Хитай, үрүмчи ат бәйгә мәйданидики аялларға 'сапа' тәрбийиси елип бармақта

Үрүмчидики ат бәйгә мәйдани райони үрүмчидики башқа юртлуқ уйғурлар әң көп олтурақлашқан район иди. 5 - Июл вәқәсидин кейин бу җай хитай һөкүмитиниң үрүмчидә әң зор күч билән контроллуққа алған, уйғурларни әң көп тутқун қилған районға айланди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.04
Urumqi-Uyg-momay-xitay-tankasi-305 7 - Айниң 7 - күни бир түркүм уйғур айаллири намайиш өткүзүп тутқун қилинған балилирини қойуветишни тәләп қилған болуп, сүрәт, һаса тутқан бир уйғур момайниң хитайниң бровниклириниң алдини сосуп һурпийип турған көрүнүши.
www.nytimes.com Дин елинди. Photo: David Gray/Reuters

Бу җай йәнә 7 - июлдики аял вә балиларниң, хитай һөкүмитиниң 5 - июлда тутқун қилған әрлири вә оғуллирини қоюп беришни тәләп қилип елип барған тинчлиқ намайиши биләнму дуня мәтбуатида күчлүк диққәт тартқан алаһидә нуқта болуп қалди.

Хитай даирилири йеқинда бу җайдики йәнә уйғур аилә аяллириға мәхсус "аниларниң сапасини өстүрүш курси" ечип сиясий идийиви тәрбийә елип барған. Хитай даирилириниң ат бәйгә мәйданида олтурушлуқ уйғурларға тохтимай қатму қат бесим ишлитип келиватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң күчлүк наразилиқини қозғимақта.

Үрүмчи радио истансисиниң йеқинда елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмиси вә үрүмчи шәһәрлик аяллар бирләшмиси бу йил сентәбирдин башлап, ат бәйгә мәйданидики иш башқуруш комитети билән бирлишип бу районда мәхсус " аниларниң сапасини өстүрүш дәрсханиси қуруп " 200дин артуқ уйғур аниға, қанунға риайә қилиш, диний сиясәтләргә әмәл қилиш һәтта қандақ кийинип йүрүш һәққидә дәрс беришкә башлиған.

Ат бәйгә мәйданида олтурушлуқ аһалиниң 80%тидин көпрәкини яқа юртлардин үрүмчигә келип олтурақлашқан уйғурлар игиләйду. Уларниң әрлириниң көпинчиси сода -сетиқ вә ушшақ тиҗарәт билән шуғуллиниш арқилиқ аилә иқтисадини қамдиса, аяллири асасән аилидә бала тәрбийиләш вә аилә ишлири билән мәшғул болуп кәлмәктә. Улар, уйғурларниң әнәниви аилә башқуруш усулини давамлаштуруп кәлмәктә иди.

Хитайниң хәвиридә ат бәйгә мәйданидики бу аилә аяллириниң сапасини өстүрүп, өзигә тайинидиған, өз алдиға кирим қилалайдиған қилиш һәмдә уларниң кийиниш, йүрүш -туруш җәһәттә сапасини юқири көтүрүп ярдәм қилиш үчүн мәхсус тәрбийиләш һәрикити елип барғанлиқини язған.
 
Хитай даирилириниң бултур 5 - июлдин кейин ат бәйгә мәйданида елип бериватқан һәрикәтлиригә диққәт қилсақ, бу җайни алаһидә контроллуққа алғанлиқини көрәләймиз. Үрүмчигә орнитилған 40 миң көзитиш аппаратиниң 60и ат бәйгә мәйданиниң һәр бир мәһәллә -койлирини көзитишкә қоюлған, мәхсус сақчи понкити қурулуп йүздин артуқ сақчи вә көзәтчи, чарлиғучи хадим ишқа чүшкән. Һәр бир коча бешиға тәкшүрүш понкити қоюлған һәмдә мәһәллә комитетлирида мәхсус сиясий идийиви хизмәт ишләйдиған кадирлар һәрикәт қилишқа башлиған.

Хитай һөкүмитиниң нөвәттә бу җайда йәнә аилә аяллириғиму мәхсус курс ечип сиясий сапа тәрбийиси елип бериватқанлиқи бизни бултурқи, ат бәйгә мәйданида болуп өткән ана - балилар наразилиқ һәрикитини әсләшкә мәҗбур қилиду.
 
Әсләп өтсәк, йәни үрүмчидә уйғурларниң 5 - июл намайиши хитай һөкүмитиниң қорал күчи билән қанлиқ бастурулди. Бу җәрянда уйғурлар әң көп топлишип олтурақлашқан ат бәйгә мәйданиму тутқун қилиш һәрикити әң җиддий елип берилған җайларниң бири болди. Әйни чағда ат бәйгә мәйданидин радиомизға учур бәргүчи уйғурлар хитай һөкүмитиниң бу җайда олтурушлуқ уйғурларни өйму - өй кирип тутқун қилғанлиқини, 15 яштин 40 яшқичә болған миңлиған бигунаһ уйғурниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән иди.

Вәқәдин бир күн кейин ат бәйгә мәйданида әрлири, оғуллири, ака - инилиридин айрилип, имкансиз қалған 300дәк уйғур қиз -аяллири 7 - июлда хитайға қарши тинчлиқ намайиши елип барди. Қучиқида балиси, йиға -налиси билән "әрлиримизни қоюп бериңлар" дәп йиғлиған амалсиз қалған аяллар, бешида ақ яғлиқ, "оғлумни тутуп кәтти" дәп налә қиливатқан анилар, "гунаһсиз ака инилиримни нәгә елип кәттиң" дәп хитай қораллиқ сақчи вә һәрбийләрдин адаләт тәләп қиливатқан мәрданә қизлар вә танка - бронивикларни чекинишкә мәҗбур қилған турсунгүлдәк батур аниларниң симаси дуня мәтбуатида күчлүк тәсир қозғиған иди.
 
Ат бәйгә мәйдани тилға елинғанда һелиһәм уларниң уйғурларниң вәзийитигә вәкил болуп сүрәтләрдә қетип қалған симаси намаян болиду. Нөвәттә, ат бәйгә мәйданида түрлүк қисмәтләргә учраватқан бу аялларни хитай һөкүмитиниң қандақтур " сапалиқ" қилимиз дәп мәхсус курсларға уюштуруп, роһий бесимни күчәйтиватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридә күчлүк наразилиқ қозғимақта.

Бу һәқтә тохталған америкидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фондиниң йетәкчиликидики америка уйғур аяллири комитети рәиси зубәйрә ханим, хитай һөкүмити сапасиз көрситиватқан ат бәйгә мәйданидики шу уйғур анилириниң әмәлийәттә "һәқиқий уйғур миллий роһиға игә ғурурлуқ сапалиқ уйғур аяллири" икәнликини көрсәтти.
 
Дуня уйғур қурултийиниң тармиқидики германийә уйғур аяллар комитети рәиси гүлнар осман ханим болса, хитайниң ат бәйгә мәйданидики уйғур қиз аяллириға қаратқан бу тәрбийиләш һәрикитиниң бу уйғур қиз аяллириниң әндишилик вәзийитидин дерәк беридиғанлиқини анализ қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.