' Җуңго ярдәм җәмийити' хитайни үрүмчидә тутулған уйғур оқуғучилирини қоюп беришкә чақирди

Хитайниң үрүмчидики сақчи даирилири йеқинда үрүмчидики бир алий мәктәпкә топлинип, диний мәсилиләр үстидә музакирә елип барған 7 уйғур оқуғучини тутқун қилған иди. Нөвәттә оқуғучиларниң көп қисими қоюп берилгән, лекин бир қисим оқуғучилар йәнила тутуп турулмақта.
Мухбиримиз әркин
2009.06.15

Америкидики уйғур тәшкилатлири вә бир қисим диний гуруһлар тутқундики оқуғучиларни қоюп беришкә чақирип, хитай даирилиридин оқуғучиларниң һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди.
 
Бу йил 5 ‏ - айниң 10 ‏ - күни саәт 11:00 ләр әтрапида үрүмчидики бир қисим алий мәктәпләрдин топланған бир гуруппа уйғур оқуғучи шинҗаң университитиға топлинип, диний мәсилиләр үстидә пикир алмаштуруватқан иди. Дәл шу чағда шинҗаң университити җ х башқармисиниң икки нәпәр сақчиси вә қоғдаш бөлүминиң бихәтәрлик әтритидикиләр йиғин мәйданиға бесип кирип, йиғиндики 7 нәпәр уйғур оқуғучиниң һәммисини тутқун қилған.

Мәркизи америкиниң тексас штатидики "җуңго ярдәм җәмийити"ниң бу һәқтики мәлуматида сақчиларниң тутқун қилинған оқуғучиларниң пут, қолини кишәнләп, мәктәп бихәтәрлик ишханисиға елип барғанлиқини, оқуғучиларни бу йәрдә сораққа тартип, үрүмчидики мәлум бир тутуп туруш орниға йоллап бәргәнликини илгири сүргән.
 
Лекин шинҗаң университитидики бихәтәрлик хадимлириниң мәзкур вәқә тоғрисидики баяни бир - биригә зидийәтлик болуп, мәктәпниң бихәтәрлик органидики бәзи хадимлар бу вәқәни рәт қилса, йәнә бәзиләр оқуғучиларниң диний йиғилиш сәвәби тутқун қилинғанлиқини етирап қилди.

"Җуңго ярдәм җәмийити"ниң мәзкур вәқә тоғрисидики мәлуматида тутқун қилинғанларниң мусулман оқуғучилар икәнликини, сақчилар вә бихәтәрлик хадимлириниң оқуғучиларға хизмәт кинишкиси яки қолға елишқа аит рухсәтнамисини көрсәтмигәнликини, даириләрниң оқуғучиларни 15 күн солап, һәр бир оқуғучиға 5 миң йүән җәриманә қойғанлиқини билдүргән. Лекин мәркизи тексастики бу диний җәмийәт йәнә, икки оқуғучиниң һазирға қәдәр қоюп берилмигәнликини, қоюп берилмигән бу оқуғучиларниң бириниң 27 яшлардики йүсүпҗан исимлик шинҗаң университити игилик башқуруш кәспиниң оқуғучиси, йәнә бириниң 24 яшлардики мәмәтҗан исимлик оқуғучи икәнликини илгири сүргән.

Америка уйғур җәмийити болса бу вәқәни, уйғурларниң дуня җамаәтчилики тәрипидин етирап қилинған диний әркинлик һоқуқини қолланғанлиқи сәвәби зәрбигә учраватқанлиқиниң йәнә бир мисали, дәп әйиблимәктә. Уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим уйғур җәмийити елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики баянатта мундақ дегән 7": нәпәр яш әркин дуня тәрипидин капаләткә игә қилинған әң әқәлли һоқуқини қолланғанлиқи сәвәби җазаланди. Бу яшлар шәрқий түркистандики нурғун кишиләргә охшаш өз етиқадини тинч биҗа кәлтүрүшни ойлиғанлар. Хитай һөкүмити уйғурларниң ислами етиқадини уйғур кимликиниң һули, дәп қарап, уларниң хитай җәмийитигә ассимилиятсийә болушиға хәвп, дәп һисаблайду. Дин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши мәдәнийәт урушиниң алдинқи сепи."

"Җуңго ярдәм җәмийити" болса хитай һөкүмитини, пуқралириниң диний әркинлик һоқуқиға һөрмәт қилип, қамақтики 2 уйғур оқуғучини қоюп беришкә чақирған. Мәзкур диний тәшкилатниң ахбарат алақә ишлар хадими кәтирен кәйсен радиомизда елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики баянатида " биз қоюп берилмәй үзлүксиз тутуп турулүватқан икки нәпәр шинҗаңлиқ оқуғучини қоюп беришкә чақирип, баянат елан қилдуқ. Биз йәнә даириләрни хитай пуқралириниң диний әркинликигә һөрмәт қилишқа, хитайдики аз санлиқ милләтләргә мунасивәтлик мәсилиләрни иһтият билән бир тәрәп қилишқа чақиримиз" дәп көрсәтти.

Даириләрниң қамақтики 2 нәпәр оқуғучини қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи бизгә намәлум. Лекин "җуңго ярдәм җәмийити"ниң мәлуматиға қариғанда, даириләр йиғилишқа қатнашқан уйғур оқуғучиларни"қанунсиз диний  йиғилиш"өткүзүш билән әйиблигән. Даириләрниң бу әйиблиши болса "җуңго ярдәм җәмийити"дики кәтирен кәйсенниң тәнқидигә учриди. У мундақ дәйду": қанунсиз диний йиғилиш ‏ - бу, даириләрниң кишиләрни қолға елиш, диний тәкшүрүш вә бастуруш ишлирида даим қоллинидиған бир аталғуси. Әмәлийәттики қанунсиз диний йиғилиш дегини һөкүмәтниң рухситини алмай йиғилиш дегәнликтур."

Америка уйғур җәмийитиниң әскәртишигә қариғанда, 10 ‏ - май күни йүз бәргән шинҗаң университитидики вәқәдә қолға елинған оқуғучиларниң бир қисими, шинҗаң йеза игилик университети вә шинҗаң пидагогика университетиниң оқуғучилирини өз ичигә алидикән. Бу вәқә шинҗаң университетида йеқинқи 6 ай ичидә йүз бәргән оқуғучиларниң 2 ‏ - қетим қолға елиниш вәқәси болуп һесаблиниду.

2008 ‏ - Йили 24 ‏ - декабирдә шинҗаң университети бихәтәрлик әтрити мәктәп қорасида тәшвиқат вәрәқиси тарқитиватқан мутәллип вә мирадилларни қолға алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.