5-Июл вәқәсидә тутқун қилинған оттура мәктәп оқуғучилири һәққидики бирқисим йеңи учурлар ашкариланди

2009-Йилдики 5-июл вәқәсидә оттура мәктәп оқуғучилириниң намайишқа қатнашқан дегән баһанидә қолға елинғанлиқи һәм җазаланғанлиқи һәққидики учурлар ашкариланди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.04.19
urumchi-basturush-5-iyul-305.jpg Үрүмчи наразилиқ намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили июл.
RFA

Йеқинда чәтәлләрдики уйғур тор бекәтлири һәм бошүн қатарлиқ тор бекәтлиридә, 2009-йилдики 5-июл вәқәсидә үрүмчи шәһәрлик 14-оттура мәктәпниң 36 нәпәр оқуғучисиниң намайишқа қатнашқан дегән баһанидә қолға елинғанлиқи һәм вәқәдин кейин шу мәктәптики бир нәччә нәпәр уйғур оқутқучи қош тиллиқ маарип сияситигә қарши чиққан дегәндәк қалпақлар кийдүрүлүп җазаланғанлиқи һәққидики учурлар берилди. Үрүмчи шәһиридин йеқинда чәтәлгә чиққан, өз кимликини ашкарилашни халимайдиған оқуғучиларму радиомиз зияритини қобул қилип, вәқә һәққидә өзлири билидиған учурларни ашкарилиди.

17-, 18-апрел күнлири муһаҗирәттики уйғур тор бекәтлиридин америка уйғур җәмийити, вәтиним қатарлиқ тор бекәтлири һәм хитай демократлириниң тор бекитидин бошүн қатарлиқларда “хитай даирилири уйғур оқутқучи вә оқуғучилириға зиянкәшлик қилмақта” сәрләвһилик мақалә елан қилинди.

Мақалидә баян қилинишичә, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәси мәзгилидә тутқун қилинған үрүмчи шәһәрлик толуқ оттура мәктәпниң 36 нәпәр уйғур оқуғучиси, җинайити бекитилмигәчкә, сақчи даирилири тәрипидин мәктәпниң қайта тәрбийә қилишиға өткүзүп берилгәндин кейин, уларни мәктәптики хитай миллитидин болған мәктәп мудири ваң йи, муавин мәктәп мудири ма шинхуң вә әхлақ тәрбийә бөлүминиң башлиқи мин шинчаң қатарлиқ хитайлар “террорчи” дәп әйибләп, икки күн айрим өйгә солап, ач қоюп җазалиған. Солап қоюлған оқуғучиларға инсаний пәзиләт билән муамилә қилишни тәләп қилип, оқуғучиларға бир вақ болсиму нан беришни өтүнгән мәктәпниң уйғур миллитидин болған илмий мудири маһинур өмәр даириләр тәрипидин “террорчиларға вә миллий бөлгүнчиләргә ян басти” дегән гунаһ билән әйиблинип, униң илмий мудирлиқ вәзиписи бикар қилинған.

5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, үрүмчидин чәтәлләргә чиққан уйғурларниң радиомизға билдүрүшичә, әйни чағда үрүмчи шәһиридики оттура мәктәпләрдин 5-июл вәқәсигә четишлиқ дегән җинайәт артилип, нурғун оқуғучилар қолға елинған. Болупму, үрүмчи шәһәрлик 3-оттура мәктәпниң 17 яшлиқ оқуғучиси нурул исламниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип, түрмидә өлүши һәм үрүмчи шәһәрлик толуқ оттура мәктәптин қолға елинған 36 нәпәр оқуғучиниң икки күн солап қоюлуп, ач қоюлуш вәқәси үрүмчидики уйғурлар арисида узун бир мәзгилгичә ғулғула қилинип, җәмийәттә зор тәсир қозғиған.

5-Июл вәқәсидин кейин тутқун қилинған уйғур яшлирини сорақ қилишқа қатнашқан бир уйғур сақчиниң билдүрүшичә, бу вәқәдин кейинки бир һәптә ичидә үрүмчи вә башқа шәһәрләрдин болуп, уйғур яш-өсмүрлиридин нәччә миң киши қолға елинған.

Мақалидә баян қилинишичә, намайишқа қатнашқанлиқи үчүн тутқун қилинған бу оқуғучилар ичидики аблимит исимлик бир оқуғучи әслидә әлачи оқуғучи болуп, у, тутқун қилинған мәзгилдә калтәк билән урулуп, меңиси зәхимләнгәнлики үчүн, түрмидин қоюп берилгәндин кейин, меңиси тохтимай ағрийдиған болуп қалған. Узун даваланған болсиму, бу кесәлниң азабидин қутулалмиған. Бу әһвал барғансери еғирлашқачқа, 2010-йиллиқ алий мәктәп имтиһанидин өтәлмигән. 2011-Йилиму әйни әһвал көрүлгән. Хитай сақчилириниң қаттиқ уруп яриландуруши сәвәбидин, алий мәктәпкә кириш имканийитидин мәһрум болған бу оқуғучи роһий вә җисманий җәһәттин күндин-күнгә аҗизлиған.

