Урал тағлирида қозғалған уйғур қизғинлиқи

Йеқинқи йиллардин буян, уйғурларниң хәлқара җәмийәткә кәң тонулушиға әгишип бир қисим ғәрб дөләтлиридә уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған тәтқиқатчилар қошуни йетишип чиқишқа башлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.01.26
yekaterinburg-305.jpg Йекатиринбург шәһири урал дөләт университетида мәхсус уйғур елини тәтқиқ қилиш мәркизи қурулған. 2010-Йили сентәбир.
http://en.wikipedia.org

Ғәрб дөләтлиридики бәзи университетлар вә тәтқиқат орунлирида пат-пат мәхсус уйғурлар вә уйғур ели һәққидә илмий муһакимә йиғинлири уюштурулуп турмақта һәмдә бир қисим китаблар арқа-арқидин нәшр қилинмақта.

Русийидиму уйғур тәтқиқати қайта башланған болуп, йеқинда русийидики йекатиринбург шәһиридә бир тәтқиқат мәркизи қурулған.

Йекатиринбург шәһиридә қурулған тәтқиқат мәркизи

Уйғурларниң ғәрб дунясида тонулушқа йүзлинишигә әгишип, бүгүнки күнләрдә русийидиму уйғур тәтқиқатиға йеңидин қизиқиш башланған, бу җәһәттә москва, санкитпетербург қатарлиқ шәһәрләрдики тәтқиқат орунлиридин башқа йәнә русийиниң сибирийә вә урал районлиридики бәзи университетлардиму тәтқиқатлар елип берилмақта.

Йеқинда асия-явропа қитәсиниң айрилиш нуқтиси һесабланған урал районидики йекатиринбург шәһиригә җайлашқан урал дөләт университетида мәхсус уйғур елини тәтқиқ қилидиған бир мәркәз қурулған. Бу мәркәзниң толуқ нами "йипәк йоли илмий-маарип, учур вә мәдәнийәт мәркизи" дәп аталған болуп, мәзкур мәркәз икки йилдин буян өз паалийәтлирини давамлаштурмақта.

Йекатиринбург шәһиридә яшайдиған алексей старостин исимлик бир аптор йеқинда пәрғанә торида "уралниң нәзиридики шинҗаң" мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилған болуп, мақалидә баян қилинишичә, мәзкур мәркәз урал районидики бирдин бир уйғур елини тәтқиқ қилидиған орун болуп һесаблиниду шуниңдәк униңдики тәтқиқатчилар уйғур елиға барған.

Мақалидә баян қилинишичә, бу мәркәзни асаслиқ урал дөләт университетини пүттүргән аспирантлар башқуруватқан болуп, уларниң асаслиқ тәтқиқат нишани уйғур елиға қаритилған вә урал районидики хәлқләргә уйғурларниң тарихи, мәдәнийәт кимлики һәм һазирқи мәсилилирини тонуштуруш, русийә билән уйғур елиниң сода-иқтисадий мунасивәтлирини илгири сүрүш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

"Уйғур райони хитай башқа мәдәнийәтләр билән алақә қилидиған бир земин"

Пәрғанә төридики бу мақалидә оттуриға қоюлушичә, мәзкур мәркәзниң тәтқиқатчиси дмитрий зһеболов ураллиқларға уйғурларни вә уларниң мәдәнийитини тонуштурушниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ дегән: "биз һазир тәтқиқатимизни мәркизий асия вә хитайға қараттуқ, буниңда алди билән икки чоң мәдәнийәтниң учришиш нуқтиси һесабланған шинҗаң алдинқи орунда туриду. Шинҗаң уралдин наһайити йирақ һәм уралда уйғурлар йоқ дейәрлик, бу мәркизимизниң тәтқиқатчилириниң техиму көпрәк күчишини тәләп қилиду. Бизниң бу йәрдә кишиләр шинҗаң һәққидә асасән һеч немә билмәйду. Омумий җәһәттин улар һеч қандақ мәлуматқа игә әмәс, биз бу районниң намини имканийәтниң баричә кеңәйтишкә тиришиватимиз"

