18-Қурултай алдида җов юнкаң “үч хил күчләрниң йилтизини қомуруш” ни тәләп қилди

Хитай сиясий бюросиниң башлиқи җов юнкаң сәйшәнбә күни бейҗиңда сөз қилип, уйғур елиниң муқимлиқини сақлашни вә үч хил күчләргә зәрбә беришни қайта тәкитлиди.
Мухбиримиз ирадә
2012.10.24
ju-yungkang-305.jpg Хитай мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзаси җу юңкаң хитай икки чоң йиғининиң ечилиш мурасимида. 2012-Йили 5-март, бейҗиң.
AFP

Хитайда 18-қурултай ечилишқа аз қалған бир мәзгилдә җов юнкаңниң оттуриға чиқип, уйғур елидә мәңгүлүк әминликни орнитишни наһайитиму қаттиқ тәләппуз билән тәкитлиши неминиң ипадиси? көзәткүчиләр, бу нөвәтлик қурултайдики рәһбәрлик өзгиришидин пәйда болған сәзгүр бир вәзийәт түпәйли, хитай даирилириниң муқимлиқтин, болупму уйғур елиниң муқимлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

23-Өктәбир күни хитай сиясий бюросиниң башлиқи җов юнкаң бейҗиңда шинҗаңға алақидар хизмәтләрни орунлаштуруш йиғини ачқан. Шинхуаниң бу һәқтә тарқатқан хәвиридин қариғанда, бу йиғинға уйғур районлуқ һөкүмәт, шинҗаңдики ишләпчиқириш -қурулуш армийиси, маарип министирлиқи, әмгәкчиләр вә иҗтимаий параванлиқ министирлиқи, җамаәт хәвпсизлик министирлиқи, мәркизи бирликсәп, тәшвиқат министирлиқи вә шундақла бейҗиң, тйәнҗин, шәнши, шаңхәй, җяңсу қатарлиқ уйғур елигә ярдәм бериватқанлиқи илгири сүрүлүватқан өлкиләрниң һәмдә нефит, електр ширкәтлириниң алақидар мәсул хадимлири қатнашқан.

Җов юнкаң йиғинда қилған сөзидә, уйғур елиниң муқимлиқ мәсилисини қайта тәкитләп, “үч хил күчләр” ни йилтизидин қомуруп ташлаш дегән ибарини ишләткән. У шинҗаң хизмити йиғини ечилғандин буян уйғур елиниң иқтисадий вә хәлқ турмушида мисли көрүлмигән тәрәққиятниң мәйданға кәлгәнликини илгири сүрүп, “наһайити қейин қолға кәлгән бу вәзийәтни қоғдап, уйғур елидә мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш үчүн, идийидә бирликкә келишни, икки қолда тутуп, һәр иккила қол қаттиқ болушни, 19 өлкиниң шинҗаңға “ярдәм бериш” хизмитини давам қилдурушни, асасий күчни йезиларға вә коча -койларға қаритип, үч хил күчләрниң йилтизини қомуруп ташлап, мәсилини мәнбәдин, йилтизидин һәл қилиш” ни тәләп қилған.

Хитайда 18-қурултай ечилиш алдида турған бир мәзгилдә җов юнкаңниң туюқсиз оттуриға чиқип, уйғур ели муқимлиқини тәкитлишиниң сәвәби немә иди? түркийидики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, хитайда һәрқандақ бир чоң йиғин ечилиштин бурун муқимлиқни тәкитләш хитай компартийисиниң бир әнәниси болсиму, әмма бу қетимлиқ 18-қурултайда һоқуқни алидиған рәһбәрләрни сайлап чиқиш җәряни бир қәдәр мурәккәп болғанлиқтин, хитай һөкүмитиниң болупму уйғур райониға охшаш сәзгүр районларниң муқимлиқиға җиддий қараватқанлиқини билдүрди.

Дәрвәқә, җов юнкаң йиғиндики сөзидә, һазирқи қолға кәлтүргән нәтиҗиләр юқиридин-төвәнгичә һәммимизниң бир нишан, бир мәқсәт бойичә иттипақлишишимиз вә өз ‏-ара һәмкарлишишимиз нәтиҗисидә қолға кәлгән. Бундин кейинму йолдашларниң мәркизи һөкүмәтниң йетәкчиликидә зич иттипақлишишини үмид қилимән, дегән. Җов юнкаңниң бу сөзлириму бу йиғинниң 18-қурултай алдидики бир нөвәтлик мәйдан мустәһкәмләшни мәқсәт қилидиғанлиқини көрситип турмақта. Әркин әкрәм әпәнди йәнә буниң җов юнкаңниң вәзиписидин қелиштин аввал өзи ишлигән хизмәтләрни тонуштуруп өтүш характери барлиқиниму әскәртти.

Бүгүн җов юнкаңниң “үч хил күчләрни йилтизидин қомуруп ташлаш керәк” дегән сөзи хәлқара мәтбуатларниңму диққитини қозғиди. Дуня уйғур қурултийи җов юнкаңниң бу сөзигә наразилиқ билдүрди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди радиомизға баянат берип, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртмәй туруп, муқимлиққа еришәлмәйдиғанлиқини билдүрди. У сөзидә хитай һөкүмитиниң үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур елини 19 өлкиниң еһтияҗиға асасән ишлитиши үчүн бөлүп бәргәнликини әскәртип, буниң земин игиләш вә байлиқ игиләштин башқа бир нәрсә әмәсликини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.