Мақалидики баянлардин мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик толуқ оттура мәктәпниң физика оқутқучиси турниса қасимму 5-июл күнидики намайишқа қатнашқанлиқи үчүн, қизи әқлимә вә һәдилири болуп аилисидики 5 адәм билән бирликтә қолға елинған. Хитай даирилири турниса қасимниң җинайәт пакитини тапалмиғанлиқи үчүн икки һәптидин кейин уни қоюветишкә мәҗбур болған. Әмма, бу мәктәптики хитайларниң бирлишип шикайәт қилиши вә мәктәп мудири ваң йениң “турниса қасим маарип сепигә йошурунған миллий бөлгүнчи, оқуғучиларни намайишқа күшкүрткән унсур” дәп сақчи тармақлириға доклат сунуши билән, турниса қасим шу йили 8-айниң башлирида қайта қолға елинған вә хитай түрмисигә қамалған. У түрмидә еғир җисманий қийнашни, дәһшәтлик хорлуқни баштин кәчүргәндин кейин, җәнубий тағ(нәншән) да тәсис қилған меңә ююш курсиға қатнаштурулуп, “маарип сепидин йирақлаштуруш вә қәтий һөкүмәт хизмитигә алмаслиқ” шәрти билән 2010-йили 4-айда түрмидин қоюп берилгән. Шуниңдин кейин, турниса қасим хусуси ширкәтләрдә ишләп турмушини қамдашқа мәҗбур болған.

Мақалидә аптор үрүмчи шәһәрлик толуқ оттура мәктәптә йүз бәргән уйғур оқуғучи, оқутқучиларниң мәктәптики хитай әмәлдарлар тәрипидин өч елиш шәклидә җазалинишиға, 2004-йили үрүмчидә елип берилған қош тиллиқ мәктәп бәрпа қилиш намида, әслидики уйғур мәктәплири билән хитай мәктәплирини қошуветиш шамилидин кейин, мәктәпләрдә барғанчә күчәйгән уйғурлар билән хитайлар оттурисидики узун муддәтлик зиддийәтниң, сәвәб болған амилларниң бири икәнликини мундақ баян қилиду.

“2004-йили 4-айниң 30-күни үрүмчи шәһәрлик 14-оттура мәктәп хитай тилидики 6-оттура мәктәпкә қошуветилгәндин кейин, мәктәпниң оқутуш, малийә, кадирлар һоқуқи вә башқа қарар чиқириш салаһийитиниң һәммиси хитайларниң қолиға өткүзүп берилди. Шуниңдин башлап, мәзкур мәктәп уйғурларни оқутқучилиққа қобул қилишни тохтатти. Шуниң билән мәзкур мәктәптики уйғур оқутқучилар билән хитай оқутқучилар, уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар оттурисидики миллий зиддийәт наһайити күчийишкә башлиди. Бу зиддийәт 2009-йили1-айда йүз бәргән шу мәктәптики хитай миллитидин болған инглиз тили оқутқучисиниң 6 нәпәр уйғур оқуғучини дәрс вақтида орнидин турғузуп қоюп, “уйғур дегән җинайәтчи милләт”, “оғри милләт”, “газирчи милләт” дегән сөзләр билән һақарәтлигән вәқә сәвәбидин техиму өткүрләшти. Әйни чағда мәктәптики уйғур оқутқучи-оқуғучилар бу ишқа наразилиқ билдүрүп, бу хитай оқутқучини хитай қанунида бәлгиләнгән“милләтләрниң нам-абруйи вә шан-шәрипигә һақарәт қилғанларниң 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду” дегән бәлгилимә бойичә җазалашни тәләп қилған. Лекин үрүмчи шәһәрлик маарип идариси бу оқутқучиға қарита һечқандақ бир җинайи җаза қолланмастин, бу хитай оқутқучини башқа мәктәпкә йөткиветиш арқилиқла мәсилини бесиқтуруши мәктәптики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғап, икки милләт арисидики зиддийәт техиму күчәйди.”

Мақалидики баянлар һәм радиомиз зияритини қобул қилған үрүмчидин кәлгән уйғур оқуғучиларниң билдүрүшичә, әйни чағда бу вәқә үрүмчи шәһиридики уйғурлар арисида ғулғула қозғиған. “миллий иттипақлиққа тәсир йәткүзгәнләр җазалиниду” дегән тәшвиқат арқилиқ һәр вақит уйғурларни бастуруп келиватқан һөкүмәт даирилириниң уйғурларни һақарәтлигән хитай оқутқучиға қанун бойичә чарә көрмәслики мәктәптики уйғур оқутқучи-оқуғучиларни нарази қилған болса, мәктәптики өзлирини “уйғурларға немә қилсақ һәқлиқ” дәп билидиған бир қисим хитай милләтчи оқутқучилири бу вәқәни өзлиригә зәрбә дәп қариған һәм шундин кейинки узун бир мәзгилгичә уйғур оқутқучилиридин түрлүк баһаниләрдә өч елишни давамлаштурған.

Мақалиниң ахирқи абзаслирида мәктәптики хитай әмәлдариниң уйғур оқутқучилириға зиянкәшлик қилғанлиқиға даир башқа пакитларму баян қилинған. Мақалидә баян қилинишичә, мәктәп мудири ваң ниң қатарлиқларниң чеқиши билән, даириләр 2006-йили үрүмчи шәһәрлик толуқ оттура мәктәптики өзиниң илмий әмгәклири билән тарих саһәсидә уйғурлар һәм түрк дунясиға тонулған оқутқучи йүсүпҗан ясинни, пантүркизмлиқ җинайәт өткүзди дәп әйибләп, хизмәттин қалдурған. 2012-Йили хизмәт ситажи 20 йилдин 30 йилғичә болған, кәспи саһәсидә йетилгән даңлиқ оқутқучилардин :мәмәт һәсәнҗан, һәбибулла, майнур садир, рәйһанәм кәнҗи, әркин рәһмитулла, ришат қатарлиқ 10 ға йеқин оқутқучиниң хәнзу тилида дәрс өтәлмиди дегән баһанидә хизмитидин тохтатқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.