У, уйғур елиниң тарихи вә бүгүнки ролиға шуниңдәк униң йипәк йолиниң асаслиқ түгүни икәнликигә баһа берип өз көз қаришини мундақ ипадилигән: "бу җай йипәк йолиниң мәркизи нуқтиси, асаслиқ мәдәнийәт, диний вә етник алақиләр дәл шинҗаң арқилиқ өтиду. Бу хитайниң башқа мәдәнийәтәр билән алақә қилидиған бир -бир земиндур"

Уралда уйғур тилиға қизиқиш бар

Урал университетидики уйғур тәтқиқатчиси дмитрий зһеболов уйғур мәдәнийити вә тилиға баһа берип, "уйғур тили наһайити қизиқарлиқ тил, бу һазирқи вақитта әрәб йезиқи ишлитиватқан бирдинбир түркий тили һәм биваситә түрк қалғанлиқ, қараханийлар сулалиси, түрк-моңғул империйиси вә төмүриләр дәвриниң тиллири билән мунасивәтлик түркий тилидур. Уралда уйғур тилиға аҗайип қизиқиш қозғиливатқан болсиму, бирақ у техи йетәрлик әмәс. Биз бу саһәниму кәң тонутмақчимиз" дәп тәкитлигән.

Мәркәзниң йәнә бир тәтқиқатчиси елена сибинниң қаришичә, уйғур ели саяһәтчилик нуқтисидин алғанда, наһайити гүзәл вә қизиқарлиқ җай, явропалиқлар вә русийиликләр асасән бейҗиң вә шаңхәйгә учиду, әмма шинҗаң бир чәттә қалмақта. "Бирақ у йәрдә түрк-мусулман мәдәнийитиниң үлгиси вә ядикарлиқлирини бар. Һазир һәр йили он милйонлап хитайлар шинҗаңни саяһәт қилишқа кәлмәктә" дәйду у сөзини хуласиләп.

Русийә уйғуршунаслиқниң кона мәркизи

Русийә уйғуршунаслиқ илминиң кона мәркәзлиридин бири, русийә алимлири 19-әсирниң башлиридин етибарән уйғурлар вә уйғур ели һәққидики кәң даирилик тәтқиқатлирини башлап, зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән иди. Рус алимлиридин в.Радлов, а. Казембәк, в. Григориев, д. Позднейев, грум гризһимайло, обручев қатарлиқлар 19-әсиргә тәвә рус классик тәтқиқатчилири болуш сүпити билән уйғурларниң тили, тарихи, мәдәнийити вә етнографийиси бойичә зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән иди.

20-Әсирниң 20-йиллиридин тартип таки 1990-йилларғичә болған сабиқ совет иттипақи дәвридә уйғуршунаслиқ илмий техиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди.
Малов, баскаков, насилов, клияшторний, тенешип, василийев қатарлиқ алимлар мәхсус уйғур тили, болупму қәдимки түрк вә уйғур язма ядикарлиқлири тәтқиқатида хәлқара илим саһәсидә башламчилиқ рол ойниғудәк нәтиҗиләрни йоруқлуққа чиқарған иди.

Булардин башқа йәнә уйғур тарихи тәтқиқати билән шуғуллинип, көрүнәрлик мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргәнләр арисида тихонов, литвинский, малиавкин, киляшторний, думан, кузнетсов, чивир, гурийәвич, якубовксий, зотов, вә башқа онлиған алимларни мисал қилип көрситиш мумкин. Уларниң қәлими астида мәхсус" уйғурларниң қисқичә тарихи", төт томлуқ "қәдимки вә оттура әсирләрдики шәрқий түркистан"," 18-19-әсирләрдики мәркизий асиядики дипломатик мунасивәтләр" дегәндәк көплигән китаблар нәшр қилинған иди.

Мәзкур рус алимлириниң мутләқ көп қисми москва вә санкитпетербургда илмий тәтқиқат билән шуғулланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.