Үрүмчи парткоминиң хизмәт доклати уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди

Җу хәйлүн бәргән үрүмчи партком хизмәт доклатиниң мәзмуниға қариғанда, үрүмчи шәһиридики асаслиқ чоң қарар вә өзгиришләр 5-июл вәқәсидин кейинки өзгиришләрни асас қилидикән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.09.27
zhu-hailun-ju-xeylun-305.jpg Үрүмчи шәһәрлик парткомниң башлиқи җу хәйлүн үрүмчи кәчлик гезитини зиярәт қилди. 2011-Йили 1-сентәбир.
www.urumqi.gov.cn

Үрүмчи хәвәр торидин ашкарилинишичә, 25-сентәбир үрүмчи парткомниң 10-нөвәтлик комитетиниң 1-қетимлиқ йиғинида қайтидин үрүмчи шәһәрлик партком секретарлиқиға тәйинләнгән җу хәйлүн, үрүмчи шәһәрлик парткоми 9-нөвәтлик комитетиниң бәш йиллиқ хизмәт хуласиси һәққидә доклат бәргән. У хитай коммунист һөкүмитиниң 11-бәш йиллиқ пиланини актип вә толуқ әмәлийләштүргәнликини сөзләп келип, рәсмий доклатини “бу бәш йил җәрянида 5-июл вәқәсидәк қан вә оттәк синақларни бешимиздин өткүздуқ” дәп башлиған. У, шундақтиму бу синақтин тез арида әслигә келип сиясий иқтисадий иҗтимаий муқимлиқниң сақлап келингәнлики, узақ муддәтлик әминликкә техиму пухта асас селинғанлиқини тәкитлигән.

У үрүмчи парткомниң бәш йиллиқ хизмәтлирини, иқтисадниң өрлиши, шәһәр қурулушиниң шиддәт билән илгирилиши, иҗтимаий кәсипләрниң тез тәрәққияти, түзүлмә ислаһатиниң чоңқурлиши, идийә әхлақ қурулушиниң барғанчә йүксәлгәнлики, җәмийәт муқимлиқиниң синақларға бәрдашлиқ берип техиму мукәммәлләшкәнлики, партийә қурулмисиниң барғанчә күчәйгәнлики қатарлиқ йәттә тәрәптин йәкүнлигән.

Униң доклатидин қариғанда, үрүмчиниң омумий малийисиниң өсүши бу бәш йилда илгирики бәш йилдикидин бир һәссә қатланған болуп һазир үрүмчиниң киши бешиға тоғра келидиған ишләпчиқириш омумий қиммити 6489 америка доллириға тоғра келидиған болуп, хитайниң ғәрбий шималидики шәһәрләрниң алдинқи иккинчиси санилидикән.

Шәһәр қурулушиға бу бәш йилда аҗритилған мәбләғ 27.5 Милярд йүән болуп, 10-бәш йиллиқ пиландикидин икки һәссә көп икән. Буниңда, болупму үрүмчи шәһиридики кепиллик мәһәллиләрни чеқип өзгәртиш хизмитиниң асасән йүз пирсәнткә йәткүзүлгәнлики алаһидә тилға елинған.

 Җу хәйлүн доклатида иҗтимаий саһәдә қазанған әң зор нәтиҗә сүпитидә пиланлиқ туғут хизмитиниң илгири сүрүлгәнлики, ишқа орунлаштуруш, җәмийәт параванлиқ, суғурта, давалиниш, сәһийә, әмгәк вә мулазимәт, хизмәтлириниң интайин яхши ишлинип, үрүмчидә шәхсий аптомобил сетивалған шәхсләрниң 250 миңға йәткәнликини мисалға алған һәм бу бәш йилда җәмий 271 миң наһийә базар нопусидикиләрниң ишқа орунлаштурулғанлиқини тәкитлигән, шәһәр башқуруш түзүлмисидә зор ислаһат елип берилип коча башқармилиридин башқа мәһәллә башқуруш комитетлирини қурушни күчәйтип муқимлиқ, җәмийәт тәртипини сақлашта нәтиҗә яритилғанлиқини көрсәткән. Мәдәнийәтлик шәһәр қурушта пүтүн җәмийәтниң мәдәнийәтлик, сиясий вә қануний җәһәттин тәрбийилинишини күчәйтилгәнликини сөзлигән, шуниңдәк йәнә асаслиқи көчмә нопусларни башқурушқа қаритилған йеңи сиясәт тәдбирләр арқилиқ һөкүмәт даирилириниң башқуруш ролиниң техиму әкс әткәнликини оттуриға қойған.

 Муһими җу хәйлун йәнә җәмийәт муқимлиқи җәһәттә чарлаш, бөлүп башқуруш, аилиләрни зиярәт қилип әһвал игиләшкә охшаш тәдбир чариләр арқилиқ вә давамлиқ "үч хил күчләр"ни қаттиқ бастуруш сияситини қаттиқ иҗра қилиш һәм вәтәнпәрвәр диний затларниң ролини күчәйтиш билән җәмийәт аманлиқиға,муқимлиққа, милләтләр иттипақлиқиға тәсир йәткүзидиған қилмишларниң баш көтүрмәстила һәл қилинип, буларниң алди елинғанлиқи партийә кадирлирини тәрбийиләштә чиң туруп партийә истилини яхшилап, һәр қайси хизмәтләрдә хәлқниң маһиллиқиға еришкәнликини хуласилигән.

Әмма һәммимизгә мәлум болғандәк 5-июл вәқәси үрүмчидә, хитайниң 11-бәш йиллиқ пилани йүргүзүлүватқан мәзгилиниң оттура пәйтидә йүз бәргән иди. Үрүмчи вәқәси үрүмчи парткоминиң юқириқи доклатлирини инкар қилидиған испат сүпитидә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита баравәр сиясәт қолланмиғанлиқи, ишсизлиқ, намратлиқ мәсилилириниң еғирлишиватқанлиқи, хитай нопусиниң йәрлик нопусниң һәқлиқ мәнпәәтлирини игиләп кетиватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләргә қайтурулған наразилиқ инкаси иди. Әмма үрүмчи парткоми бу бәш йиллиқ хизмәт хуласисидә мәзкур вәқәдин һечқандақ әмәлий савақ алмиғанлиқи мәлум болуп, буниңда хәлқниң шу хил наразилиқиға сәвәб болған амиллар яки мәсилиләрни қандақ һәл қилиш тилға елинмиған, әксичә-5 июлға охшаш наразилиқларниң қайта көтүрүлмәсликиниң алдини елишта қандақ қаттиқ тәдбирләр елинғанлиқидин хуласә чиқирилған.

Әң йеңи истатискилиқ мәлуматларға қариғанда үрүмчиниң даим турушлуқ нопуси үч милйондинму ешип кәткән болуп, хитайлар икки милйон 331 миңдин артуқ икән йәни омумий нопусниң 74.91%tini Хитай нопуси игиләйдикән, статистикида үрүмчидики аз санлиқ милләтләрниң 25.09% Ни игиләйдиғанлиқи көрситилгән болсиму уйғурлар нопуси тилға елинмиған.

Үрүмчи парткоминиң хизмәт доклатида көрситилгән нуқтилар чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири һәм зиялийларда қайта тәнқид һәм наразилиқ қозғимақта. Бу һәқтә америкидики уйғур паалийәтчилиридин илшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, “үрүмчидики иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятлар хитай нопусиға қаритилған болса, муқимлиқ, җәмийәт аманлиқини башқуруштики тәдбирләрниң тәрәққияти уйғурларға қаритилған” дәп мулаһизә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.