Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири таҗикистан хитайға қайтуруп бәргән үч уйғурниң ақивитини сүрүштүрмәктә

RFA/Arslan
Учришишта вәкилләр таҗикистан хитайға қайтуруп бәргән уйғурларниң ақивитини сүрүштүрди.
Уйғурларниң инкас қилишичә, бу йил 1-айниң 8-күни түркийә пуқраси камал өмәр оғли, ришит әхмәт, абдул миҗит давут оғли қатарлиқ кишиләрни таҗикистан хитайға қайтуруп бәргән икән.
Бу кишиләр һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн , әнқәрәдә учришиш елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һидайәттула оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Һидайәтулла әпәнди буларниң хитайға қайтуруп берилгәнлики һәққидики учурларға игә болсиму, әмма таҗикистан тәрәпниң техи буни етирап қилмиғанлиқини көрсәтти.