп өтти.

У хетидә түркийә ташқи ишлар министиридин төвәндики соалларни сориған. "Шәрқий түркистанлиқ түрк пуқраси кәмал өмәроғлу, әхмәт рәшит вә абдулхәмит давутоғлу қатарлиқ 3 уйғур таҗикистанда тутуп кетилгән, биз булардин қаттиқ әнсирәватимиз. Бу уйғурларни сүрүштә қилиш үчүн ташқи ишлар министирлиқи немиләрни қилди? биз хитайға тапшуруп берилгәнлики һәққидә хәвәр алған бу уйғурларни хитайдин қайтуруп елиш үчүн немиләр қилиниватиду? бу 3 уйғурниң һазир зади қәйәрдә? "

jelal-erbay-uyghur-heyetni-qobul-qildi-385
Түркийә парламент әзаси җәлал әрбай шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллирини қобул қилди вә уларниң алдида уч уйғурни таҗикистандики әлчисидин сүрүштә қилди. 2011-Йили 25-январ.
RFA/Erkin Tarim
Кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин абдулһеким мәхсум, һидайитуллаһ оғузхан, алимҗан буғда вә шәрқий түркистан яшлар тәшкилати башлиқи тәбәт йүҗәтүрк қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийиси парламент әзаси җәлал әрбай әпәнди билән көрүшти. Җәлал әрбай әпәнди таҗикистанда 3 уйғур тутуп кетилгәндин кейин партийисиниң ташқи сиясәткә мәсул башлиқи өмәр чәлик әпәнди билән бирликтә бу 3 уйғурни сүрүштә қиливатқанлиқини аңлитип мундақ деди: "бу мәсилидин хәвирим бар. Алимҗан билән давамлиқ һалда алақилишип туруватимән. Бундақ көңүлсизлик болса алимҗан дәрһал маңа хәвәр бериду. Бу қериндашлиримиз тартқан азаб биз тартқан азаб дегәнлик. Шуңа биз таҗикистанда тутуп кетилгән 3 уйғурға алаһидә көңүл бөлүватимиз. Әмма, түркийә сиртида болған иш болғачқа, бәзи чәклимиләргә учраватимиз. Әмма, биз пүтүн күчимиз билән бу 3 қериндишимизни түркийигә қайтуруп келишкә тиришиватимиз. Пүтүн дипломатик йолларни синаватимиз. Мән давамлиқ һалда түркийиниң таҗикистанда турушлуқ баш әлчиси билән сөзлишип туруватимән."

У, уйғур һәйәтниң алдида түркийиниң дүшәнбидә турушлуқ баш әлчиси мәмәт мунис дирик әпәндигә телефон қилип мәлумат алди. Баш әлчи телефонда бу 3 уйғур тоғрилиқ таҗикистанниң мунасивәтлик органлириға көп қетим хәт язған болсиму җаваб кәлмигәнликини, әмма, өзлириниң игилишичә, 3 уйғурниң һазир таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә солақлиқ икәнликини ейтти.

Уйғурлар 1-айниң 25-күни әнқәрәдә өткүзүлгән паалийәтниң интайин мувәппәқийәтлик болғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн тәшкилат мәсуллириға микрофонимизни узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.