Үрүмчидә алий мәктәп оқуғучилириниң чоң намайиши пиланланған

Өткән һәптә үрүмчидики бир түркүм яшлар үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилирини намайишқа тәшкилләш үчүн һәрикәт елип барған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.12.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
12-dikabir-rohi-2-305 Шинҗаң университети оқуғучилири башчилиқида, 1985 - йили 12 - декабир күни, үрүмчидики көп санлиқ али мәктәп оқуғучилириниң хитай һөкүмитиниң сийасәтлиригә қарши кәң көләмлик намайиши елип берилған.
RFA

Тәшкиллигүчи паалийәтчиләрдин бири мирадил ясин йәнә бири мутәллип тийип болуп, улар 20 ‏ - декабир күни шинҗаң университетида тәшвиқат вариқи тарқитиватқанда университетиниң аманлиқ хадимлири тәрипидин нәқ мәйданда тутувелинған, вә сақчиға тапшуруп берилгән.

Вәқәни паш қилған аманлиқ хадимлиридин иляр аблимит, ниязмуһәммәт имам вә ваңбиңлар 5 миң йүәндин нәқ пул билән мукапатланған.

Алий мәктәп оқуғучилирини намайишқа чақирған тәшвиқат вариқи шу күнләрдә үрүмчидики 1 ‏ - авғуст йеза игилик университети билән тибабәт университетлиридиму тарқитилған.

Мәлуматлардин қариғанда, үрүмчидики һәрқайси алий мәктәп оқуғучилириниң аптонум районлуқ тәнтәрбийә сарийи әтрапиға топлинип, пүтүн шәһәрни айлинип намайиш қилиши пиланланған, әмма намайишини пиланлиғучиларниң қолға елиниши вә бир қатар алдини елиш тәдбирлириниң тәсири билән намайиш пилани әмәлгә ашмиған.

"Уйғур биз" торбетиниң хәвәр қилишичә, шинҗаң университети мушу айниң 24 - күни мукапатлаш йиғини ечип, бир қетимлиқ намайишниң тосуп қелинишида хизмәт көрсәткән 4 кишигә мукапат бәргән.

Йиғинға, университет рәһбәрлири вә башқарма дәриҗилик кадирлири; үрүмчи шәһири вә аптонум районниң алақидар рәһбәрлири иштирак қилған. Университет партиком секретари җаң шйнляңниң мукапатлаш йиғинида билдүрүшичә, бу қетимқи намайишниң тосуп қелинғини үчүн уйғур районлуқ партиком секретари ваң лечүән шинҗаң университетигә алаһидә разимәнлик билдүргән.
 
Нөвәттә, қолға елинған яшларниң тәшкилий мунасивәтлири вә паалийәтлири үстидә үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси тәкшүрүш елип бармақта. Намайишниң тәшвиқат вариқида немиләр дейилгәнлики, намайишта қайси мәсилиләр оттуриға қоюлмақчи икәнлики, вәқәгә четишлиқ җәмий қанчә кишиниң қолға елинғанлиқи қатарлиқ муһим учурлар, даириләр тәрипидин сир тутулмақта.

"Уйғур биз" ториниң хәвәр қилишичә, қолға елинғанлардин мирадил ясин 20 яш болуп, юрти қәшқәр шәһиридин; мутәллип тейип болса 19 яш болуп, пичан наһийисидин; әмма уларниң қайси мәктәпниң оқуғучилири икәнлики һазирчә мәлум әмәс.
 
"Уйғур биз" ториниң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур елида "шинҗаңниң муқимлиқи үрүмчигә бағлиқ, үрүмчиниң муқимлиқи үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилириға бағлиқ, алий мәктәп оқуғучилириниң муқимлиқи болса, шинҗаң университетигә бағлиқ," дәп қаралмақта.

Бундақ қарилишқа, чәтәлдики уйғур паалийәтчилири арисида, шинҗаң университетида тәлим алғучиларниң бәлгилик салмақта болуши сәвәп болған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.