Уйғур аптоном район даирилири мал баһасини контрол қилиш һәққидә уқтуруш чиқарди

Хитайниң дөләт байрими мәзгилидә уйғур районидики гөш, көктат қатарлиқ йемәкликләрниң баһаси йәнә бир қетим өрлигән. Бу, райондики һөкүмәт даирилирини әндишигә салған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.30
Uyghur-elidiki-gosh-qassap-baziri-305 2009 - Йили 11-ийул, үрүмчидә бир уйғур йигит қой гөшини көтүрүп кочидин өтмәктә.
AFP

"Үрүмчи тори" ниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт даирилири 29 - сентәбир бирләшмә уқтуруш чиқирип, ашлиқ, яғ, гөш, тухум вә көктатлар вә ресторан -ашпузуллардики тамақ баһасини контрол қилидиғанлиқини уқтурған.

 Бирләшмә уқтурушта, дөләт байрими мәзгилидә үрүмчини мәркәз қилған һалда, уйғур аптоном районидики барлиқ йемәк - ичмәк базарлири, ресторан, меһманхана, саяһәт мәркәзлиригә қарита назарәт күчәйтилидиғанлиқи, дөләт бәлгилигән "мал баһаси низами" ға хилаплиқ қилғучиларға 5 йүәндин 500 миң йүәнгичә җәриманә қоюлидиғанлиқини уқтурулған.

Мәлум болушичә, хитайда бу йил йемәк  - ичмәк баһаси бултурқи охшаш мәзгилдин %60 өскән. Бу йил 9  - ай мәзгилидә уйғур районида һәр килограм қой гөшиниң баһаси 40  - 45 йүәнгә йәткән болуп, гөш сетивалалайдиған пуқралар барғанчә азайған.

"Тәңритағ тори" да көрситишичә, бу йил киргәндин буян қой гөши баһаси өрләп кәткәнлики үчүн, ашхана  - ресторанларда қой гөшиниң орниға кала вә тоху гөши ишлитилишкә башлиған.

Зияритимизни қобул қилған уйғурларму бу йил йемәк  -ичмәк баһаси бултурқидин зор дәриҗидә өсүп кәткәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, уйғур елидә йемәклик баһасиниң өрләп кетишигә, бултур қиштики қар апитидә мал  - чарвиларниң қирилип кетиши вә йеқинқи бирнәччә йилдин буян қазақистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиригә көктатларниң көпләп експорт қилиниши гөш, көктат қатарлиқлар баһасиниң өрләп кетишигә сәвәб болған.

Хәвәрдин мәлум болушичә, 2009  - йили чөчәкниң қазақистан чегрисидики бақту сода еғизидин оттура асияға експорт қилинған көктат 24 миң 600 тонна болған болса, бу йилниң алдинқи йеримида експорт қилинған көктат 36 миң тонниға йетип, бултурқи бир йил ичидә експорт қилинған көктат миқдаридин 3 һәссә ашқан.

Көзәткүчиләрниң қаришичә бу хил әһвал әслидинла қар һәм ямғур апити сәвәблик көктат йетишмәслик әһвали еғирлашқан уйғур елидә көктат баһасиниң йәниму өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарған. Зияритимизни қобул қилған уйғурлар бу һәқтики қарашлирини оттуриға қоюп, йемәк - ичмәк баһасиниң өсүп кетишигә сәвәб болған амиллар һәққидә тохталди.

Һалбуки, уйғур аптоном районидики һөкүмәт тор бәтлиридә райондики көктат баһасиниң өрләп кетишигә, қазақистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиригә көпләп көктат експорт қилинғанлиқи қатарлиқ амилларниң сәвәб болғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.

Хитай һөкүмәт мәтбуатлирида, хитайда мал баһасиниң җиқ өрлимигәнликини, пул пахаллишишни мәлум дәриҗидә контрол қилип кетидиғанлиқини илгири сүрүлгән. Әмма, б б с агентлиқиниң хәвиридә дейилишичә, бу йил хитайдики пул пахаллишиш дәриҗиси 3.7% Кә йетиши мөлчәрләнмәктә икән.

 Б б с агентлиқиниң хәвиридә, хитайда мал баһасиниң өрләп кетиши хитай һөкүмитини әндишигә салғанлиқи, болупму асия вә африқидики бир қисим намрат дөләтләрдә йемәк  - ичмәк баһаси өрләп кетиш сәвәблик бир қатар топилаң вә исян һәрикәтлири йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити хитайдики мал баһа вәзийитидин әндишигә чүшкәнлики хәвәр қилинған.

Хитай 2010 - йили 3 - сентәбир асаси қатлам органлириға һөҗҗәт чүшүрүп, көктат ишләпчиқиришини ашуруш арқилиқ, йемәк  - ичмәк баһаси өрләп кетишниң алдини елишни уқтурған вә бу ишни сиясий вәзипә сүпитидә муһим билишкә вә чиң тутушқа чақирған иди. Хитай йәнә һөкүмити нөвәттики вәзийәтни контрол қилиш үчүн, банкиларни, көктат ишләпчиқириши үчүн күп миқдарда қәрз пул аҗритишқа чақирған.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур аптоном район даирилириниң дөләт байрими мәзгилидә йемәклик баһасини контрол қилиш һәққидә қайта уқтуруш чиқириши, даириләрниң райондики муқимлиқ вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқидин дерәк беридикән. Уларниң қаришичә, бу хитайниң тунҗи қетим йемәк - ичмәк баһаси мәсилисини сиясий мәсилә сүпитидә тилға елиши болуп һесаблинидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.